Обама хитайни дуня тәртипигә әмәл қилишқа үндиди

Мухбиримиз әркин
2014.11.10
obama-beijing-apec-yighin.jpg Обама асия - тинч окян алий йиғинида сөз қилмақта
AFP


Президент барак обама а т и һ м ниң алий дәриҗиликләр йиғини башланған дүшәнбә күни сода саһәсигә нутуқ сөзләп, хитайниң тәрәққиятини қоллайдиғанлиқини, бирақ униң дуня тәртипигә әмәл қилишини тәләп қилди. Униң қаришичә, хитайниң муваппәқийәт қазиниши америка вә дуняниң мәнпәәтигә пайдилиқ. Бирақ бейҗиң дуня тәртипиниң қаидә - түзүмигә әмәл қилиши, униңға бузғунчилиқ қилмаслиқи керәк.

У, “америка қошма штатлири гүлләнгән, тинч һәм муқимлиққа игә хитайни қарши алиду” - дәп көрситип, бирақ - “биз хитайниң әқлий мүлк һоқуқиға әһмийәт беридиған, сода мәнпәәти үчүн торда сода мәхпийәтликини оғрилашни рәт қилидиған, иҗатчанлиққа игә бир иқтисади гәвдә болушини үмид қилимиз........... Ахирида, пул курси базар арқилиқ бәлгилинидиған, кишилик һоқуқ вә ахбарат әркинликини қоғдайдиған йолға меңишини арзу қилимиз. Бизниң бу тәклипләрни оттуриға қоюшимиз, униң бизгә пайдилиқ болғанлиқи үчүнла әмәс. Бизниң хитайға бу ишларни қилишни тәклип қилишимиз, у хитайниң тәрәққияти вә асия - тинч окян райониниң муқимлиқи үчүндур” дегән.

А т и һ м бейҗиң йиғини һәм президент обаманиң хитай зиярити америка - хитай оттурисида нурғун ихтилап туғулған бир пәйткә тоғра кәлгән болсиму, бирақ обама а т о и м алий дәриҗиләр учришишида қилған сүзидә болсун вә яки сода сәһәсидикиләргә сөзлигән нутуқида болсун, америкиниң истәк - тәләплирини дипломатик сөзләр билән оттуриға қойди.

Лекин бәзи көзәткүчиләрниң илгири сүрүшичә, икки дөләт оттурисидики террорлуқ, кишилик һоқуқ, ахбарат әркинлики вә башқа ихтилаптики назук мәсилиләр сәйшәнбә күни президент обама билән хитай рәиси ши җинпиң рәсмий көрүшкәндә оттуриға қойилиду.

Америка уйғур бирләшмисиниң муавин рәиси, вәзийәт анализчиси илшат һәсән әпәнди, а т и һ м ниң бу йиғини, америка хитайға қандақ сиясәт йүргүзүш мәсилисидә тәвринип турған өткүнчи бир дәврдә ечилғанлиқини билдүрди.

У мундақ деди: бурунқи америкиниң позитисийәси хитайни иқтисади тәрәққиятқа әгишип, тәдриҗи һалда демократийә, әркинлик, очуқчилиқ, пикир әркинлики, мәтбуат әркинлики дегәндәк һазирқи заман мәдәнийитигә йүзлиниду, шуниңға қарап маңиду, дегән қараш давам қилип кәлгән. Шуңа, хитай билән болған мунасиивәттә бир хил хитайға ярдәм қилиш, маслишиш, тәнқидни юмшитиш позитсийәсидә болуп кәлгән. Бирақ хитайниң җәнубий деңиз мәсилиси, японийә билән сенкаку арили мәсилисидә, ислаһат тәләп қилған хитай демократлирини вә уйғурларниң илһам тохтидәк мөтидил пикирдикиләрни қолға елип, тор бәтләрни контрол қилиши нәтиҗисидә, ғәрб һәм америка хитай иқтисади тәрәққи қилсиму, демократийәгә маңмайдиғанлиқини тонуп йәтти. Шуниң билән улар һазир бир хил өзгириш җәрянида туриватиду. Йәни һазирқи дәвр нәқ өткүнчи дәвр. Буниңда америкиниң өзиму давамлиқ бурунқи сиясәтни қоллиниш керәкму яки йеңи сиясәт қоллинип қаттиқ туруш керәкму дегәндә тәвринип туриватиду.

