Дуня уйғур қурултейи 5 - июл үрүмчи вәқәсини хатириләш тоғрисида чақириқ қарари мақуллиди

Мухбиримиз әркин тарим
2015.06.12
dolqun-eysa-bdt.jpg Долқун әйса б д т йиғинида
RFA/Erkin Tarim


0920 - Йили 7 - айниң 5 - күни үрүмчидә йүз бәргән уйғурлар тәрипидин 5 - июл үрүмчи қирғинчилиқи дәп аталған вәқәниң йүз бәргәнликиниң 6 - йиллиқини хатириләш күни йеқинлишип қалған бүгүнки күндә, дуня уйғур қурултейи телефон йиғини чақирип дуняниң һәрқайси җайлирида 5 - июл үрүмчи қирғинчилиқини бир туташ хатириләш тоғрисида қарар мақуллиди.

6 - Айниң 10 - күни америка вақти саәт 10да башланған йиғинға д у қ рәиси рабийә қадир ханимниң йолйоруқиға асасән, муавин рәисләр, иҗраийә комитети мудири, муавин мудири, бәзи комитетләрниң мәсуллири вә д у қ ниң һәрқайси дөләтләрдики вәкиллири қатнашти. Телефон йиғинида дуня уйғур қурултейиниң 7 - айниң бешида үрүмчи қирғинчилиқини хатириләш паалийитини қайси шәкилдә өткүзүши тоғрисида әтраплиқ музакирә елип берилди. Музакирә нәтиҗисидә 7 - айниң 3 - күнидин 6 - күнигичә дуняниң һәрқайси җайлиридики шәрқий түркистан аммивий тәшкилатлириниң хитай әлчилики вә консоллириниң алдида намайиш қилиши, үрүмчи қирғинчилиқи тоғрисида һәр хил йиғинлар чақириши, ахбарат баянати елан қилиши, мақалә вә йеңи мәлуматлар елан қилиши қарар қилинди. Телефон йиғинида йәнә 7 - айниң 28 - күни йәкән вәқәсиниң бир йиллиқи мунасивити билән немә паалийәтләрни елип бериш тоғрисида 6 - айниң 15 - күни ана тил күни мунасивити билән дуняниң һәрқайси җайлирида өткүзүлидиған паалийәтләр тоғрисида, кейинки айларда чақирилмақчи болған “хитай һөкүмитиниң шәрқий түркистанлиқ мусулманларға қаратқан диний бесими: сәвәб, паҗиәләр вә ақивәтләр” мавзулуқ хәлқаралиқ муһакимә йиғини тоғрисида музакирә елип берилди.

Биз бу йиғин тоғрисида техиму тәпсилий мәлумат игиләш үчүн дуня уйғур қурултейи иҗраийә комитети мудири долқун әйса әпәнди сөһбәт елип бардуқ.

Долқун әйса әпәнди 5 - июл үрүмчи қирғинчилиқиниң йүз бәргәнликигә 6 йил болди. Бу 6 йил җәрянида үрүмчи қирғинчилиқидин кейин қанчилик кишиниң өлтүрүлгәнлики, қанчилиқ кишиниң тутуқланғанлиқи, вәқәниң уйғурлар үчүн қанчилик чоң йоқитиш икәнлики оттуриға чиқиватқанлиқини, буни бу хил паалийәтләр арқилиқ дуня җамаәтчиликигә аңлитишниң интайин муһим икәнликини ейтти. Долқун әйса әпәнди өткән йили 7 - айниң 28 - күни йәкәндә йүз бәргән вәқәдә хитай ахбарат васитилиридә 91 кишиниң өлгәнлики йезилди. Гәрчә хитайниң дегинигә асасланғанда өлгәнләрниң сани үрүмчи вәқәсидикигә қариғанда аз болсиму, вәқәдин кейин хитай җ х хадимлири тутуп өлтүргән яки техичә түрмидә йетиватқан уйғурларниң саниниң интайин көп икәнликини, шуңа буни дуняға аңлитишниң интайин муһим икәнликини илгири сүрди. У, хитай дөлитиниң уйғурларға йүргүзүватқан еғир бесим сияситиниң давамлишиватқанлиқини, дуня уйғур қурултийиниң уйғурларниң бу пәрядини дуняға аңлитишни давам қилидиғанлиқини баян қилиш билән бирликтә, дуняниң һәрқайси җайлиридики шәрқий түркистан аммивий тәшкилатлирини бу икки қирғинчилиқни хатириләш вә хитайға наразилиқ билдүрүш паалийитигә актип қатнишишқа чақирди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.