Истанбулда муһаҗирлар үчүн уюштурулған дала паалийити көңүллүк өтти
2015.06.12
10 - Июн чаршәнбә күни дуня мусапирлар күни мунасивити билән мәркизи истанбулға җайлашқан и һа һа инсан һәқ вә һөрийәтлири вәхпиниң уюштуруши вә шәрқий түркситан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң тәртиплиши билән уйғур муһаҗирлар үчүн дала паалийити өткүзүлди.
Бу паалийәткә истанбулниң сәфакөй вә зәйтинбурну районлирида яшайдиған уйғурлардин әр - аял вә кичик балилар болуп көп санда киши қатнашти.
Паалийәт истанбул сиртидики мәнзирилик орманлиқта өткүзүлгән болуп, паалийәт иштиракчилири әтигән сәһәрдә мәхсус орунлаштурулған 4 чоң аптобусда паалийәт райониға елип берилди вә бирликтә нашта қилди кейин чүшлүк тамақниму бирликтә йиди.
Бу паалийәтниң мәқсити, ички уруш вә һәр хил бесим сиясәтләр түпәйли юртлирини тәрк етип истанбулда яшаватқан уйғур қатарлиқ муһаҗир мусапирларға роһи илһам бериш, мәнивий җәһәттә кәйпиятини яхшилаш, хушал қилиш вә өз - ара тонуштурушни мәқсәт қилидикән.
Паалийәттә өсмүрләр үчүн һәр хил қизиқарлиқ нумур көрситилди. Паалийәт мәйданиниң сәһнисигә “һәммимиз бирликтә худди өйимиздикигә охшаш” дегән чоң хәт йезилған пилакат билән түрк вә шәрқий түркситан байрақлири есилған. Бу дала паалийәткә йәнә бир қисим ирақлиқ, сүрийилик вә афғанистанлиқ өзбек мусапирларму қатнашқан.
Мусабиқә, оюн көрситиш, топ ойнаш қатарлиқ һәр хил паалийәтләр билән мәшғул болған өсмүрләр хушаллиққа чүмди.
Биз бу паалийәтни уюштурған и һа һа инсан һәқ вә һөрийәтлири вәхпиниң мәсуллиридин мәхмут әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.
Мәхмут әпәнди бу паалийәт тоғрисида тохтилип мундақ деди: “биз и һа һа инсаний ярдәм вәхпи болуш сүпитимиз билән бу йил 7 - қетимлиқи уюштурулған дуня мусапирлар күни паалийитидә, муһаҗир мусапирларниң бир йәргә топлинишини, қериндашлиқ һес - туйғу билән бир - бирлирини онутмайдиған бир программа уюштурушни пиланлидуқ. Бу программини 7 йилдин буян һәр йили бир қетим уюштуруп келиватимиз. Түркийә ислам җуғрапийиләрниң һәр қайси җайлиридин көчмәнләрни қобул қилған бир дөләт. Боснийә уруши, чечәнистан урушлиридин кейин көп санда муһаҗирларни түркийә қобул қилди. Һазирму сүрийидин 2 милюнға йеқин инсан түркийидә көчмән мусапир болуп яшаватиду. Биз и һа һа инсан һәқ вә һөрийәтлири ярдәм вәхпи болуш сүпитимиз билән дуня көчмән мусапирлар күни мунасивити билән бу мәзлум вә һәқсизлиққә учриған қериндашлиримизниң әһвалини җамаәт аммиға аңлитиш мәқситидә бу паалийәтни уюштурдуқ. Биз йәнә бу паалийәт арқилиқ тонушмайдиған муһаҗирларни бир - бири билән тонуштурушни һәм бу йәрдики бирликниң чәтәлләрдики қериндашлириға үлгә болушини халаймиз. Биз, һәр хил сәвәбләр түпәйлидин юртлирини ташлап түркийигә кәлгән муһаҗир қериндашлиримизға қучақ ачқан бир дөләт. Шуниң үчүн шәрқий түркситанлиқ мәзлум қериндашлиримизға қучақ ечишқа тәйярмиз. Биз и һа һа инсаний ярдәм вәхпи болуш сүпитимиз билән қурулғандин буян һазирғичә һәр саһәдә шәрқий түркситанға алақидар һәр хил тәтқиқатлар билән хәлқ аммиға аңлитиш җәһәтләрдә көплигән паалийәтләрни уюштурдуқ вә буниңдин кейинму давам қилимиз.
Биз бу паалийәт тоғрисида паалийәткә қатнашқан уйғур зиялий муминҗанниң пикир - қарашлирини алдуқ. У, дала паалийитиниң яхши өткәнликини билдүрди.