Москва ғәрбкә тақабил турушта бейҗиң билән болған һәрбий һәмкарлиқларниму күчәйтмәктә
2015.06.10

7-8- Июн күнлири санаәтләшкән 7 дөләт, йәни “G7” ниң башлиқлириниң йиғини германийәдә өткүзүлди. Бу әслидики 8 санаәтләшкән дөләт гуруһиниң украина кризиси нәтиҗидә өткән йили русийә тәшкилаттин чиқириветилгәндин кейин ечилған иккинчи қетимлиқ йиғини иди.
Б б с агентлиқиниң хәвиридин мәлум болушичә, санаәтләшкән 7 дөләт, рәһбәрлири бирдәк һалда русийәниң украинадики һәрикәтлирини әйиблиди вә москваға қаратқан ембаргониң техиму күчийиши муһакимә қилинди.
10-Июн күни русийә президенти владимир путин италийәни зиярәт қилған ейтқан сөзидә русийәниң “G7” билән һечқандақ мунасивити йоқлуқини билдүрди.
“санаәтләшкән 7 дөләт” рәһбәрлири йиғини тамам болған бир вақитта русийә билән хитайниң 8-айда япон деңизида өткүзидиған бирләшмә маневири рәсмий елан қилинди.
Москва-бейҗиң бирләшмә һәрбий маневирлири көпәймәктә
Русийәниң итар-тасс агентлиқиниң хәвәр қилишичә, сәйшәнбә күни русийәниң йирақ шәрқ һәрбий райониниң баянатчиси полковник александир гордийев русийәниң приморскй райони тәвәликидә 8-айда өткүзүлидиған русийә-хитай бирләшмә һәрбий маневириниң орунлириниң бекитилип болунғанлиқини ашкарилиди. Униң ейтишичә, бу русийә билән хитайниң япон деңизида өткүзидиған иккинчи қетимлиқ чоң көләмлик бирләшмә маневиридур.
Бу йил 8-айда өткүзүлидиған “деңиз һәрикити-2015” дәп аталған мәзкур бирләшмә маневирда русийә вә хитай деңиз армийисиниң һава һәм қуруқлуқта җәң қилғучи қисимлири бирликтә қуруқлуққа чиқиш вә парашуттин сәкрәш вә башқа түрләр бойичә мәшиқлирини көрситидикән.
Русийә вә хитай һәрбий хадимлири бирликтә маневир өткүзүлидиған владивисток шәһиридин 40 километир йирақлиқтики кневич һәрбий айродроми вә русийә тинч окян пилотиниң мәшиқ мәйдани клерка районини көздин кәчүргән һәмдә бу җайлар икки дөләтниң маневирға қатнишидиған қисимлириниң парашуттин сәкрәш вә қуруқлуққа чиқип җәң қилиш маневири қилидиған орунлири сүпитидә бекитилгән.
Русийәниң “лента.Ру” ториниң хәвиридин мәлум болушичә, чаршәнбә күни икки тәрәпниң бирләшмә маневирни пиланлашқа мунасивәтлик хадимлири владивосток шәһиридә маневир тәйярлиқ хизмәт-планлирини муқимлаштуруш һәққидә йиғин ачқан.
Русийә агентлиқлириниң хәвәр қилишичә, бу йил 8-айда япон деңизи районида өткүзүлидиған бирләшмә һәрбий маневир хитай билән русийәниң 2015-йиллиқ бир қатар һәрбий һәмкарлиқлириниң бир қисмидин ибарәттур. Техи йеқинда хитай вә русийә деңиз армийисиниң 10 парахоти оттура йәр деңизида бирләшмә маневир өткүзгән иди. Бу, мәзкур икки дөләтниң тунҗи қетим бирлишип оттура йәр деңизида маневир өткүзүши һесаблинатти.
Б б с ниң йезишичә, хитай һәрбий вәкиллири русийәниң “армийә-2015” дәп атилидиған һәрбий көргәзмисигә вә танка баталийонлириниң мусабиқисигә һәм башқа паалийәтләргә қатнишидикән.
Һәмкарлиқларниң арқа көрүнүшлири
Йеқинда русийә дөләт мудапиә министири сергей шойгу билән хитай һәрбий ишлар комитетиниң муавин рәиси фән чаңлүн учришип, икки дөләтниң һәрбий һәмкарлиқлирини күчәйтиш һәққидә пүтүшкән болуп, улар һәтта икки дөләт армийиси қоманданлиқ шитаблири арисида диалоглар, болупму башқурулидиған бомбидин мудапиә көрүш мәсилилири бойичә сөзлишиш елип беришқа мақул болушқан иди.
