Архип
2014-02-28
Чех җумһурийитидә йетишип чиққан тунҗи әвлад уйғуршунас, чех пәнләр академийиси шәрқшунаслиқ иниститутиниң тәтқиқатчиси, доктор ондрей климес йеқинда радиомиз зияритини қобул қилип өзиниң уйғур мәсилиси бойичә көз қарашлирини раван уйғур тили билән ипадә қилди.
2014-02-28
Түркийәниң инсаний ярдәм вәқпи башлиқи бүләнт йилдирим, түркийә анатолийә мунбири башлиқи тургай алдәмир әпәнди вә и х х вәқпиниң қәйсәри шөбиси мәсули шабан өздуяр әпәнди қатарлиқ кишиләрдин тәркиб тапқан һәйәт әзалири уйғурлардин һал сориди.
2014-02-28
Дуня сода-санаәт учурлирини 24 саәт сүний һәмраһ арқилиқ тарқитишни асас қилған, японийә җ н н телевизийә қанилиниң 26-феврал кәчлик хәвиридә “тйәнәнмендә йүз бәргән террорлуқ вәқә вә уйғур әдипи” дегән темида илһам тохти һәққидә мәхсус хәвәр тарқитилди.
2014-02-28
Ислам дуняси аммиви тәшкилатлар бирликиниң уюштуруши билән йәмәнниң пайтәхти санада “аммиви тәшкилатлар оттурисида һәмкарлиқ вә тәрәққият” дегән намда өткүзүлгән йиғинда уйғур мәсилиси тоғрисида доклат берилди.
2014-02-27
Түркийә мәдәнийәт вә саяһәт ишлири министирлиқи, нобел әдәбият мукапатиға еришкән хитай язғучи мо йәнниң алдинқи һәптә истанбулға кәлгәнликини вә бир йил ичидә 100 гә йеқин хитай язғучини түркийәгә тәклип қилип зиярәт қилдуруш иш пиланиниң утуқлуқ ахирлашқанлиқини елан қилди.
2014-02-27
Японийәниң бәзи мәтбуатлирида, хитай елан қилған, хитайниң һавадин мудапиәлиниш райони японийә һава бошлуқиниму өз ичигә алған район болсиму, әмма хитай һава армийисиниң тәһдит селиши көрүнәрлик болмиғанлиқи баян қилинған.
2014-02-26
Қазақистан президенти нурсултан назарбайефниң мәмликәт хәлқигә йоллиған нөвәттики мәктипидин кейин йәрлик аммиви ахбарат васитилиридә дөләт наминиң өзгәртилиши әтрапида бәс-муназирә күчәйди.
2014-02-26
Японийә гезити “асаһи шимбун” ға бесилған “америка хитайниң диққитини қозғиди” сәрләвһилик мақалидә, барак обаманиң далай лама билән учрашқанлиқини, америка хитай билән болған дипломатик мунасивәтлиридә тибәт мәсилисини муһим дәп қариғанлиқидин, дәп чүшәндүргән.
2014-02-25
Канада хәлқи хитай һөкүмитиниң канаданиң әң чоң кино ширкити “Imax” ниң ғайәт зор типлиқ 3D кино техникисини оғрилиғанлиқидин наһайити биарам болди.
2014-02-20
Японийәдин чиқидиған нопузлуқ гезитләрдин бири болған “йомиури шимбун” ниң мушу айниң 18 - күнидики саниниң сиясәт мәйдани сәһиписигә “япон - хитай арисидики соғуқ урушлар”, “хитай белиқчи кемилири билән һәрбий маневир елип бармақта” сәрләвһәлик мақалиләр елан қилинди.
2014-02-19
2004-Йили афғанистанда йеңи асасий қанун мақулланғандин кейин, талибанни қоллайдиғанларниң саниниң азийидиғанлиқи пәрәз қилинған болсиму, әмәлийәттә ундақ болмиған. Һазир талибанни қоллайдиғанлар 2001-йилидин буянқи әң юқири пәллигә йәткән.
2014-02-17
Америка президенти обаманиң 4-айниң 20-күнидин башлап японийәдә елип баридиған үч күнлүк зиярити тоғрисида японийә мәтбуатлирида түрлүк муназириләр болмақта.
2014-02-14
И һа һа инсаний ярдәм фондиниң истанбул-фатиһтики мәркизидә чәтәллик мухбирларни күтүвелиш йиғини уюштурди. Әркин асия радиосиниң мухбири и һа һа инсаний ярдәм фондиниң уйғурларға алақидар елип бериватқан хизмәт түрлири тоғрисида сөһбәт өткүзди.
2014-02-12
Д у қ һәйити түркийәниң явропа ишлириға мәсул министири мәвлут чавушоғлу билән елип барған учришишта д у қ ниң явропадики паалийәтлиригә ярдәм беришини тәләп қилди.
2014-02-11
2014-Йили 7-феврал җүмә күни мәркизи түркийәниң конийә шәһиригә җайлашқан анадолийә инсаний ярдәм җәмийитиниң уюштуруши билән “шәрқий түркистандин балқанғичә, кафказийидин африқиғичә һәмкарлиқ кечиси” йиғини өткүзүлди.