Голландийә, норвегийә вә шиветсийәдә “барин вәқәси” ниң 28 йиллиқи хатириләнди

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2018.04.06
shiwisiyede-barin-weqesi-xatirilendi-2018.jpg Шиветсийәдики уйғурлар җүмә хутбисидә “барин вәқәси” ни хатирилиди. 2018-Йили 6-апрел. Ситокһолм, шиветсийә.
RFA/Ekrem

Голландийәдики уйғурларниң бәргән мәлуматиға асасланғанда, 5-апрел чүштин бурун голландийәниң дәнхаг шәһиридики хитай консулханисиниң алдида “барин вәқәси” ниң 28 йиллиқини хатириләш йүзисидин намайиш елип берилған. Намайишни голландийәдә актип паалийәт қиливатқан “явропа шәрқий түркистан маарип җәмийити” уюштурған.

Намайишқа қатнашқан йәнә бир уйғур яшниң билдүрүшичә, бу қетимқи намайишқа әр-аял вә балилар болуп көп санда киши қатнашқан. Улар хитай консулханисиниң алдида һәр хил шоарларни товлап, хитай һакимийитигә болған наразилиқлирини ипадә қилған. 

Намайиш иштиракчилиридин бири бу қетимқи намайиш һәққидә тохталғанда: “барин шеһитлириниң қени һәргиз йәрдә қалмайду,” деди. Дуня уйғур қурултийи мәдәнийәт комитетиниң мудири, голландийәдики актип сиясий паалийәтчи зәйнидин турсун әпәндиму зияритимизни қобул қилип, 5-апрел өткүзүлгән бу намайишниң әһмийитини тилға алди.
5-Апрел вә 6-апрел күнлири шиветсийә, норвегийә қатарлиқ әлләрдики уйғурларму “барин вәқәси” ниң 28 йиллиқини охшимиған усулларда хатирилигән.
Норвегийә уйғур комитетиниң рәиси бәхтияр әпәндидин игилигән учурлиримизға қариғанда, норвегийәдә барин шеһитлириниң роһиға атап қуран тилавәт қилинған. Шиветсийәдики уйғур сиясий затлиридин әхмәтҗан әпәндиниң билдүрүшичә, шиветсийәдики уйғурлар бүгүнки җүмә намизи хутбисидә барин шеһитлири һәққидә мәхсус тохталған.

5-Апрел күни “барин вәқәси” ниң 28 йиллиқини хатириләш паалийәтлири голландийәдин сирт, йәнә германийә, түркийә қатарлиқ әлләрдиму елип берилған.
Голландийәдики намайиш нәқ мәйданидин йетип кәлгән авазда намайишқа 2 саәт вақит қалғанда намайишниң әмәлдин қалдурулғанлиқи тилға елинған. Бирақ зәйнидин турсун әпәнди буниң тоғра әмәсликини, намайишниң һөкүмәт даирилири тәрипидин чәкләнмигәнликини илгири сүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.