Хитай курдистанниң мустәқил болушини халамду?
2017.09.27
Ирақниң шималидики курдистан райони 25-сентәбир күни референдум, йәни омуми хәлқ аваз бериш елип берип, курдистан ирақтин айрилип мустәқил бир дөләт бөлиши керәкму яки ирақ дөлити қармиқида турувериши керәкму дегәнгә қарар бәрди. Б б с ниң бу һәқтики хәвиридин қариғанда, дүшәнбә күнидики референдум, йәни омуми хәлқ аваз бериш ирақ шималидики курдистан райониға тәвә 3 вилайәт һәм шундақла нөвәттә курдистан армийиси тәрипидин контрол қилиниватқан кәркүк қатарлиқ районларда елип берилған. Референдумға хәлқ қизғин аваз қошқан болуп, ашкариланған статистикилиқ мәлуматлардин референдумға қатнашқучиларниң 92 пирсәнтиниң мустәқил болушни таллиғанлиқи мәлум болмақта.
Анализчиларниң қаришичә, гәрчә бу референдум хәлқарада һечқандақ қануни бир күчкә игә болмисиму, әмма у курдларниң узун йиллиқ мустәқиллиқ даваси үчүн муһим бир бурулуш нуқтиси болуп һесаблинидикән. У шундақла курдларниң бағдат һөкүмитигә қарши қоллинидиған бир козири болуп қалидикән.
Бу референдум хәлқараниң диққитини қозғаш билән биргә иран, түркийә қатарлиқ дөләтләрниң күчлүк қаршилиқиға дуч кәлди. Түркийә җумһур рәиси рәҗәп тайип әрдоған бу референдумни қаттиқ әйиблиди. Әрдоған әгәр курдистан мустәқиллиқ һәрикитини давам қилса, район билән болған барлиқ алақилирини үзидиғанлиқини агаһландурди.
Америка ташқи ишлар министирлиқи бу һәқтики баянатида “референдум районда муқимсизлиқ яритип, курдистан райони вә хәлқигә қийинчилиқ туғдуриду, дәп қараймиз” деди.
Хәвәрләрдин мәлум болушичә, курдистан мустәқиллиқ һәрикити оттура шәрқтики муқимсизлиқ вәзийити, болупму аталмиш “ислам дөлити тәшкилати” ға күрәш мунасивити билән курд қораллиқ күчлириниң “ислам дөлити тәшкилати” ға қарши қилған уруши сәвәблик зор күч қазанған болуп, нөвәттә униң мустәқиллиқ чүшиниң реаллиққа айлиниши үчүн хәлқараниң қоллишиға еришиши интайин муһим икән. Нөвәттә, бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңишиниң 5 даимий әзасиниң бири болған хитайниң бу мәсилидики позитсийиси диққәт қозғимақта.
Хитай ташқи ишлар министирлиқи баянатчиси лукаң дүшәнбә күни бу һәқтики баянатида, “хитай һөкүмити ирақниң игилик һоқуқини, земин пүтүнлүкини қоллайду. Биз алақидар тәрәпләрниң мәсилини диалог арқилиқ һәл қилишини, тарихи вә әмәлий пакитларни нәзәрдә тутқан асаста ирақниң вә шундақла районниң муқимлиқини бирликтә қоғдишини үмид қилимиз” дегән.
Бирақ, исраилийәдики ашкелон сиясий билимләр институти оқутқучиси, доктор мордечай чазиза исимлик хитай ишлири тәтқиқатчиси “исраилийә хәвәрләр” тор бетидә елан қилған мақалисидә хитай һөкүмитиниң курдистан мустәқиллиқидики позитсийисини мулаһизә қилған. Униң ейтишичә, хитай өз ичидики тәйвән, уйғур райони вә тибәт районидики бөлгүнчилик һәрикәтлиригә бир тәсири болуп қелиштин әнсиригәнлики үчүн һазирғичә мушу хилдики миллий мустәқиллиқ, бөлгүнчилик һәрикәтлиригә қәтий қарши туруп кәлгән. Бирақ, курдистан мустәқиллиқиниң хитай үчүн һәм пайдилиқ һәм зиянлиқ тәрәплири бар болуп, хитай иккилиниш ичидә икән.
