Русийәлик алимлар профессор халмурат ғопурни қоюп беришни тәләп қилди

Ихтиярий мухбиримиз ойған
2020.08.28
Doktor-xalmurat-ghopur.jpg Уйғур дияридики һәммигә тонушлуқ зиялий, “шинҗаң теббий университети” ниң сабиқ мәктәп мудири, теббий пәнләр доктори халмурат ғопур. (Сүрәтниң тартилған вақти вә орни ениқ әмәс)
Baidu

Кейинки вақитларда хәлқара тәшкилатларниң, аммиви ахбарат васитилириниң, дөләт әрбаблириниң, мутәхәссисләрниң, зиялийларниң хитай һакимийитиниң уйғур елидә йәрлик уйғур, қазақ, қирғиз вә башқиму түркий-мусулман хәлқләргә қаратқан бастуруш сияситигә нисбәтән позитсийәси барғансери техиму ашкариланмақта. Болупму бу земинниң асасий аһалиси болған уйғурларни милләт сүпитидә йоқитиш сияситиниң елип бериливатқанлиқи, бу сиясәтниң биринчи нөвәттә уйғур сәрхиллиригә қаритилғанлиқи бәс-муназирә қозғимақта.

Йеқинда “исраил қанили 9” торида елан қилинған “уйғурниң тәқдири: русийә алимлири хитай хәлқ җумһурийитидә тәқибләнгән кәсипдишини һимайә қилди” намлиқ мақалида ейтилишичә, русийәдики бир қатар мәшһур алимлар хитай рәиси ши җинпиң намиға очуқ хәт йезип, өз кәсипдиши, йәни теббий университетиниң сабиқ мудири, теббий пәнлириниң доктори, профессор халмурат ғопурни қамақтин бошитишни сориған.

Мәзкур мақалида уйғур елидә хитайниң басқунчилиқ сияситигә қарши сан-санақсиз қозғилаң көтүрүп кәлгән 10 милйондин ошуқ уйғурниң һазирму хитай даирилири тәрипидин бир пүтүн милләт, хәлқ сүпитидә йоқитилишқа дуч келиватқанлиқи ейтилған. Мақалида йәнә дейилишичә, һазир уйғурларниң барлиқ турмуш-тирикчиликини, йүрүш-турушини хитай һакимийити қаттиқ контрол қилмақтикән. Әр кишиләргә сақал қоюш, аял кишиләргә йүзини йепиш, уларниң балилириға мусулманчә ат қоюш, рәсмий лавазимлардики уйғурларға роза тутуш вә башқиму әркинликләр мәний қилинғаникән. Шундақла хитайниң йиғивелиш лагерлирида йүз миңлап мусулманлар сот-сорақсиз тутулуп, азаб чекиватқан болсиму, хитай даирилири бу лагерларниң әсли мәқситини хәлқара җамаәтчиликтин йошурмақтикән.

Мәзкур хәт тоғрилиқ хәвәрләр русийәниң “ехо москви” ахбарат агентлиқидиму елан қилинған.

Иҗтимаий торлардин игилишимизчә, рус теббий алимлириниң очуқ хети төвәндики мәзмунда йезилған: “биз, русийә алимлири, кәсипдишимиз вә достимиз, шинҗаң теббий университетиниң сабиқ мудири, теббий пәнлириниң доктори, профессор халмурат ғопурниң тәқдиридин чоңқур тәшвишлинимиз. Униң билән алақә 2017-йилниң декабир ейидин буян үзүлди, бизниң профессор халмурат ғопур билән көплигән йиллар биллә йүргүзгән бирләшкән илмий, теббий тәтқиқатлиримиз тохтап қалди. ‛пән‚ журнилиниң хәвәрлиридин биз профессор халмурат ғопурниң сиясий әйибләр билән тутқун қилинғанлиқини билдуқ. Профессор халмурат ғопур исми дуняға тонулған атақлиқ дохтур вә алимдур. Профессор халмурат ғопур оттуз йилдин ошуқ вақит русийәниң иҗадий илмий, теббий вә билим алақилири билән бағланған. У павлоф намидики 1-санкит-петербург теббий университетида теббий пәнләр доктори диссертатсийәсини тәйярлиди вә яқилиди, илмий вә оқутқучилиқ иши билән шуғулланди, русийә вә хитай хәлқ җумһурийити оттурисида илмий вәкилләр гурупписини вә доктор-оқуғучиларни алмаштуруш ишини уюштурди, алимларниң хәлқара илмий муһакимә йиғинлирини вә қурултайлирини уюштурди.”

