Җон керрий хитайни асасий кишилик һоқуққа һөрмәт қилишқа чақирди

Мухбиримиз ирадә
2014.11.04
asiya-tinch-okyan-iqtisad-hemkarliqi.jpg Хитай асия-тинч окян иқтисад һәмкарлиқи йиғинини күтүвелиш үчүн йоллирини безимәктә. 2014-Йили 26-өктәбир, бейҗиң.
Imaginechina

Америка президенти барак обама вә униң һәмраһлири келәр һәптә хитайда рәсмий дөләт ишлири зияритидә болиду вә асия-тинч окян иқтисад һәмкарлиқиниң бейҗиңда өткүзүлидиған йиғиниға қатнишиду.

Америкиниң бу йиғинға муһим әһмийәт бериватқанлиқи мәлум. Америка дөләт ишлири министири җон керрий бүгүн җон хопкинс университетида нутуқ сөзләп, америкиниң тинч окянда җаниҗан мәнпәәтлириниң барлиқини, шуңа райондики дөләтләр ара һәмкарлиқни ашурушниң муһимлиқини тәкитлиди. У америка-хитай мунасивәтлири үстидә тохталғанда, хитай райондики муһим дөләт, бирақ хитай ғәлибә қилимән вә хәлқарада һөрмәткә сазавәр болимән дәйдикән, чоқум асасий кишилик һоқуқларни капаләткә игә қилиши керәк, дәп әскәртти.

Бүгүн америка дөләт ишлири җон керрий вашингтондики җон хопкинс университетида мәхсус америка-хитай мунасивәтлири үстидә нутуқ сөзлиди. У, америка президенти барак обаманиң келәр һәптә хитайда қилидиған рәсмий зияритиниң тәйярлиқ хизмәтлири үчүн бейҗиңға йүрүш алдида бу университетқа келип, америка-хитай мунасивәтлириниң келәчики вә мәсилиләр үстидики пикрини баян қилди. Җон керрийниң нутқи асасән америка-хитай арисидики ихтилаплар вә һәмкарлиқ саһәлиридин ибарәт икки чоң бөлүмгә айрилған болуп, у алди билән икки дөләт мунасивитидә һазир дуч келиватқан мәсилиләрни вә америкиниң бу мәсилиләрдики мәйданини баян қилип өтти.

Керрий сөзидә америкиниң хитайға қаратқан сияситини төвәндикидәк ипадилиди : америкиниң хитай сиясити икки дөләт арисидики пәрқләрни иҗабий йөнилиштә идарә қилиш вә мәсилиләрни һәл қилиш үчүн һәмкарлиқни ишқа ашуруш.

У, у икки дөләтниң бир-биригә нурғун җәһәттин охшимайдиған әнәнә вә қиммәт қаришиға игә икәнликини, шуңа бу икки дөләт мунасивәтлириниң иҗабий йөнилиштики дипломатийә вә һәмкарлиқ арқилиқ наһайити инчикилик билән тәңшәшкә еһтияҗлиқлиқини әскәртип “йүксиливатқан бир күч билән әсли мәвҗут болған күч арисидики мунасивәтләрни яхши идарә қилиш үчүн һәр икки тәрәп наһайити еһтиятчан болушимиз керәк” дегән ибарини ишләтти.

Җон керрий икки дөләт мунасивитигә зор әһмийәт бәрсиму, әмма буниңлиқ билән хитайниң кишилик һоқуқ хатириси, интернет җасуслуқи вә җәнубий деңиздики игилик һоқуқ күриши қатарлиқ 3 муһим мәсилидә мәйданиниң һечқачан өзгәрмәйдиғанлиқини тәкитлиди. У америкиниң кишилик һоқуқниң капаләткә игә қилинишидин ибарәт түп қиммәт қаришидин ваз кәчмәйдиғанлиқини әскәртти. У сөзидә “америка һәрқандақ бир дөләтниң өз пуқралириға наразилиқини очуқ-ашкара вә җазалиништин қорқмай туруп ипадә қилиш әркинлики бәргән-бәрмигәнликигә диққәт қилиду. Шуңа биз хитай һөкүмитигә өзимизниң хоңкоңдики вә шундақла хитайниң башқа җайлиридики кишилик һоқуқ вәзийити үстидики пикир вә әндишилиримизни очуқ билдүрдуқ” деди.

Җон керрий йәнә, “дөләтни қанун арқилиқ идарә қилиш вә кишилик һоқуқни капаләткә игә қилиш бир дөләтниң узун муддәтлик тәрәққияти, параванлиқи вә муқимлиқи үчүн шундақла хәлқарада һөрмәткә еришиши үчүн әң асасий шәрт” дәп тәкитлиди.