Түркийә һаҗәттәпә университетиниң оқутқучиси, хитай ишлири мутәхәссиси доктор әркин әкрәм әпәнди бу һәқтә мулаһизә йүргүзүп, ирақ мәркизи һөкүмити 3 кә бөлүнүп кәткән ирақни қайта бирләштүрүшкә аҗизлиқ қиливатқан бир шараитта хитайниң өз мәнпәәтини қоғдаш йолини таллайдиғанлиқини ейтти.
Америкадики панома институти оқутқучиси, доктор дру гләдней әпәнди бизниң бу һәқтики зияритимизни қобул қилип, хитайниң җәнубий судандики мустәқиллиқ һәрикәтлирини қоллиғанлиқини мисал кәлтүрүп, униң бәлки курдистанниму қоллиши мумкинликини билдүрди. У сөзидә: “хитай адәттә бөлгүнчилик һәрикәтлирини қоллимайду. Бирақ у җәнубий суданниң мустәқиллиқ һәрикәтлирини қоллиған. Буниң сәвәби, енергийә мәнбәси, нефит қатарлиқ мәнпәәтлирини қоғдаш үчүн иди. Шуңа хитайниң бу қетим курдистан мәсилисидики позитсийисиму шундақ болиду. Чүнки мустәқил бир курдистан хитай үчүн көпрәк пайдилиқ болуши мумкин. Шуңа мәнчә хитай курдлар үчүн бир мәсилә әмәс. Мәсилә, курдистан райони әтрапидики түркийә, иран, сүрийә вә ирақ һөкүмәтлири” деди.
Дәрвәқә, исраилийәлик мутәхәссис доктор мордечай чазизаниң мулаһизә қилишичә, йеңи вә достанә бир курдистан дөлитиниң қурулуши хитайниң оттура шәрқтики тәсирини ашурушиға пайдилиқ болуп, һазирғичә болған арилиқтиму нурғун хитай ширкәтлири курдистан райониға нурғун мәбләғ салған. Униң үстигә бейҗиң һөкүмити курдларни оттура шәрқтә “әл-қаидә” вә “ислам дөлити тәшкилатлири” ға қарши турушта муһим дәп қараш билән биргә йәнә, “курдларни уйғур бөлгүнчиләр вә уйғур тәшкилатлирини қоллап кәлгән түркийәгә қарши бир козир”, дәп қарайдикән.
Доктор әркин әкрәм әпәндиму сөзидә, хитай һөкүмитиниң бу курд козирини таки 2009-йилидин бери түркийәгә қарши ойнап кәлгәнликини билдүрди.
Юқиридики исраилийәлик мутәхәссисниң қаришичә, әгәр курдистан мустәқиллиққа еришкән тәқдирдә униң йәнә хитайға зиянлиқ тәрәплириму бар болуп, биринчиси, районда муқимсизлиқ келип чиқип, хитайниң мәблиғи зиянға учриши мумкин икән. Шуниң билән биргә, уйғурлар вә тибәтләрниңму мустәқиллиқ күришини күчләндүрүветиши мумкин. Һәм шундақла хитайниң курдистан мустәқиллиқиға қарши түркийә, иран, сүрийә вә ирақ қатарлиқ дөләтләр билән болған мунасивитигиму соғуқчилиқ селиши мумкин икән.
Исраилийәлик тәтқиқатчи мордечай чазиза бу һәқтә мундақ дегән: “хитайниң курд мәсилисидики иккилиниши һәл болмайдиған иш әмәс. Чүнки хитай ағзида курдистан дөлитигә қарши туруп охшаш вақитта йәнә бу дөләтниң баш көтүрүп чиқишиға рухсәт қилиду. Чүнки хитай бу тактикисини оттура шәрқтә көп ишләткән.”
Әркин әкрәм әпәнди бундақ әһвалда хитайниң һәр вақиттикидәк алдиға русийәни чиқирип қоюп, пәрдә арқисиға өтүвелиши мумкинликини билдүрүш билән биргә, мәйли немила болсун, курдистан мустәқиллиқиниң уйғурларниму өз ичигә алған дунядики барлиқ мустәқиллиқ күриши қиливатқанларға тәсир көрситидиғанлиқини билдүрди.