Архип
2015-12-31
30-Декабир күни фирансийәдики мәшһур ахбарат органлири бирләшмә мақалә елан қилип, хитайниң урсула готийирға “сахта гунаһ артип чеградин қоғлап чиқарған” лиқини әйиблиди.
2015-12-30
Мутәхәссисләр сиясий, иқтисадий вә һәрбий һәмкарлиқи қаримаққа яхши давам қиливатқан хитай билән русийә арисида йәнә йошурун тоқунушларниң мәвҗутлуқини илгири сүрүшмәктә.
2015-12-29
“истихбарат дуняси” намдики китабта дунядики чоң дөләтләрниң истихбарат тәшкилатлири тоғрисида тохталған болуп, хитай истихбарат тәшкилатиниң қурулмиси вә вәзиписи тоғрисидиму учур берилгән.
2015-12-21
Ғәрб сиясий анализчилири, вийетнамниң әскирий қуввәтлирини күчәйтиватқанлиқини, қудрәтлик қошниси хитайға тақабил туруш үчүн, бар күчи билән әскирий қуввәтлирини заманивилаштурушқа тиришиватқанлиқини тәкитләшмәктә.
2015-12-20
19-Декабир, вашингтонға қошна виргинийә штатиниң файирфакс районида америкидики уйғур җамаити бир йәргә җәм болуп, 1985-йилидики 12-декабир уйғур оқуғучилар һәрикитиниң 30 йиллиқини дағдуғилиқ хатирилиди.
2015-12-18
Японийәдин чиқидиған универисал характеридики журнал “шукан шин чав” журнилиниң 17 - декабирдики саниға “русийә президенти путин түркийә мәсилисидә өзигә қайнақсу чечиватиду” намлиқ сиясий анализ мақалиси елан қилинди.
2015-12-18
Бу йил өктәбир ейиниң 28 - , 29 - күнлири иран пайтәхти теһранда өткүзүлгән “гирик - рим” түри бойичә хәлқаралиқ яшлар челишиш мусабиқисидә қирғизистан командиси омуми нумур бойичә биринчиликкә еришкән.
2015-12-17
1986-Йили декабир ейида пәқәт совет оттура асияси әмәс, бәлки совет иттипақи даирисидә яшларниң дәсләпки намайиши болған иди.
2015-12-16
13 - Декабир токйода рабийә қадир ханимниң 2015 - йиллиқ ләнтос кишилик һоқуқ мукапатиға еришкәнликини тәбрикләш паалийити өткүзүлди.
2015-12-16
14 - Декабир “голландийә уйғур бирлики тәшкилати” билән “голландийә түрк федератсийони” бирликтә орунлаштурған “түрк тарихи вә дөләт қурулмиси” намлиқ муһакимә йеғинида уйғур дияри, уйғурларниң нөвәттики әһвали тоғрилиқ мәлумат берилди.
2015-12-15
Түркләр арисида тунҗи қетим химийә мукапатиға еришкән әзиз санҗар әпәнди 14 - декабир күни әнқәрәни зиярәт қилиш үчүн кәлгәндә әсәнбоға айродромида уни қарши алғанлар қатарида уйғурларму гүл тәқдим қилип күтүвалди.
2015-12-11
Түркийәниң анталия шәһиридә өткүзүлүватқан хәлқара түрк дуняси шаир, язғучи вә сәнәтчиләр учришишиға уйғурларму қатнашмақта.
2015-12-11
Хәлқара кишилик һоқуқ күни мунасивити билән чақирилған кишилик һоқуқ йиғинида уйғурларниң инсаний һәқлирини қоғдаш тоғрилиқ қарар лайиһиси мақуллинип, 5 түрлүк мәзмун оттуриға қоюлди.
2015-12-11
Голландийәниң арнһм шәһиридә оқуватқан үч түрк қизи голландийәдики уйғур қериндашлирини йоқлап кәлгән вә уйғур дияриниң нөвәттики вәзийитини дуняға аңлитишқа бәл бағлиғанлиқини билдүрүшкән.
2015-12-10
Түркийә һөкүмитиниң шималий ирақниң мосул вилайитигә әскәр әвәтиши ирақ мәркизий һөкүмитиниң наразилиқиға учриған.