Архип
2014-06-27
5 - Июл үрүмчи вәқәсиниң 5 - йиллиқи йеқинлишиватқан бүгүнки күндә, хитай җамаәт хәвпсизлик идарилири һәр хил тәдбирләрни елип уйғур дияриниң вәзийитини қаттиқ җиддийләштүрмәктә. Хитай һөкүмити арқа - арқидин сот ечип уйғурларни җазаландурмақта.
2014-06-27
Японийәдин чиқидиған “йомиури шимбун гезити” ниң 23-июн санидики бир йүрүш сиясий иқтисад анализ мақаллирида, нөвәттики ирақниң җәнубидики күрт аптоном һөкүмитиниң өз алдиға мустәқил дөләт қурушқа күнсайин тиришиватқанлиқини баян қилған.
2014-06-26
Кейинки вақитларда дуня аммиви ахбарат васитилири мәркизий асия мәмликәтлири арисидики газ мәсилисиниң җиддийлишип, өзара зиддийәтләрниң барғансери күчийиватқанлиқини илгири сүрмәктә. Бу кәң земинда енергийә еһтияҗлирини һәл қилиш йолидики асасий күрәш русийә вә хитай оттурисида кетиватмақта.
2014-06-24
Президент владимир путин 24-июн күни русийә парламентиниң юқири палатаси, йәни федератсийә кеңишидин президентқа бәргән украинаға әскәр әвәтиш һоқуқини әмәлдин қалдуруветишни тәләп қилди.
2014-06-20
Японийәдин чиқидиған нопузлуқ әнгилиз тилидики гезитләрдин “җапан таймес гезити” ниң 17 - июн санидики “шинҗаңдики пичақ һуҗумида икки киши өлүп, бәш киши яриланди” сәрләвһәлик хәвиридә дейилишичә, дүшәнбә күни хитайниң мәркизи телевизийә истансиси хитайниң ғәрбийдики үзлүксиз тоқунуш йүз бериватқан, тинчсиз район шинҗаңниң хотән шәһиридә пичақ көтүргән үч кишиниң шаһмат ойнаш залидики кишиләргә һуҗум қилғанлиқини билдүргән.
2014-06-18
Хитай рәһбәрниң алаһидә қарши елиниши әнглийәдики ахбарат васитилиридә охшимиған көз қарашларни пәйда қилди. Бәзилиридә болса, давид камеронниң күн тәртипидә һелиһәм кишилик һоқуқ мәсилиси бар болса, униң ли кечяңдин илһам тохтини сүрүштә қилиши керәкликини билдүрди.
2014-06-17
Хитай баш министири ли кечяңниң әнглийәгә зиярити башлиниши һаман, әнглийәдики уйғур, тибәт тәшкилатлири, фалунгуң муритлири намайиш қилип хитай һөкүмитигә наразилиқ билдүрди вә әнглийә һөкүмитини кишилик һоқуқ қиммәт қариши бойичә иш қилишқа дәвәт қилди.
2014-06-16
Уйғур миллий һәрикити рәһбири рабийә қадир ханим башчилиқидики дуня уйғур қурултийиниң бир қисим мәсуллири 6-айниң 15-күни бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң җәнвәдә өткүзүлидиған 26-нөвәтлик кишилик һоқуқ йиғиниға қатнашти.
2014-06-16
6 - Айниң 15 - күни 2 - нөвәтлик дуня уйғур яшлири путбол мусабиқисигә қатнашқан уйғурларға атап “шәрқий түркистанлиқлар учришиши” намида кечилик өткүзүлди.
2014-06-15
2 - Нөвәтлик дуня уйғур яшлири путбол мусабиқиси дағдуғилиқ мурасим билән рәсмий башланди. Мурасимда алди билән 9 дөләттин кәлгән путболчилар өзлири кәлгән дөләтниң байриқини көтәргән һалда параттин өтти.
2014-06-14
Д у қ рәиси рабийә қадир ханим германийәдики дуня уйғур қурултийи мәсуллири билән арқа-арқидин йиғин өткүзүп, җәнвәдә өткүзүлидиған 26-нөвәтлик инсан һоқуқлири йиғинида оттуриға қойидиған мәсилиләр тоғрисида музакирә елип барған.
2014-06-13
10 - Июнда алмата һәм униң әтрапидики уйғурлар бир йәргә җәм болуп хатирә мурасими өткүзди. Бу паалийәт уйғур елида кейинки вақитларда йүз бәргән қанлиқ вәқәләр һәм хитай даирилири тәрипидин йүргүзүлгән бастуруш вә җазалаш һәрикәтлири нәтиҗисидә қурбан болғанларға беғишланди.
2014-06-11
Қирим мәсилиси сәвәбидин америка һөкүмити америкиға киришини чәклигән 45 нәпәр русийә әмәлдари ичидин нами орун алған русийә парламент әмәлдари сергей японийә баш вәзири абениң алаһидә иҗазәт бериши билән 2-июндин башлап японийәдә икки күнлүк хизмәт зияритидә болған.
2014-06-09
Түркийәниң милләтчи һәрикәт партийәси парламент әзаси лүтфү түркқан әпәнди 5-июн күни түркийә парламентидики омумий йиғинда сөз қилип түркийә һөкүмитини уйғурлар мәсилисигә игә чиқишқа чақирди.
2014-06-06
Д у қ рәиси рабийә қадир ханимниң қоллап қуввәтлиши вә д у қ рәһбәрлириниң ярдими, шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ тәшкилатиниң ярдими билән, 2-нөвәтлик дуня уйғур яшлири “уйғур әркинлик лоңқиси” ни талишиш мусабиқисиниң тәйярлиқ хизмәтлири пүтүп қалди.