Алматадики “инайәт” бирләшмиси мәҗруһ балилар мусабиқиси өткүзди
2015.06.11
Қазақистан уйғурлириниң җәмийәтлик тәшкилатлириниң бири “инайәт” бирләшмиси 2013 - йилдин буян мәдәнийәт, маарип, сәнәт, илим - пән, тәнһәрикәт вә башқиму саһәләрдә паалийәт елип бармақта. Бу җәһәттә у, алмата шәһири вә алмата вилайитидә яшаватқан уйғур җамаәтчилики, уйғур тилида билим бериватқан мәктәпләр, җәмийәтлик бирләшмиләр, илим дәргаһлири, мәтбуат вә иҗадийәт хадимлири вә башқилар билән зич алақидә бир қатар ишларни әмәлгә ашурди. Әнә шуларниң бири 10 - июнда алмата шәһириниң достлуқ мәһәллисигә орунлашқан “ават” кафейханисида өтти.
“бизниң ғалибийәт” намидики мәзкур рәсим сизиш мусабиқисигә һәр милләт вәкиллиридин болуп, 80дин ошуқ бала қатнашти. Уларниң көпчилики алмата шәһиридики мәҗруһ балиларни асраш мәркәзлириниң балилири болуп, қалған қисмини алмата вилайитигә қарашлиқ талғир вә әмгәкчиқазақ наһийилиридин кәлгән балилар тәшкил қилди.
“инайәт” бирләшмисиниң мәҗруһ балилар билән елип бериливатқан паалийәтлири һәққидә тохталған униң иҗраийә мудири, филологийә пәнлириниң намзати һәдийәм әхмәтова мундақ деди:
“инайәт” бирләшмиси қурулғандин бери, өзиниң асасий паалийитидин ташқири йәнә талантлиқ мәҗруһ балиларни маддий вә мәнивий қоллаш ишлириниму актип елип бериватиду. Бирләшмә һәр йили улар үчүн “арман” фестивали даирисидә һәрхил паалийәтләрни, шу җүмлидин йеңи йиллиқ олтурушларни, хәйрихаһлиқ ишлирини, консертларни, мусабиқиләрни вә башқиларни өткүзүп туриду. Бизниң бу йөнилиштики ишимизниң йәнә бир алаһидилики шуниңдики, биз бу мәҗруһ балиларниң анилириниму унутмай келиватимиз. Һәр йили биз 8 - март хәлқара ханим - қизлар байрими һарписида аниларни йиғип, уларға байрамлиқ гүлхан уюштуруватимиз. Чүнки мундақ балиларни күтүшниң, асрашниң барлиқ еғирчилиқлири асасий җәһәттин әнә шу аниларға чүшүватқанлиқи һәммимизгә яхши мәлум. Балилар арисида рәсим мусабиқилирини өткүзүш бизниң әнә шу асасий ишлиримизниң биридур. Мундақ мусабиқиләр һәр йили өткүзүлүп туриду. Дәсләпки икки йили биз мундақ мусабиқиләрни алмата шәһиридики “атакент” көргәзмә бирләшмиси билән һәмкарлиқта өткүздуқ. Мәҗруһ балилар асфалитта рәсим сизиш көргәзмисигә қатнишип, өзлириниң талантини намайиш қилған иди. Бу йили болса биз мундақ мусабиқини бина ичидә өткүздуқ, чүнки балиларға аптапта олтуруп рәсим сизиш наһайити еғир екән.”
Мусабиқигә қатнашқан балилар яш җәһәттин үч гуруппиға, йәни 6 яштин 10 яшқичә болған кичик, 11 яштин 16 яшқичә болған оттура вә 17 яштин 21 яшқичә болған чоң гуруппиларға бөлүнди. Рәсим сизиштин илгири уларға мәхсус қәғәз вә рәңлик қериндашлар тарқитилип, мусабиқигә тәйярланди.
Һ. Әхмәтова мәҗруһ балилар билән ишләштә уларға қилинидиған диққәтниң, мунасивәтниң алаһидә болуш лазимлиқини һәм һәр бир бала билән мунасивәт қилишта уларниң шәхсий алаһидиликлирини көздә тутуш керәкликини тәкитлиди. У бу җәрянда кишидин һәтта һәм педагок яки психолог, һәм ата - ана, әң асаслиқи инсан болуш тәләп қилинидиғанлиқини илгири сүрди. Һ. Әхмәтова бу қетимқи мусабиқиниң алаһидиликини көрситип мунда деди:
“әмди бу қетимқи паалийәтниң асасий мәқсити мәҗруһ балиларниң сәнәткә болған муһәббәт сезимлирини ойғитиштин, уларни тәрбийиләштин ибарәт. Шундақла бу балиларда иҗадий билим вә адәтләрни йетилдүрүш, уларниң роһини көтүрүш, уларниң башқа балилар билән арилишип кетишигә ярдәм бериш. Илгири мундақ мусабиқиләрниң нами “мениң қазақистаним”, “мән аләмни көрүватимән” дәп аталған болса, бу йили фашизмға қарши урушниң 70 йиллиқиға беғишлинип, “бизниң ғалибийитимиз” дәп аталди. Бу қетимқи мусабиқә “санаәтчиләр, тиҗарәтчиләр вә йеза егилики хадимлири бирләшмиси”, “нур - агро”, “зәм - зәм”, “амир”, “назугум” охшаш җәмийәтлик тәшкилатлар вә ширкәтләрниң һамийлиқида өтти.
Мусабиқидә мәҗруһ балиларниң өз қоли билән тоқуған, ясиған һәр хил буюмлириниң көргәзмиси қоюлуп, уларни кәлгән меһманлар сетивалди. Һәр йили мундақ мусабиқиләрни баһалаш гурупписини бизниң талантлиқ рәссамимиз, “дуня - арт” галлерейисиниң президенти һакимҗан гулийеф башқуруп келивататти. Бу йили болса у қазақистан рәссамлар иттипақи әзалирини, шу җүмлидин һәйкәлтараш рәссам рустәм шамахуноф вә рәссам график күрәш зулпиқарофни тәклип қилип, улар мусабиқә ғалиплирини бәлгиләп чиқти.
Мән мошу бүгүнки мусабиқигә келип, өзлириниң мәҗруһ балиларға болған һесдашлиқини, муһәббитини, иссиқ вә йеқимлиқ сөзлирини, тиләклирини билдүргән барлиқ һамийларға, меһманларға чәксиз рәһмитимни ейтимән.”
Мусабиқә давамида балиларниң қатнишиши билән байрамлиқ консерт программиси көрситилип, униңда шеирлар оқулди, нахшилар ейтилди вә уссуллар ижра қилинди. Меһманлар шундақла "ават", "дилназ" кафеханилириниң, айрим шәхсий тижарәтчиләрниң тәйярлиған йемәк - ичмәклиридин еғиз тегип, "шәпқәт - шов" тиятири оюнлиридин бәһриман болди. Ахирида мусабиқә ғалиплири пәхрий ярлиқлар вә ахчилиқ мукапатлар билән тәқдирләнди.