“мюнхен дуня бихәтәрлики йиғини” тоғрисида мәлумат

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2016.02.15
myunxen-dunya-bixeterliki-yighini.jpg “мюнхен дуня бихәтәрлики йиғини” ечилған баварийә меһманханиси
Public Domain


12 - Феврал башланған “мюнхен дуня бихәтәрлики йиғини” 14 - феврал ахирлашти. 30 Дөләтниң юқири дәриҗилик әмәлдарлири пикир баян қилди.

Германийә ахбарат вастилириниң бу тоғрисидики хәвәрлиридә баян қилинишичә, 3 күн давамлашқан 52. Нөвәтлик “мюнхен дуня бихәтәрлики йиғини” мюнхен шәһиридики баварийә бинасида өткүзүлди. Йиғинға 30 дөләттин кәлгән дөләт башлиқлири, баш министирлардин сирт, 70 нәпәр ташқи ишлар, ички ишлар, дөләт мудапиә министирлири вә 5 нәпәр дөләт бихәтәрлик органлириниң мәсуллири қатнашти.

Йиғин иштиракчилири арисида германийә ташқи ишлар министири шитайин майәр, дөләт мудапиә министири урсула ханим, америка ташқи ишлар министири җон кәррий, франсийә баш министири мануил валлес, русийә баш министири димитрие медведев, натониң баш секритари җенс шитолтенберг қатарлиқ көплигән мәшһур сиясий шәхсләрму бар. Йиғин давамида мәйданиниң сиртида 1500 кишилик намайишчи сүрийә бомбардиманиға қарши наразилиқ намайиши өткүзгән.

Йиғинда оттуриға қоюлған мәсилиләрниң мәзмун даириси кәң болған. Мәсилән; оттура шәрқтики тоқунушлар, ислам дөлити, шималий корийә мәсилиси, көчмәнләр мәсилиси, украина мәсилиси, яврупаниң бихәтәрлики, дуня тинчлиқи үчүн немиләрни қилиш қатарлиқлар.

Германийә долқунлири радиосиниң бу һәқтики хәвиридә баян қилинишичә, йиғинға йәнә 600 дин артуқ даңлиқ сиясәтчиләр, 48 дөләттин кәлгән 700 дин артуқ мухбир қатнашқан. Баварийә һөкүмити йиғин үчүн 340 алий дәриҗилик ятақ, 40 данә йиғин зали аҗратқан. Тәхминән 4000 әтрапида сақчи йиғинниң бихәтәрликини қоғдашқа мәсул болған. 1800 Нәпәр мулазим йиғин ахирлашқичә хизмәттә болған. 140 Данә аптомобил мулазимәт қилған. Хәвәрдә тилға елинишичә, бу үч күнлүк йиғинда 3 миң данә нан, 4 миң кишилик тамақ, 5500 ботулка су, 5 миң ботулка һәрхил ичимлик, 700 ботулка үзүм һариқи, 200 ботулка пива истимал қилинған.

Ундақта, бу йиғиндин һасил қилинған нәтиҗиләр немә?

Бу тоғрисида техи ениқ йәкүн йоқ. Мәтбуатлар қандақтур келишим яки иҗабий қарарлар тоғрилиқ тохталмиди. Д у қ иҗраийә комитети рәиси долқун әйса әпәнди бу йиғин һәққидә қарашлирини билдүрүп өтти. яврупа шәрқий түркистан бирлики тәшкилати рәиси әнивәрҗан әпәндиму, бу йиғиниң дуняда ичкий урушлар әвҗ алған бир заманда ечилған муһим бир йиғин болғанлиқини илгири сүрди.

Бирақ, “мюнхен дуня бихәтәрлики йиғини” дин җәлп қиларлиқ бир нәтиҗә чиқмиған болсиму, диққәткә сазавәр пикирләр оттуриға қоюлған. Һәрқайси дөләтниң рәһбәрлири өзиниң тәсирлик нутуқлири арқилиқ, өз дөләтлириниң мәйданлирини ипадилигән.

Германийә долқунлири радийоси 13 - февралдики хәвиридә, һәрқайси әл сиясий әрбаплириниң нутуқлириниң муһим мәзмунлирини қисқичә шәрһийиләп өтти.

“мюнхен дуня бихәтәрлики йиғини”ниң рәиси волфгаң ишеңер мундақ дегән: “милләтчиликниң баш көтүрүши ишлиримизни яхшилаш түгүл, барғансери начарлаштуриду. Биз яврупа бирликиниң давамлиқ пут дәссәп мәвҗут болуп турушиға муһтаҗ.”

