Қазақистан уйғурлири яш боксчи дилмурат миҗитофтин көп үмидләрни күтмәктә

Ихтиярий мухбиримиз ойған
2016.01.13
qazaqistan-uyghur-box-boksiyorchi-dilmurat-mijitof.jpg Қазақистандики яш уйғур боксчи дилмурат миҗитоф
RFA/Oyghan


Қазақистандики тәнһәрикәтниң муштлишиш түрлиридин бокс, карате, кик - боксиң, вушу - санда, тай бокси, муай - тай вә башқилар бойичә җумһурийәт вә хәлқара дәриҗидә тонулған уйғур чемпийонлири көпләп санилиду.

Әнә шундақ яшларниң бири, һазир алмата шәһиридә яшаватқан дилмурат миҗитофтур. У зияритимизни қобул қилип, өзиниң қандақ қилип чемпийон болғанлиқи вә буниңдики ата - аниси һәм тренериниң роли һәққидә мундақ деди: “тәнһәрикәткә кичикимдин қизиқаттим. Бу қизиқиш өзимизниң ақбулақ мәһәллисидә башланди. Әхмәтҗан ака ачқан тәнһәрикәт залида башлидим. Биринчи болуп абдурешит абдурахманоф келип, бизгә өгәтти. Ата - анамму мени қоллиғандин кейин өзүмниң қизиқиши наһайити юқири болди. 2008 - Йили долқун акиға кәлдим. У мени қизиқтурди. Һәр бир тәнһәрикәтчиниң армини бар. Мениң арминим олимпик оюнлириға қатнишип, чемпийон болуш.”

Дилмурат миҗитоф уйғур тәнһәрикәтчилиридин абдурешит абдурахманоф, шаһаббас камекоф, шундақла қазақистанниң атақлиқ боксчилири бахит сарсекбайеф, серк сапийефлардин көп өгинип, шуларни үлгә тутидиғанлиқини билдүрди.

Абдурешит абдурахманоф өткән әсирниң 60 - вә 70 - йиллири қазақистандин чиққан мәшһур боксчилардин болуп, у мәмликәт бойичә хәлқара дәриҗилик тәнһәрикәт маһири дегән атақни алған тунҗи боксчидур. У америка, явропа, африқида өткән бокс бойичә хәлқара мусабиқиләрниң ғалиби, совет иттипақи бойичә икки қетим чемпийон аталған.

Дилмурат миҗитоф 1995 - йили алмата вилайитиниң уйғур наһийисигә қарашлиқ чонҗада дуняға кәлгән. 12 Йешидин тартип долқун камекоф рәһбәрликидә бокс билән шуғуллинишқа башлиған. 2009 - 2015 - Йилларда алмата шәһири бойичә чемпийон. 2015 - Йили қазақистан бойичә чемпийон. 2013 - Йили украинаниң одесса шәһиридә өткән хәлқара мусабиқидә чемпийон аталди. Дилмурат миҗитоф шундақла 2014 - йили хитайда өткән хәлқара мусабиқә, 2014 - йили москвада вектор агейеф хатирисигә беғишланған хәлқара мусабиқә, шу йили қирғизистан пайтәхти бишкәктә өткән дуйшенкул шопокоф хатирисигә беғишланған хәлқара мусабиқә ғалиби. 2015 - Йили у қазақистанниң қизилорда шәһиридә өткән җумһурийәтлик мусабиқидә биринчиликни алди.

Дилмурат миҗитофниң дадиси ришат оғлиниң қол йәткүзгән утуқлириға пәқәт аилисиниңла әмәс, бәлки дост - бурадәрлириниң, пүткүл юртиниң хурсән болуватқанлиқини, уларниң мәниви вә маддий җәһәттин қоллап - қувәтләватқанлиқини алаһидә тәкитлиди.

Радиомиз зияритини қобул қилған тәнһәрикәт маһири долқун камекоф шагирти дилмуратниң қабилийити һәққидә тохтилип, мундақ деди: “дилмурат 12 йешидин тартип мәшиқ қиливатиду. Шу вақиттила һәрикәтчан, қорқумсиз, башқиларға қариғанда тиришчан иди. Кичик вақтидинла яхши нәтиҗиләрни көрситип кәлди. Мана һазир тәнһәрикәт маһири, қазақистан бойичә яшлар арисида чемпийон болди. Хитай, украина, русийәдә өткән хәлқара мусабиқиләрдиму чемпийон аталди. Һазир алмата бойичә биринчи орунда туриду. Келәчәктә олимпик оюниға қатнишишқа һәрикәт қиливатимиз.”

Долқун камекофниң ейтишичә, дилмураттин ташқири йәнә онлиған қиз - йигитләр тәрбийиләнмәктә. Уларниму юқири дәриҗидики боксчилар дәриҗисигә көтүрүш үчүн көплигән ишлар қилиниватиду һәм улардин көп үмидләр күтүлмәктә икән.

Сөһбәт җәрянида долқун камекоф өзиниң бокс вә кик - боксиң бойичә йәткән утуқлири һәққидә мундақ деди: “мән дәсләп өзбекистанда тәнһәрикәт техникомида оқуп, 1982 - йилдин башлап мусабиқиләргә қатнаштим. Шу йиллири бокс бойичә яшлар арисида өзбекистан чемпийони болдум. 1989 - Йили алматаға келип, бу йәрдә тәнһәрикәт институтида оқуветип мәшиқләндим. Қазақистан вә оттура асия тәнһәрикәт институтлири арисида өткән мусабиқидә чемпийон болдум. 1991 - Йилдин башлап кик - боксиң түригә өттүм. Қазақистан вә совет бойичә башқиму хәлқара мусабиқиләрдә чемпийон аталдим. Үрүмчидә бултур абдурешитниң командиси билән бирликтә он бәш күнлүк мәшиқтә болдуқ вә бир күнлүк мусабиқә өткүздуқ. Улар билән алақимиз яхши.”

У шундақла уйғур елидики бу бокс командиси билән пат - патла арилишип, өз - ара тәҗрибә алмаштуруп келиватқанлиқини, келәчәктә йәниму бериш - келишләрниң болидиғанлиқини оттуриға қойди.

Алий дәриҗилик тәнһәрикәт мәктипи қатарлиқ һәр хил тәнһәрикәт мәктәплиридә онлиған уйғур балилири тәрбийиләнмәктә.

Қазақистан уйғурлири арисида кейинки вақитларда, йәни 90 - вә 2000 - йиллири болса, муңлуқ җәлилоф, алик җәлилоф, һемит тохтахуноф, пәрәтҗан тохтахуноф, закир тохтийеф, ғафур тохтийеф, долқун камекоф, шатлиқ һәмрайеф вә башқиму уйғур йигитлири хәлқара дәриҗилик тәнһәрикәт маһири атақлириға муйәссәр болди. Қазақистан, асия, хәлқара даиридә чемпийон аталди. Һазир улар яш - өсмүрләрни тәрбийиләп, қазақистанниң тәнһәрикәт саһәсидики утуқлириға өз төһпилирини қошмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.