Мисирда тутқун қилинған оқуғучиларни қутқузуш имза топлаш һәрикити башланди
2017.07.17

Хитай даирилириниң тәлипи билән, мисирдики уйғур оқуғучиларни тутқун қилиш һәрикити 4-июлдин башлап кәң көләмдә елип берилғандин кейин, пүтүн дунядики уйғурлар бу вәқәдин иҗтимаий учур васитилири арқилиқ хәвәр тепип, өзлүкидин тәшкиллинип җиддий һалда оқуғучиларни қутқузуш һәрикитигә қетилди.
Муһаҗирәттики уйғурлар мисирдин қайтидиған оқуғучиларға беләт елип бериш, айродромға алдиға чиқип күтүвелиш, ятаққа орунлаштуруш, бир еғиз өйини һәқсиз айрип бериш қатарлиқ җәһәтләрдә пидакарлиқ қилди. Дуняниң һәр қайси җайлиридики уйғур тәшкилатларниң тәшкиллишидә иқтисад топлап, мисирдики оқуғучиларниң еһтияҗлиқ ишлириға сәрп қилишқа сәпәрвәр қилинди.
Бу вәқәни хәлқара ахбаратларға аңлитишта, иҗтимаий учур васитилиридә актип хизмәт қиливатқан уйғур яшлар ахбарат васитилирини йеңи учурлар билән тәминләп һәмдә уларниң нәқ мәйдан зияритини қобул қилип, мисирдики уйғур оқуғучиларниң тутқун қилиниш әһвалини тәпсилий аңлатти.
Шиветсийәдә паалийәт қиливатқан актип яшлардин аббас әпәндиниң тәшкиллиши билән шиветсийә, голландийә, канада, америка, австралийә қатарлиқ дөләтләрдә яшаватқан уйғур яшлар мисирда тутқун қилинған уйғур оқуғучиларни қоюп бериш тоғрисида 10-июлдин башлап видийолуқ имза топлаш паалийитини қанат яйдуруп, иҗтимаий учур васитилиридә тарқитишқа башлиған.Бу видийода алтә нәпәр уйғур яш раван болған инглиз тилида мисир һөкүмитидин уйғур оқуғучиларни қоюп беришини, әгәр булар хитайға қайтурулса бу уйғурларниң һаяти хәвп ичидә қалидиғанлиқини, пүтүн дунядики инсанпәрвәр кишиләрниңму бу мәсилигә җиддий қаришини мураҗиәт қилған.
Бу һәқтә зияритимизни қобул қилған шиветсийәдә яшаватқан мустәқил паалийәтчи вә бу қетимлиқ паалийәтни тәшкиллигүчи аббас әпәнди видийолуқ имза топлаш паалийити һәққидә тохталди.
Голландийәдә паалийәт қиливатқан актип паалийәтчи абдуғени сабит 6-июл күни әлҗәзирә телевизийиси мухбирниң зияритини қобул қилип, мисирдики тутқун қилинған уйғурларниң әһвалини аңлатқан иди. Абдуғени сабит зияритимизни қобул қилип, иҗтимаий учур васитилиридин пайдилинип җамаәт пикри топлаш арқилиқ мисирдики уйғур оқуғучиларниң авазини аңлитишниң муһимлиқини тәкитлиди.
Аббас әпәнди сөзидә йәнә, барлиқ уйғур яшларниң өзи турушлуқ дөләтләрдики тәшкилатларға беқинипла қалмай, уйғур мәсилисини аңлитишта өз имканийитидин пайдилинип, бәлгилик һәссә қошуши керәкликини билдүрди.