Абдувәли аюп: “хитайға берип келиватқан уйғурларниң көпийиши җиддий мәсилә!”
2024.09.10
Йеқиндин буян хитай һөкүмитиниң уйғур елидики ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәтлирини йошуруш вә ақлашқа мунасивәтлик тәшвиқатлирини күчәйтиши билән бир вақитта, хитай һөкүмитиниң бу һәрикәтлиригә маслишип бериватқан уйғурларниңму көпийиватқанлиқи мәлум.
Чәт әлләрдики уйғур җамаити арисида вә иҗтимаий таратқуларда бу һәқтики муназириләр улғийиватқан бир пәйттә, америкадики нопузлуқ ахбарат органлиридин NPR йәни “дөләтлик аммиви радийоси” 25-авғуст күнидики йәкшәнбилик аңлитишида “өз қериндашлирини тутқун қилиш” дәп мавзу қоюлған мәхсус пирограммини тарқатти. 45 Минутлуқ бу аңлитиш нуқтилиқ һалда хитай һөкүмити уйғур илида йолға қоюватқан ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәткә шерик болуватқан уйғурлар үстигә мәркәзләшкән болуп, пирограммида исимлик яки исимсиз бир қанчә уйғурлар зиярәт қилинған.
Дөләтлик аммиви радийосиниң тонулған мухбири әмили фең тәйярлиған бу пирограмма әслидә уйғур ана тил паалийәтчиси абдувәли аюпниң “уйғур қирғинчилиқидики уйғур печкалар” намлиқ тәкшүрүш доклатиға асасән тәйярланған болуп, пирограммида орун алған кишиләрниң һәммиси абдувәли аюп тәрипидин зиярәт қилинған кишиләр иди. Абдувәли аюп әпәндиниң бизгә дәп беришичә, у һазирқи уйғур дияспораси дуч келиватқан мәсилә, җүмлидин чәт әлләрдә яшаватқан бир қисим уйғурларниң хитайға бималал берип келип, хитайниң тәшвиқатиниң бир парчисиға айлинишиниң арқисидики сәвәбни издәп беқиш мәқситидә бу тәтқиқатни башлиған. Абдувәли аюп бу тәкшүрүши үстидә тохтилип мундақ дәйду:
“мениң бу мустәқил тәтқиқатимни башлишимдики сәвәб чәт әлләрдин хитайға мокидәк берип келишләрниң арқисидики кишиләрни издәп беқиш иди. Мән издиниш җәрянида бундақ берип-келишләрни орунлаштуруватқанларниң хитай мәркизи бирликсәп бөлүми икәнликини байқидим. Җүмлидин, мәркизи бирликсәп бөлүми һәрқайси дөләтләрдә ‛муһаҗирлар тәшкилатлири‚ дегәндәк исимлар билән қурулған тәшкилатларға сан чүшүрүп беридикән, андин бу тәшкилатлар санға асасән шу дөләтләрдә туруватқан уйғурлардин адәмләрни тәшкилләп вәтәнгә апирип келидикән. Әмди түркийәдә болса бу ишни қилидиғини сабир буғданиң тәшкилати икән.”
Сабир буғда истанбулдики “уйғур санаәтчи вә содигәрләр җәмийити” ниң башлиқи болуп, униң түркийәдики хитай әлчиханиси билән йеқин алақидә болуп кәлгәнлики мәлум. У бир қанчә қетим мушу өмәк тәркибидә уйғур елигә содигәрләрни башлап барған вә йәнә 2023-йили сентәбирдә хитай һөкүмити бейҗиңда чақирған “11-нөвәтлик вәтәнгә қайтқан муһаҗирлар йиғини” ғиму биваситә қатнашқаниди.
Абдувәли аюпниң дейишичә, у бу доклат һәққидә дөләтлик аммиви радийониң мухбири әмили феңға сөз ачқандин кейин, әмили фең бу пирограммиси үчүн сабир буғда билән биваситә көрүшкән.
Әмили фең радийо пирограммисида сабир буғда һәққидә төвәндикиләрни баян қилиду:
“биз бу пирограммини мушуниңға охшайдиған хәвәрләрни җимиқтуруш үчүн ишләйдиған кишиләр тоғрисидики хәвәр, дәп атисақму болиду. Бу, җимиқтурулғанларниң қандақ болуп йәнә шу өзлири хата дәп қарайдиған системиниң давамлишиши вә уларниң ақлинишиға ярдәм қилидиғанлиқиниң һекайиси.”
