“бөриләр вадиси тузақ” филимидә шәрқий түркистан мәсилиси йәнә тилға елинди

Ихтиярий мухбиримиз арслан
2013.09.20
boriler-wadisi-turkiye-polat-elemdar-305.png “бөриләр вадиси тузақ” филиминиң баш ролчиси полат әләмдар
RFA/Arslan

Түркийәдә 10 йилдин буян давам қилип келиватқан “бөриләр вадиси тузақ” намлиқ көп қисимлиқ телевизийә филиминиң бу пәйшәнбә күнидики қисмида шәрқий түркистан мәсилиси йәнә тилға елинди.

“бөриләр вадиси тузақ” намлиқ телевизийә филиминиң 197 - қисми өткән пәйшәнбә күни кәчтә түркийәниң әң чоң телевизийә қанилидин бири болған “A TV” телевизийә қанилида тарқитилған болуп, бу қисмида шәрқий түркистан мәсилиси оттуриға қоюлди.

“бөриләр вадиси тузақ” намлиқ бу филим түркийә вә дуня вәзийитидә һазир йүз бериватқан өзгиришләрни шу һәптә ичидә әкс әттүргәнлики үчүн бу филимни қизиқип көрүватқанларниң сани көп болуп, бөриләр вадиси тузақ намлиқ көп қисимлиқ телевизийә филимидә түркийә дөләт бихәтәрликини қоғдаш тәшкилатиниң паалийәтлири, шундақла түркийәгә ташқи дөләттин келидиған хәвп вә тәһитидләргә қарши түркийә дөләт бихәтәрликини қоғдаш тәшкилатиниң хадимлириниң мәхпий һәрикәтлири тәсвирләнгәнлики үчүн кишиләрниң алаһидә қизиқишиға еришип кәлмәктә.

Бу филимдә буниңдин илгириму бир қанчә қетим шәрқий түркистан мәсилиси тилға елинған иди.

“бөриләр вадиси тузақ” намлиқ филимдә алиптекин исимлик бир уйғур рол еливатқан болуп, бу филиминиң өткәнки қисимлирида алиптекин өзиниң хитай түрмисидә искәнҗә көргәнликини аңлатқан иди вә сүрийә түрмисидә йетип қалғанда, сүрийә әскәрлириниң искәнҗиси еғирму хитайниң искәнҗиси еғирму дәп соралған иди.

Қисқичә қилип ейтқанда, алиптекин исимда рол еливатқан уйғур яш, филимдә, хитайниң түрмигә қамиған уйғурларға еғир искәнҗә қилидиғанлиқини аңлатқан иди.

Төвәндә биз “бөриләр вадиси тузақ” намлиқ көп қисимлиқ телевизийә филиминиң 197 - қисми йәни бу пәйшәнбә күни кәчтә тарқатқан қисминиң шәрқий түркистан мәсилисигә алақидар бөлүмидин арийә тәқдим қилимиз.

Филимниң баш ролчиси полат әләмдар бу филимдә дөләт бихәтәрликни қоғдаш мәхпий тәшкилатиниң башлиқи болуп чиқиду, у мәхпий йиғин ечип тәшкилат һәйәт әзалири билән түркийә вә дуня вәзийити тоғрисида сөһбәт елип бариду.

Полат әләмдар сөзиниң бешидила, “шәрқий түркистан вәзийити қандақ?” дәп сорайду, буниңға туғрул әпәнди намлиқ киши җаваб берип мундақ дәйду:

Туғрул әпәнди: - шәрқий түркистанда, түрк қирғинчилиқи қечип қутулғили болмайдиған һалда әмәлийлишиду. Буниң тәк чариси шәрқий түркистандики қериндашлиримизни аз - аздин түркийәгә орунлаштуруш.

Полат әләмдар: - мән буниңға қошулмаймән, шәрқий түркистан түрк дуняси үчүн истратегийилик әһмийәткә игә, хитайниң шәрқий түркистанни “буфир райони қилиш” йәни дөләтләр ара уруш болғанда икки тәрәптин етирап қилинип уруш болмайдиған бихәтәр район қилиш вә йәр асти байлиқ җәһәттә интайин әһмийәтлик. У йәрдики қериндашлиримизни түркийәгә кәлтүргән тәқдирдә шәрқий түркистанни әбәдийлик йоқ қилған болимиз.

Филимниң давамида йәнә зулумға учриған мусулманлар, зулумни тохтиталайдиған күчниң пәқәт түркийә дәп қарайдиғанлиқи дейилгәндә, полат әләмдар мундақ дәйду: - түркийә иқтисадий, сиясий вә дипломатийә җәһәттики пүтүн күчини әтраптики хәлқиниң зулумдин қутулуши үчүн қоллиниватиду, техиму көп қилидиған ишимиз бар.

Биз, “бөриләр вадиси тузақ” филимидә уйғурлар вә шәрқий түркистан мәсилисиниң тилға елиниши тоғрисидики пикир - қарашлирини елиш үчүн, бу филимни истанбулда көрүп келиватқан уйғур яш мәмәттурсун уйғур әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.

Филимниң уйғурларға алақидар бөлүмидин арийә төвәндики улиништин көрәләйсиз.

https://www.youtube.com/watch?v=_tUs6ReoRDU

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.