Америка авазиниң хәвәр қилишичә, 8-айда өткүзүлидиған бирләшмә маневир җәнуби деңиз тақим араллириниң игилик һоқуқи мәсилисидики ихтилаплар күчәйгән, японийә билән хитай, русийә билән японийә арисидики бир қисим аралларниң игилик һоқуқи мәсилиси ихтилап һалитидә туруватқан пәйткә тоғра кәлди.
Мәлум болушичә, русийә йәнә келәр йили җәнубий хитай деңизи районида өз шериклири билән биргә һәрбий маневир өткүзидикән. Русийә муавин дөләт мудапиә министири антонов йеқинда бу һәқтә тохталған иди. Әмма, анализчиларниң қаришичә, русийә җәнубий деңиздики араллар мәсилисигә арилишиштин өзини чәткә алмақта. Әлвәттә, җәнубий деңиз районидики вийетнам русийәниң муһим шерикидур.
Москва-бейҗиң бирләшмә маневирлири даим инкас қозғайду
8-Айда япон деңизи әтрапида өткүзүлидиған русийә-хитай бирләшмә һәрбий маневириға японийә, җәнубий корейә, америка қатарлиқ дөләтләрниң диққәт қилиши тәбиий әһвал болса керәк.
Украина кризиси түпәйлидин ғәрб билән русийә арисидики ихтилап йәнила өткүр һалда туруватқанда күчийиватқан русийә билән хитай арисидики сода-иқтисадий вә сиясий һәмкарлиқлар җүмлидин бир қатар һәрбий һәмкарлиқлар көзәткүчиләрниң диққәт нәзиридин орун алмақта.
Америка авазиниң зияритини қобул қилған бир нәпәр русийә мутәхәссиси мәзкур маневирниң үчинчи бир дөләткә қаритилмиғанлиқини билдүргән. Литовкин дәп аталған мәзкур мутәхәссис “русийә, америка вә японийә билән тутушмайду. Һәрбий маневир америка вә яки японийәгә сигнал бериду дәп чүшәндүрүлмәслики керәк” дегән.
Русийә билән хитайниң йирақ шәрқ районидики бирләшмә һәрбий маневирлири бурунму өткүзүлгән. 2005-Йили икки дөләт шәндуң йерим арилида қуруқлуққа чиқиш бирләшмә маневири өткүзгән болуп, бу чағдики бирләшмә маневирда хитай деңиз армийисиниң икки данә танкиси суға чөкүп кетип, адәм өлүш вәқәси келип чиққан икән.
Москва бейҗиңни қоралландурмақта
Хитай билән русийәниң һәрбий һәмкарлиқлири қатарида һәрбир техника содисиниң муһим салмақни игилигәнлики сир әмәс, хитай русийәниң әң муһим һәрбий техника вә илғар қоралларни сетивалидиған шерикидур.
Русийә мутәхәссиси михайил тимошенкониң русийәниң “телезвезда.Ру” торида елан қилған мақалисидә қәйт қилишичә, русийә хитайға һазирғичә йүздин артуқ “су-27” типлиқ күрәшчи айропилан сетип бәргәндин ташқири һәтта бу айропиланларни ишләп чиқириш рухситиниму бәргән.
Бу һал хитайниң өз илғар күрәшчи айропиланлирини ясишида пайдилиқ имканийәт яратқан.
Русийә йәнә с-300 типлиқ “фаварот” маркилиқ һава мудапиә зенит ракетасисетип бәргән вә униңдин башқа йәнә с-400 типлиқ мудапиә системисидин сетип бериш һәққидә келишим түзгән.
Мақалидә көрситилишичә, 2009-йили русийәниң хитайни һәрбий техника билән тәминлиши 9% болған болса 2012-йили 12% кә өскән.
Бир қисим ғәрб вә русийә көзәткүчилири русийә билән хитайниң нөвәттә иттипақдашқа айланғанлиқи вә бу иттипақдашлиқниң ғәрбкә, җүмлидин натоға тақабил турушни мәқсәт қилидиғанлиқини илгири сүрмәктә.