Германийә ташқи ишлар министири франк валтер шитайинмайәр яврупа бирлики дуч келиватқан хәвпни тилға елип мундақ дегән: “ғайәт зор бир кризис яврупани кезип йүрмәктә, биз чоқум яврупа үчүн күрәш қилишимиз керәк. Нөвәттә яврупадики ятлишиш күчи бу дәриҗидә зорайған икән, киләр йили йәнә бүгүнкидәк бир яврупани көрәйләйдиғанлиқимизға капаләтлик қилалайдиғанлиқимиз тоғрилиқ ениқ бир сигналимизни берәлишимиз лазим. Мушуни қилалисақ, чоң иш қилған болимиз.”

Германийә дөләт мудапийә министири урсула ханим сүрийә мәсилиси һәққидә тохталғанда мундақ дегән: “һәләбтики пуқралар чала қоюлмай, бомбардиманниң еғир зиянкәшликигә учраватқан бир чағда, б д т ниң бу мәсилини һәл қилишта ишәнч яритишқа урунушини қобул қилиш асан әмәс.”

Америка ташқи ишлар министири җон кәррий мундақ дегән: “бизниң бирқанчә күн, бирқанчә һәптә вә бирқанчә айдин кейин алидиған қараримиз, сүрийә урушиға хатимә бирәлиши мумкин. Бәлким йәнә келичәктә техиму мүшкүл болған башқа қейинчилиқларға тақабил туруш йолини таллашқа мәҗбур қелишимизму мумкин.”

Ирақ баш министири абади ислам дөлити мәсилисини тилға алғанда мундақ дегән: “биз бу йилниң, ислам дөлитиниң ирақтики ахирқи бир йили болуп қелишини пиланлаватимиз.”

Сәуди әрәбистанниң ташқи ишлар министири җубайер мундақ дегән: “әгәр әсәд тәхтидин айрилса, ислам дөлити сүрийидики һаятий күч бәхиш етиватқан тупрақлиридин мәһрум болиду. Бизниң униңға тақабил турушимиз асанға тохтайду.”

Франсийә баш министири мануил валлс радикал исламчиларниң яврупаға һуҗум қилиш мәсилиси һәққидә тохталғанда мундақ дегән: “биз йәнә һуҗумға учраймиз, зор көләмлик һуҗумға, буниси муқәррәр. Бу хил дәриҗидин ташқири террорчиларниң бу тупрақларға келишидики мәқсиـи, бу йәрләргә йәрлишиш.”

Германийәниң сабиқ баш министири шимид русийәгә болған имбарго мәсилиси һәққидә тохталғанда мундақ дегән: “имбарго һәр икки тәрәпкә зиянлиқ болған вастә. Җазалаш тоқунушларни һәл қилиш чарилири үчүн зор тосалғу. Украина кризиси түпәйли йолға қоюлған имбарго мәсилиси билән русийәниң сүрийә сияситини арилаштуривалмаслиқ лазим.”

Русийә баш министири медведев мундақ дегән: “биз аллиқачан йеңи бир соғуқ уруш дәвригә кирип болдуқ. Имбарго һечқандақ бир нәрсини өзгәртәлмиди. Наһайити ениқки, имбарго бизниң узун муддәтлик иқтисадий мәнпәтлиримиз үчүн пайдисиз. яврупа бирлики билән русийәниң мунасивети зиянға учриди. Украина халиғанчә қирғин қилиштәк ичкий урушта. Әҗиба биз тиркишишкә әмәс, һәмкарлиққа муһтаҗлиқимизни йәнә бир қетим 3 - дуня урушини баштин кәчүргәндин кейин чүшинишкә еһтияҗлиқму?”

Украина президенти петро порошенко мундақ дегән: “русийә әскәрлири, русийә қораллири, русийә оқ - дорилири һәр күнила чегридин өтүп мениң дөлитимгә кириватиду. Бу украинаниң ичкий уруши әмәс, бәлки русийә президенти путинниң зораванлиқи. Русийәниң оттура шәрқтики қилмишлири униң башқа бир пиланетта яшаватқанлиқини көрситип бериду. Сүрийәдиму ичкий уруш йоқ. Бар болғини путинниң айропиланлириниң хәлқни бомбардиман қилиши.”

Хитай ташқи ишлар министири ваң йи корийә мәсилисидә мундақ дегән: “һазир қаттиқ бир қарар қобул қилидиған вақит кәлди. Биз б д т бихәтәрлик кеңишиниң йәниму бир қәдәм илгириләп һәрикәт қоллинип, йеңи бир қарар арқилиқ корийәни қилмишлириға тегишлик бәдәл төләткүзүшини қоллаймиз.”

Иорданийә падишаһи абдуллаһ мундақ дегән: “биз келәр нөвәт йәнә бир қетим көрүшкән чеғимизда, биз әслидинла сақлиналайдиған кризислар тоғрилиқ сөзләшмәйдиған болайли.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.