Түрк паалийәтчи: ай - юлтузлуқ көк байрақни ахирқи нәпәслиримгә қәдәр ләпилдитимән

Ихтиярий мухбиримиз пидаий
2016.06.12
turk-oglu-can-bey-ning-turk-dunyasi-paaliyetliride-bayraq-sevdalighidin-korunushler-1.jpg Түрк оғли җан ай - юлтузлуқ байрақлар алдида
RFA/Pidaiy


Голландийәниң арнһим шәһиридә олтурушлуқ түрк оғли җан исимлик бир адәм болуп, кишиләр уни байрақчи дәп атайду. У узундин бери түрк дунясида өткүзүлүватқан түрлүк паалийәтләрдә түркмән, әзәрбәйҗан, қирим, түрк вә уйғур қатарлиқ түркий милләтләрниң байрақлирини җәвлан қилдуруш арқилиқ, өзиниң түрк миллитигә болған садақитини билдүрүп кәлмәктә. Униң җәвлан қилдурған байрақлири, тарих бәтлиригә рәсим болуп чекилип, тор дуняси арқилиқ намаян болмақта. Түрк оғли җан әпәндиниң фәйсбукидин диққитимизни чәккән рәсимләр бизни униң билән учраштурди. У зияритимизни қобул қилип, радиойимиз арқилиқ уйғур қериндашлириға йүрәк сөзлирини аңлатти.

Зияритимизни қобул қилған түрк оғлу җан бәй, фәйсбуктики рәсимлиридин һәйран қалғанлиқимизға җавабән мундақ деди: уйғур қериндашлиримиз бизниң қериндишимиз, уларниң у йәрдә чекиватқан азаблирини биз бу йәрдә һес қилип кәлдуқ. Байрақ сәвдалири болуш сүпитимиз билән. Улар ләпилдитәлмисиму бизләр дуняниң һәр тәрәплиридә, ләпилдитишимиз лазим. Чүнки улар бизниң номуссиздур.

Биз униңдин кимликини сориғинимизда: “мән түрк дунясидики байрақ сәвдалиридин бири. Биз аллаһқа вәдә бәрдуқки, ‛медиа саһәсидә ахирқи нәпәслиримизгә қәдәр номусимизни вә байрақлиримизни җәвлан қилдуримиз‚ дәп. Дуняниң һәр йәрлиридә күчимизниң йетишичә, һечқандақ һәқ алмастин фестиваллар болсун, байрамлиримиз болсун голландийә, германийә вә түркийә қатарлиқ әлләрдә өткүзүлгән паалийәтләрдә, байрақлиримизни ләпилдитип келиватқан байрақ ашиқимән” деди.

Униң билдүрүшичә: уйғурларни тонуши әқлини билгәндин тартип башланған болуп, ай - юлтузлуқ көк байрақ билән болған алақиси өзгичә башланған икән. “мән шәрқий түркистанлиқ қериндашлиримни әқлимни тапқандин бери тонуйттим. Бир қанчә йил илгири белгийәдики бир паалийәттә рабийә қадир ханим билән көрүшүш несип болди вә мән у йәрдә 3 - 4 данә байрақ билән көрситиш қилған идим. Рабийә қадир ханим маңа өз қоли билән бир байрақни һәдийә қилип, “у байрақларниң арисида бизниң байриқимизму җәвлан қилсун” деди. Шундин бери барғанлики йәрләрдә түрк дуняси байрақлири қатарида ай - юлтузлуқ көк байрақниму ләпилдитип келиватимән. Йәни түркмән или байриқи, көк түрк байриқи, қибриз, әзәрбәйҗан вә түркийә байрақлири қатарида җәвлан қилдуруватимән.”

У йәнә уйғурлар қетилалмиған паалийәтләрдә, ай - юлтузлуқ байрақни җәвлан қилдурған чағлиридики кишиләрниң инкаси тоғрилиқ тохтилип мундақ деди: ай - юлтузлуқ көк байриқимизниң, кимниң байриқи икәнликини достлирим асасән билиду. Арисидин билмәйдиғанларму чиқип қалиду. Шундақларға хитайларниң зулуми астида қалған қериндашлиримизниң барлиқини чүшәндүрүп қайил қилимиз. Һәтта, бәзилири шундақ хурсән болуп кетиду. Шу йәрләрдиму бизниң қериндашлиримиз бар икән, дәп; йәнә бәзилири кашки бу көрүнүшләрни у йәрләрдиму намаян қилалиған болсақ нәқәдәр яхши болатти, һә?! дәп хорсинған чағлириму болди.

У өз әтрапидики тонуш - билишлириниң уйғурларға болған көз қариши тоғрилиқ учур берип, қериндашлиқ туйғусида һесдашлиқ қиливатқанларниң аз әмәсликини билдүрүп: “шәрқий түркистан бизниң түрк миллитиниң номусидур. Бизниң қериндашлиримиздур. Бизниң җамилиримиздә шәрқий түркистанлиқ қериндашлиримизниң йери өзгичә, һәр заман қайғу - ғәмлиридә биргимиз. Уларниң йенида болидиғанлиқимиздин хәвири болғай. Чүнки биз бир қәлб кәби яшимақтимиз” деди.

Униң чүшәндүрүшичә: түрк миллийәтчилириниң әң чоң ғайиси туран бирликини қурмақ икән. “мәқситимиз - туран бирликини қурмақ. Биз өлкүҗиләр - түрк дунясиниң бирлишишини үмид қилғучилармиз. Нәдә бир түрк болса, униң билән қучақлашмақ; түркйләрниң ғәлибиси үчүн тәр төкмәк; түрк байрақлириниң бир йәрдә җәм болуп яшиши; номусимизниң, кимликимизниң вә бирликимизниң даимий болуши үчүн, әң еғиз күнләрдиму бирликтә бөлишини қолға кәлтүрүштур. Бу гәрчә реаллиқтин узақтәк билинсиму, һаман бир күни әмәлгә ашидиғанлиқиға ишәнч турғузуп, һәркүни у тәрәпкә силҗимақтур.”

У уйғурлар қарита ахирқи йүрәк сөзлири вә тәвсийәлирини шундақ баян қилди.

У мундақ деди: “аллаһ халиса, шундақ бир күн келидуки; уйғур қериндашлиримиз билән бирликтә ай - юлтузлуқ көк байриқимизни хитай зулумиға қарши җәвлан қилдуримиз. Хиялимдики йеганә тиликим шу. Уйғурлар бизниң һәм дин, һәм қан қериндишимиздур. Уларниң аллаһтин үмид үзмәсликимиз, һаман бир күн ғәлибә қилидиғанлиқимизға болған ишәнчимизниң суслап қалмаслиқини тәвсийә қилимән. Зулум дуняда һечқачан мәңгү давам қилалмиди. Залимниң зулуми болса, бизниң аллаһимиз бар, дәп, қийинчилиқлиримизни бирликтә һәл қилишимиз лазим.”

Түрк оғлу җан бәй зияритимизниң ахирида, өзиниң 3 пәрзәнти барлиқини вә уларниму түрк сәвдалири болуп йетишип чиққанлиқини, бу сөһбәт арқилиқ уйғурларға салам йоллайдиғанлиқини, һәрқачан паалийәтләргә тәклип қилинса, хушаллиқ билән келидиғанлиқини билдүрүп хошлашти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.