Нөвәттә, америка дөләт мәҗлисидики бәзи әзалар һәм америка уйғур бирләшмиси қатарлиқ аммиви гуруһлар обаманиң сәйшәнбә күни ши җинпиң билән билән көрүшкәндә кишилик һоқуқни, болупму виҗдан мәһбуслар мәсилисини оттуриға қоюп, хитайға күчлик бесим ишлитишини үмид қилмақта.

Америка җумһурийәтчи кеңәш палатаси әзаси марко рубио билән бен карден обама хитайға қарап йолға чиқишидин аввал хәт йезип, кишилик һоқуқ вә қанун билән башқуруш хитайниң истибдат контроллуқиға қурбан болуватқанлиқини вә буниңдин қаттиқ әндишә қиливатқанлиқини билдүргән.

Улар обамаға язған хетидә, униң илһам тохти, лю шавбо қатарлиқ түрмидики виҗдан мәһбуслириниң мәсилисини оттуриға қоюшини тәләп қилип, кишилик һоқуқ америка - хитай мунасивәтлиридә төвән дәриҗилик әмәлдарларниң сөзлишишигә ташлап қоюшқа болмайдиған бәк муһим мәсилә, дегән. Уларниң көрситишичә, кишилик һоқуқниң яхшилиниши қанун билән башқуруш, бихәтәрлик вә америка - хитай һәр икки дөләтниң гүллинишигә зич мунасивәтлик зор мәсилә.

Лекин илшат һәсән әпәнди, обама сәйшәнбә күнки йиғинда кишилик һоқуқни оттуриға қойған, илһам тохти қатарлиқларни қоюп беришини тәләп қилған тәқдирдиму, лекин хитайниң уларни қоюп беришигә үмидвар қаримайдиғанлиқини билдүрди.

У мундақ деди: әлвәттә, америка вә ғәрбниң иқтисади мәнпәәтини қайрип қоюп, өзиниң қиммәт қаришини 1 - орунға қоюп, кишилик һоқуқни, әркинликни тәшәббус қилған түрмидики мәһбусларни қоюп беришни һәм хитайда қануни идарә қилишни тәләп қилиши тоғра йол. Бирақ обама әтидики йиғинда бәлки буни оттуриға қойиду. Лекин қанчилик нәтиҗигә еришиду, дегәндә һазирғичә көп илгириләш болмиди. Әмәлийәттә, хитайдики вәзийәт барғанчә на чарлишип кәтти. Мәйли уйғурларниң әһвали, мәйли тибәтниң вә һәтта хитайниң өзиниңму әһвали начарлишип кәтти. Мән буниңда бәк үмидлик әмәс.

Бирақ илшат һәсән әпәндиниң көрситишичә, америкиниң хитай билән болған мунасивәтләрдә кишилик һоқуқни, уйғур мәсилисини давамлиқ тәкитләп турушиниң әһмийити наһайити зор. У хитайға күчлүк сигнал берип туриду.

У мундақ деди: әлвәттә давамлиқ тәкитләп туруш әһмийәтлик. Бу дегәнлик, дуняда инсанлар ортақлашқан бир хил әркинликни сөйидиған, баравәрлик, қиммәт қарашни асаси принсип қилиш, дуняниң асаси еқими, дегән сигнални бериду. Хитайниң дуня мәдәнийитиниң кәйнидә қанчилик қеливатқанлиқини көрситип бериду. Бу бәк муһим.

Президент обама дүшәнбә күни сода саһәсидики затларға сүзлигән нутуқида йәнә, һәр бир дөләтниң әһвали охшимайдиғанлиқини әскәртип, шуңа, һәммә дөләт чоқум бир хил тәрәққият йолида меңиши керәк әмәсликини, һәр қайси дөләтләр оттурисида ихтилап болсиму, бирақ бәзи ортақ өлчәм вә ғайиләрниң һәммигә пайдилиқ икәнликини билдүргән.

У мисал қилип, “әгәр бизниң яшлиримизға таллаш тоғра кәлсә, аз учур билән қанаәт қилишни әмәс, техиму көп дуня учуриға еришишни үмид қилиду. Әгәр ишчилар тәшкиллинишкә йол қоюлса, улар яридар болушни әмәс, хизмәт шараитини техиму яхшилашни тәләп қилиду” дегән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.