Архип
2014-03-31
Әслидә украина тәркибидә қелишни халап, қиримниң русийәгә қошулушиға қарши турған қирим татарлири өзлириниң сиясий һоқуқлириниң русийә һөкүмити тәрипидин қандақ дәриҗидә капаләткә игә қилиниши һәққидә техи ениқ ишәнчкә игә әмәстур.
2014-03-28
Зәйтинбурнудики уйғур қатарлиқ шәрқий түркистанлиқлар бу нөвәт түркийәдә өткүзүлидиған йәрлик сайламда утуп чиқишини көзләватқан һәрқайси партийиләрниң диққәт мәркизигә айланған.
2014-03-26
Фирансийәдин кейин у йәнә германийәни зиярәт қилиду. Ши җинпиң фирансийә зияритини башлаштин бурун, кишилик һоқуқ тәшкилатлири фирансийә президенти франшиос холландни хитай кишилик һоқуқ вәзийитигә ашкара позитсийә билдүрүшкә чақирған иди.
2014-03-26
Йеқиндин буян уйғурларға мунасивәтлик йүз бәргән зор вәқәләрниң һәммиси дуня җамаәтчиликиниң диққитини қаттиқ қозғиди. Һазир хәлқара мәтбуатларда уйғурлар һәққидә хәвәрләр тохтимай елан қилинмақта.
2014-03-26
Хитай рәиси ши җинпиң 24-25-март дәнһагда чақирилған ядро бихәтәрлики йиғинидин кейинки фирансийә зияритидә, тибәт һәрикитини һимайә қилидиған бир қисим кишилик һоқуқ органлири униңға бесим ишлитиш чақириқлирини оттуриға қойди.
2014-03-25
50 Тин артуқ дөләтниң юқири дәриҗилик рәһбәрлири қатнашқан 3-нөвәтлик ядро бихәтәрлики йиғини 24-март голландийәниң дәнһаг шәһиридә башлинип 25-март ахирлашти. Хитай рәиси ши җинпиң тунҗи қетим бу хилдики йиғинға қатнашти.
2014-03-25
Һазир қазақистан вә дуняниң башқа мәмликәтлириниң аммиви ахбарат васитилиридә хитай һәққидә нурғунлиған мақалиләр елан қилинған болуп, уларниң апторлири хитайдин чиқиватқан хәвпкә мунасивәтлик өз қарашлирини, тәхминлирини оттуриға қойған иди.
2014-03-24
23 - Март йәкшәнбә күни норвегийәдики уйғурлар норуз байримини тәбриклиди.
2014-03-24
Уйғур етник мәдәнийитиниң тәвәррүки болған норуз байрими узақ йиллардин буян японийәдә яшаватқан уйғурларниң иҗтимаий турмушида йилда бир қетим өткүзүлидиған һаятбәхш вә илһамбәһш байрими болуп, японийәдики уйғурлар өзиниң бу әнәнивий миллий байримини йиллардин бери түрлүк шәкилләрдә өткүзүп кәлмәктә.
2014-03-24
Қәйсәридики уйғурлар түрк дуняси норуз паалийитигә қатнишип уйғурларниң норуз әнәнисини тонутуш билән бирликтә уйғурларниң һазирқи еғир вәзийитиниму аңлатти.
2014-03-24
Дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә ханим җәнвәдики йиғинни муваппәқийәтлик аяқлаштуруп, шветсийә парламентидики гуваһлиқ бериш йиғиниға қатнишиш үчүн 21 - март куни чушти кейин шветсийәгә йетип кәлди.
2014-03-24
24 - Март голландийәдә чақириливатқан ядур қораллирини қисқартиш йиғини мунасивити билән уйғур қатарлиқ бир қисим тәшкилатлар намайиш уюштуруп, хитай атом бомба синиқиниң зиянкәшликигә учриған уйғурларниң нидасини аңлатти.
2014-03-22
21 - Март қирғизистандики уйғурлар бир йәргә җәм болуп норузни тәбриклиди. Мурасимда қирғизистан президенти алмасбек отунбайефниң тәбрик сөзи оқуп өтүлди, уйғур сәнәткарлар рәңдар сәнәт номурлири билән сорунға рәң қошти.
2014-03-21
21 - Март күни түркийиниң охшимиған шәһәр вә районлирида норуз байримини тәбрикләп һәр хил паалийәтләр өткүзүлди.
2014-03-21
Японийәдин чиқидиған шукан шинчав журнилиниң бу һәптилик санида “қирим мәсилиси путин империйисиниң һушуқини чиқиветиши мумкин” сәрләвһилик мақалә елан қилинған.