Архип
2013-07-30
Һиндистан дөләт мудапиә министирлиқи хитайниң һиндистан-хитай чегра районлирида барғанчә ашуруватқан әскири күчигә қарита һошяр болуш үчүн 45 миң әскәрни йеңидин вәзипиләндүрүп хитай-һиндистан чегра бойлириға әвәтидиғанлиқини билдүргән.
2013-07-26
24-Июл күни мәркизи қәйсәридә турушлуқ шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийитигә келип, уйғурлардин һал сорап вә әһвал игилигән парламент әзаси пәлин гүнәш бақир ханим, уйғурларға маддий вә мәниви җәһәттин ярдәм беридиғанлиқини җакарлиди.
2013-07-26
Түркийәниң әскишәһәр вилайити 2013 йили түрк дуняси мәдәнийәт пайтәхти болуп елан қилинғандин кейин һәр күни дегүдәк түрк дунясиға алақидар мәдәнийәт паалийәтлири давам қиливатиду.
2013-07-26
Мюнхендики уйғурлар әслидә түрк қериндашлири тәрипидин ечилған, әмма тиҗарити дегәндәк йүрүшмигән ашхана, ресторан вә тиз тамақханиларни һөддигә елип яки сетивелип, өзлиригә хас теришчанлиқи билән ронақ тепиш йолиға қарап маңди.
2013-07-25
Түркийә қанун тәтқиқат җәмийити уйғур мәсилисигә көңүл бөлүшкә башлиди. Уйғур мәсилисиниң түркийә җамаәтчилики тәрипидин билинишигә әгишип түркийәдики һәр саһә, һәр кәсиптики аммиви тәшкилатлар, тәтқиқат мәркәзлири уйғур мәсилисигә көңүл бөлүшкә башлиди.
2013-07-25
Хитайдики қизил реҗимниң көләңгиси барғансери хоңкоң земинини қаплимақта. Компартийиниң пикир әркинликигә болған қамалиниң көлими хоңкоңға қәдәр кеңийипла қалмай, “чәтәл әксийәтчил күчлири” қалпиқи хоңкоңдиму базарға селинмақта.
2013-07-21
Д у қ рәиси рабийә қадир ханимниң йолйоруқиға бинаән д у қ муавин рәиси сейит түмтүрк әпәнди билән д у қ мусапирлар комитети мудири хәйруллаһ әфәндигил әпәнди түркийәни идарә қиливатқан адаләт вә тәрәққият партийиси баш катипи һалуқ ипәк әпәнди билән көрүшип, униңға “шәрқий түркистанниң рамазан ейидики вәзийити вә түркийидин күткәнлиримиз” мавзулуқ қисқа доклатини сунди.
2013-07-20
19 - Июл германийә пайтәхти берлиндики түрк җамаити өзлүкидин тәшкиллинип, хитай баш әлчиханиси алдида уйғурлар үчүн намайиш елип барди. Сап түрк байрақлирини көтүргән 250 тин артуқ киши хитай әлчиханиси алдини икки саәт ләрзигә салди.
2013-07-19
Бу йил 5 - айниң 30 - күни дуня уйғур қурултийиниң яшлар комитети келәр йили ечилидиған 3 - омумий йиғининиң тәйярлиқ хизмәтлири үчүн вингирийәгә топланған иди.
2013-07-19
Мушу айниң 21 - күни японийидә өткүзүлидиған японийә юқири палата сайлимидин японийидики японлар, уйғурлар уйғур мәсилисидә зор үмидләрни күтмәктә.
2013-07-17
Әнқәрәниң әтимәсқут, синҗан районлиридики елан тахтилириға “һәй мусулманлар, һәй ислам дуняси, һәй түркийә, шәрқий түркистан қан йиғлаватиду, уйғурлар йоқ қилиниватиду”, “уйғурларни унтумайли” дегәндәк сөзләр йезилип чапланған.
2013-07-16
Түркийәниң конийә шәһиригә қарашлиқ мәрам наһийиси тәрипидин ясалған бир бағчиға “хитай йүешию бағчиси” дәп хитай шәһириниң намини бәргән болуп, мәрам наһийилик шәһәр башлиқиниң бу бағчиға хитайниң намини бериши аммиви тәшкилатларниң наразилиқини қозғиди.
2013-07-15
Муқәддәс рози ейида дуняниң һәрқайси җайлиридики мусулманларниң дәрт - пәрятлирини аңлитиш үчүн түркийидә һәр хил паалийәтләр уюштурулмақта. Булардин бири 14 - июл күни ахшам әнқәрәниң синҗан районлуқ һөкүмәтниң йиғин залида өткүзүди.
2013-07-15
Уйғур илида диний реҗим күнсири еғирлишиватқан, уйғур хәлқи етиқад әркинликиниң санақсиз тәқиплири астида азап тартиватқан бир чағда, чәтәлләрдики уйғурлар өзлиригә нисип болған һөр һаятни қәдирләп, рамизанни миллий вә диний өрп - адәтлиригә уйғун рәвиштә көңүллүк өткүзүшкә тиришмақта.
2013-07-15
Исламабадтики хитай әлчиханисиниң тор бетидә көрситилишичә, исламабадтики хитай әлчиханисигә техи йеқинда баш әлчиликкә тәйинләнгән сун ведуң пакистандики хитай муһаҗирлири билән учиришиш зияпити өткүзгән. Пакистандики бир қисим уйғурларниң билдүрүшичә, учиришиш зияпитигә шу йәрдики бир қисим уйғурларму қатнашқан.