Қазақистандики уйғурлар билән түркийидики уйғурларниң мунасивәтлирини күчәйтиш үчүн қәдәм бесилди

Ихтиярий мухбиримиз арслан
2013.02.22
qazaqistan-turkiye-uyghur-305.png Қазақистан бирлик җәмийити яшлар тәшкилатиниң рәиси гузәл ханим шәрқий түркистан маарип җәмийити рәиси һидайәтуллаһ әфәнди билән уйғурлар тоғрисида соһбәттә
RFA/Arslan

Йеқинда түркийигә зиярәткә кәлгән қазақистан уйғур бирлик җәмийити яшлар тәшкилатиниң рәиси гүзәл ханим 2013 - йили 2 - айниң 20 - күни истанбулдики шәрқий түркситан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитини зиярәт қилип җәмийәт мәсуллири билән учрашти вә уйғурларға алақидар - хизмәт паалийәтләрдә һәмкарлишиш тоғрисида сөһбәт елип барди.

Учришишта алди билән һидайәтуллаһ оғузхан шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийтиниң ғайә - мәқсәтлири вә елип бериватқан хизмәт паалийәтлири вә буниңдин кейинки иш - пиланлири тоғирисда мәлумат бәрди.

Һидайәтуллаһ оғузхан йәнә вәтән ичидики уйғурлар вә истанбулда яшаватқан уйғурларниң иҗтимаи һаяти вә һазирқи әһвали тоғрисида сөзләп өтти.

Гүзәл ханим, қазақистандики уйғурларниң иҗтимаи һаяти вә һазирқи вәзийити тоғрисида мәлумат бәргәндин кейин алматадики бирлик җәмийти тәшкилати яшлар бөлүминиң хизмәт - паалийәтлирини тонуштуруп өтти.

Икки тәрәп сөһбәтлишиш нәтиҗисидә, қазақистандики уйғурлар билән түркийидики уйғурларниң өз - ара тонушуш вә мунасивитини күчәйтиш үчүн көврүклүк роли ойнаш, ахбарат саһәсидә һәмкарлишип өз - ара учур алмаштуруш. Уйғур тили вә мәдәнийитини сақлап қелиш үчүн ортақ хизмәт ишләш вә йиғин - паалийәтләрдә пикир алмаштуруш дегәнгә охшаш муһим ишлар үстидә ортақ һәмкарлишиш қатарлиқ мәсилиләрдә бирликкә кәлди.

Биз бу һәқтә техиму көп мәлуматқа еришиш үчүн шәрқий түркситан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң рәиси һидайәтуллаһ оғузхан билән сөһбәт елип бардуқ.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.