Мутәхәссисләр оттура асиядики диний әсәбийлик мәсилиси һәққидә тохталди

Ихтиярий мухбиримиз ойған
2013.09.27

Йеқинқи йиллардин буян қазақистан рәһбәрлики, шундақла мәмликәтниң қанун қоғдаш органлири һәмдә мутәхәссисләр қазақистанда террорлуқ вә диний әсәбийликниң йоқлуқини җакарлиған болсиму, амма мәмликәтниң җай - җайлирида йүз бәргән қанлиқ вақәләрдин кейин бу мәсилигә болған көз қараш дәрру өзгәрди.

Шу мунасивәт билән мушу йилниң бешида қазақистан президенти нурсултан назарбайеф һоқуқ қоғдаш органлириниң рәһбәрлири билән мәҗлис өткүзүп, диний әсәбийлик вә террорчилиққа қарши туруш дөләт программисини тәйярлашниң вақти йәткәнликини билдүргән иди.

Бүгүнки күндә қазақистанниң бәзи районлирида диний әсәбийликниң бара - бара актиплашқанлиқи қазақистанлиқлар арисида тәшвиш пәйда қилмақта. Диний әсәбийлик вә террорчилиқниң әрәб әллири, русийә яки болмиса қошна мәмликәтләрдә әмәс, бәлки қазақистанда йилтиз тартиватқанлиқи көпчиликни ойландуруши тәбиий.

Бу диний әсәбийлик дегән нимә? йилтизи қәйәрдин башлиниду? әсли мәқсити немидин ибарәт? униң билән қандақ күришиш лазим?

Радиомиз зияритини қобул қилған ислам тарихи бойичә мутәхәссис, тарих пәнлириниң доктори заур җәлилоф бу һәқтә өз қарашлирини оттуриға қойди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.