Бу қетимлиқ америка-хитай рәһбәрлириниң учришиши көзәткүчиләрниң алаһидә диққитини қозғимақта. Чүнки һәр икки дөләт гәрчә мунасивәтләрни яхшилашниң әһмийитини изчил тилға елип келиватқан болсиму, әмма ши җинпиң тәхткә олтурғандин буян мунасивәтләрдә әксичә соғуқчилиқ көрүнгән иди. Бирләшмә агентлиқиниң баян қилишичә, буниңға асаслиқ җәнубий деңиздики игилик һоқуқ күриши вә шундақла хитайниң америкиға қиливатқан тор җасуслуқи асас рол ойниған икән. Дәрвәқә, җон керрийму бүгүнки сөзидә мана бу икки нуқтини мәхсус тилға алди. У, америка җәнубий деңиздики игилик һоқуқ күришидә очуқ тәрәп тутмисиму, әмма бу даваниң хәлқара қанунларға асасән һәл қилиниши керәкликигә ишиниду, деди вә америкиниң ахирғичә мәсилиниң дипломатийә вә хәлқарадики алақидар қанунларға асасән һәл қилиниши тәрәпдари болидиғанлиқини ейтти.

Америка һөкүмити хитайдин келиватқан вә америка ширкәтлирини вә муһим һөкүмәт органлирини нишан қиливатқан тор һуҗумлириниң кәйнидә хитай һөкүмити барлиқиға ишиниду. Улар көп қетим буни оттуриға қойған. Бүгүн җон керрийму сөзидә хитайниң тор җасуслуқини үнүмлүк чәкләшкә чақирди. У “америка ширкәтлиригә бихәтәр, ишәнчлик хизмәт муһити яритип бериш хитайниң өзи үчүн пайдилиқ, шундақ қилғанда техиму көп америка ширкити хитайдики тиҗаритини кеңәйтиду, хитай базириға мәбләғ салиду, хитай базири хәлқарада техиму җәлпкар һаләткә келиду” деди.

Җон керрий хитай билән һәмкарлишидиған саһәләр үстидә тохталғанда болса, иқтисад-тиҗарәт, килиматниң иссип кетиши вә хәлқаралиқ мәсилиләрни мисал қилди. Әмма у сөзидә, йеқинда америкида қилинған бир рай синаш нәтиҗисидин қариғанда, америкилиқларниң хитайға болған көз қаришиниң бир қанчә йил илгирикигә қариғанда начарлап кәткәнликини мисалға елип туруп, пәқәтла һөкүмәтләр ара һәмкарлишишниңла йетәрлик болмайдиғанлиқини, шуңа икки дөләтниң көпрәк оқуғучи алмаштуруш программилириға охшаш ишлар арқилиқ хәлқләр ара чүшиниш вә алақини ашуруши керәкликини ейтти. У, хитайни хәлқарада көпрәк рол елишқа, дуняви кризисларни һәл қилишта көпрәк мәсулийәтни үстигә елишқа чақирди.

Җон керрий әтә фирансийәдики зияритини аяғлаштурғандин кейинла асия-тинч окян иқтисад һәмкарлиқиниң ташқи ишлар министирлири йиғиниға йүрүп кетиду. Америка һазир бу йиғинға интайин зор әһмийәт бериватқан болуп, у җон керрийниң сөзидиму өз ипадисини тапти. У сөзидә алаһидә қилип “асия тинч окян районида америкиниң җаниҗан мәнпәәти бар. Америкиниң келәчәк тәрәққияти, параванлиқи вә һәтта бихәтәрлики бу район билән зич мунасивәтлик” деди. У шуңа америкиниң җәнубий асия дөләтлири вә райондики шериклири билән һәмкарлишишни вә уларни қоғдашни давам қилидиғанлиқиниму әскәртип өтти.

Җон керрий бу һәптә хитайдики асия тинч окян иқтисад һәмкарлиқиниң ташқи ишлар министирлири учришишида австралийә, һиндонезийә, японийә, йеңи зеландийә вә хитайниң ташқи ишлар министирлири билән учришиду. Андин у, оманниң пайтәхти мускаттики ядро мәсилилири йиғиниға қатнашқандин кейин, келәр һәптә обаманиң бейҗиңға беришиға үлгүрүп хитайға берип, обама билән бирликтә рәсмий зиярәткә қатнишиду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.