Әмили феңниң баян қилишичә, сабир буғдаға охшаш кишиләр чәт әлләрдә туруп уруқ-туғқанлириниң яки вәтәндә қалған тиҗарәтлириниң хәвирини елишни арзу қиливатқанларниң тәлипини орунлап бериш арқилиқ бу кишиләрниң сүкүтини сетивалидикән. Әмили фең радийо пирограммисида мундақ дәп баян қилған:
“сабир буғда ашундақ ишларни вуҗудқа чиқиралайдиған адәм. Бирақ у буларни бикарға қилмайду. У кишиләрдин буниңға җавабән сүкүттә турушни, һөкүмәткә қарши гәп қилмаслиқни тәләп қилиду, шундила у йәнә өзиниң уларға ярдәм қилалайдиғанлиқини дәйду. У, илгири бир қетим маңа сөзлимәкчи болуп турған бир адәмни җимиқтурушқа урунғаниди. Шуңа мән һәйран қалдим, бу адәм ким? у немишқа бундақ қилиду? у хитайниң җасусиму?”
Әмили феңниң баян қилишичә, сабир буғда, өзиниң хитай билән һәмкарлашқан-һәмкарлашмиғанлиқи, униң хитайниң җасуси яки әмәслики һәққидә қоюлған һәрбир соалдин өзини интайин устилиқ билән қачурған. Сабир буғда өзиниң хитай һөкүмити билән йеқиндин һәмкарлишидиғанлиқини инкар қилмиған болсиму, бирақ өзиниң җасус яки әмәслики һәққидики соалға җаваб бәрмигән. У һәтта сөзиниң бир қисмида уйғурларниң һазирқидәк вәзийәттә болушини сәвәбсиз әмәс, дәп қарайдиғанлиқини оттуриға қойған.
Биз сабир буғда исимлик бу кишиниң өзиниң инкасини билип беқиш үчүн униң билән алақә қилған вә юқиридики баһаларға қандақ инкас беридиғанлиқини соридуқ. Бирақ у бизниң соаллиримизға җаваб беришни рәт қилди.
Абдувәли аюпниң радийомизға дейишичә, хитай һөкүмити һазир бир яқтин чәт әлләрдики уйғурларни шу кишиниң юртлиридики мәһәллә башқуруш комитетлири (шечу) арқилиқ башқурса, йәнә бир яқтин һәрқайси дөләтләрдә қурулуватқан мушу хил аталмиш муһаҗирәт тәшкилатлири арқилиқ башқурмақтикән. У мундақ дәйду:
“бу ишта васитичилик рол ойнаватқан хитай әлчиханилири болса мушундақ муһаҗир тәшкилатлири йоқ шәһәрләрдә бәзи уйғурларға шундақ тәшкилат қуруш тәклипи беридикән. Маңа гуваһлиқ бәргән бириниң дейишичә, у турушлуқ дөләттики бир хитай дипломат униңға муһаҗирлар тәшкилати қурушни вә бу арқилиқ уйғурларниң хитайға берип-келишигә виза әп бәрсә болидиғанлиқини дегән.”
Дөләтлик аммиви радийо мухбири әмили фең ханим радийо пирограммисида сабир буғданиң уйғур тиҗарәтчиләр вәкилләр өмики қармиқида хитайға бериш, җүмлидин у йәрдә лагерлар башлиништин илгири мәвҗут болған тиҗаритини тирилдүрүвелишни арзу қиливатқан бир уйғур содигәр һәққидә тохталған. У уйғур содигәр сабир буғдаға илтимас қилип, хитайға беришқа тизимлатқан болсиму, бирақ у хитай әлчиханисиниң тәстиқидин өтәлмәй виза алалмиған, буниң билән сабир буғда униң билән алақисини дәрһал үзгән. Исми “а” дәп елинған бу содигәр болса хитайға бармақчи болушини хата дәп қаримайдиғанлиқини, чүнки чәт әлдә җан беқиш, җүмлидин аилисини беқиш үчүн хитай билән алақә қилиштин башқа йоли йоқлиғини ейтип өзини ақлиған.
Мәлум болушичә, һазир түркийә, австралийә, канада, америка вә явропадики һәрқайси дөләтләрдин уйғур елигә берип келиватқанлар көпийиватқан болуп, уларниң бир қисимлири бундақ саяһәтчиликниң актип тәшвиқатчилириға айланған. Абдувәли аюп әпәнди болса бу вәзийәтни баһалап, хитайниң мәркизи бирликсәп бөлүминиң қоли арқилиқ йүргүзүлүватқан бу саяһәтчиликниң уйғурларни иккигә бөлидиған муһим мәсилә болуп қалғанлиқини ейтти.
У сөзи давамида йәнә, өзи тәйярлиған бу доклатниң америка дөләтлик аммиви радийосида бир пирограмма болғандин сирт, әң муһими униң хитайниң тәшвиқатиға маслашқан уйғурлар хатиригә елинған бир муһим пакитлиқ һөҗҗәт болуп қалғанлиқини әскәртип, “бу бизниң вәзипимиз, кәлгүсидә бу һөҗҗәтлик пакитлар оттуриға қоюлидиған күнләр чоқум келиду” деди.