Өзиниң илмий вә теббий ишлири үчүн халмурат ғопур павлоф намидики 1-санкит-петербург теббий университетиниң, шундақла санкит-петербургтики тәҗрибә теббий илми институтиниң‛пәхрий доктори‚ дегән унваниға сазавәр болди. Биз профессор халмурат ғопурниң һәр қачан өз вәтининиң, хитайниң вәтәнпәрвәри болғанлиқини билимиз. У көп йиллар хитайда медитсинани, илимни вә билимни раваҗландурди һәм русийә вә хитай арисидики достлуқ вә һәмкарлиқни мустәһкәмләшкә чоң һәссә қошти.

Мөһтәрәм ши җинпиң җанаблири, биз профессор халмурат ғопурниң тәқдиригә шәхсән арилишишиңизни вә уни кәчүрүшиңизни сорап, сизгә мураҗиәт қиливатимиз. Биз профессор халмурат ғопурниң тез арида азад қилинишини үмид қилимиз.”

Хәттин игилигән мәлуматларға қариғанда, униңға 8 киши имза қойған болуп, улар русийә пәнләр академийәсиниң академики, павлоф намидики 1-санкит-петербург теббий университетиниң мудири теббий пәнләр доктори, профессор сергей багненко, шундақла теббий пәнләр докторлири, профессорлар, академикләр вадим василйеф, денис дубровин, вектор клименко, александир сувороф, генрих софронов, василий трофимоф, техника пәнлириниң доктори, профессор александир гогол икән.

Биз юқирида аталған бу хәткә имза қойған алимларниң бири, һазир русийәниң санкит-петербург шәһиридә яшаватқан теббий пәнләр доктори, шинҗаң теббий университетиниң профессори денис дубровин билән алақиләштуқ.

Радиомиз зияритини қобул қилған денис дубровин әпәнди өзиниң халмурат ғопурни 30 йилдин буян тонуйдиғанлиқини билдүрүп, мундақ деди: “халмурат билән санкит-петербургта диссертатсийә үстидә биллә ишлигәнтуқ. Шуниңдин кейин у мени шинҗаң теббий университетиға тәклип қилип, мән у йәрдә 20 йил профессор болуп ишлидим. У мениң йеқин достум вә аҗайип инсан. Уни сиясий паалийәт билән бағлапту. У һеч қандақ бир сиясәт билән шуғулланмиған. Чүнки у өпкә кесили бойичә атақлиқ алим болуп, исми дуняға тонулғаниди. У омумән өз саһәси бойичә илим-пәнни, шу җүмлидин уйғур медитсинасини раваҗландурғаниди. Кейин хитайлар һеч қандақ уйғур медитсинаси мәвҗут әмәс, буниң барлиқини у ойдин чиқиривалған дегән пикирләрни ейтти. Әмма униң илмий әмгәклири хәлқарада елан қилинип, уни пүткүл дуня тонуп болғаниди. Шуниң үчүн униң һеч қандақ бир илмий төһписи йоқ дәп ейтишқа болмайду, чүнки бу аллиқачан испатлинип болған. Халмурат ғопурға қоюлған әйибкә кәлсәк, униң өлүм җазасиға кесилип, йеқин арида буниң иҗра қилиниши мумкин дегән тәшвишлик хәвәрни игилидуқ. Җаза икки йилға кечиктүрүлгән болсиму, бу вақит өтүп кәтти. Биз икки йил мабәйнидә уни қутулдуруш үчүн бир нәччә қетим урундуқ. Биз, алимлар, ташқи ишлар министирлиқи, хитай консуллуқи, москвадики әлчиханиси арқилиқ мураҗиәт қилсақму, җаваб алалмидуқ. Һазирқи очуқ хетимизни биз мумкин қәдәр русийә вә хәлқара аммиви ахбарат васитилиридә көпрәк елан қилишқа тиришиватимиз.”

Денис дубровин йәнә өз сөзидә мәзкур очуқ хәткә халмурат ғопурни йеқиндин тонуйдиған вә билгән әң атақлиқ алимларниң имза қойғанлиқини, имза қойғучилар саниниң буниңдинму көп болуши мумкинликини оттуриға қойди.

Биз қазақистанниң алмута шәһиридики асфендияроф намидики теббий университетиниң профессори, теббий пәнләр доктори марат асимоф әпәндини зиярәт қилғинимизда, у мундақ деди: “мән тордин мәзкур хәвәрни оқуп чиққандин кейин бу маңа наһайити қаттиқ тәсир қилди. Сәвәби мән узун вақит халмурат ғопур билән немә ишларниң йүз бәргәнлики, униң ишлириниң қандақ болуватқанлиқи һәққидә аңлимиған һәм билмигән идим. Русийә алимлириниң халмуратни қоллиғанлиқи мени қаттиқ тәврәндүрди. Буниң барлиқи халмурат тоғрилиқ мениму әсләшкә мәҗбурлиди. Халмурат ғопур ким? у алим, мәшһур дохтур, өз ишиниң чоң мутәхәссиси. Көпчилики уйғурлар дуч кәлгән мәсилиләрни яхши билмәйду. Шәхсән өзүм мусулманларға қарши әмәсмән. Әмма уйғурниң көплигән мәсилилири мусулманлар билән зич бағлаштурулмақта. Хитай буниңдин пайдилинип, уйғурларни ислам террорчилиқида, диний әсәбийликидә әйиблимәктә. Бу йәрдә мәсилә пәқәт биваситә уйғурлар һәққидә, уларға қаритилған қирғинчилиқ, уларниң йерини бесивелиш, уларниң тәбиий байлиқлирини игиливелиш, қисқиси, уйғурларни милләт сүпитидә томуридин йоқитиш тоғрисида болуватиду. Халмуратқа кәлсәм, мән униң билән 1994-1995-йиллардин буян тонуш. Мән у чағда санкит-путурбург шәһиридики бехтереф намидики теббий институтида оқуп, ишләвататтим. Мән униң билән шу институтта өткән илмий муһакимә йиғинида тонушқанидим. У мениң уйғур икәнликимгә һәйран болғаниди. Биз шуниңдин тартип, достлишип, узун вақит арилишип йүрдуқ. У нәччә қетим алмутаға кәлгән. Мениму у бир нәччә қетим тәклип қилған. 2010-Йили қазақистан теббий университети билән шинҗаң теббий университети оттурисида һәмкарлиқ күчәйди. Шуниңдин кейин мән униң билән йәнә бир нәччә қетим көрүштүм.”

Марат асимоф халмурат ғопурниң дуняға тонулған алим болсиму, асассиз әйибләр билән қамалғанлиқини билип, буниңға қаттиқ қайғурғанлиқини, униң тезрәк әркиликкә чиқишини чин йүрикидин тиләйдиғанлиқини билдүрди.

Игилишимизчә, хитайниң йиғивелиш лагерлирида онлиған уйғур алимлири азаб чекиватқан болуп, бу аммиви ахбарат васитилиридә вә иҗтимаий таратқуларда күчлүк ғулғула қозғап кәлгәникән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.