Архип
2015-07-31
Дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханим бүгүн радийомиз зияритини қобул қилип, түркийә дөләт рәиси рәҗәп тайип әрдоғанниң хитай зиярити һәққидә пикир баян қилди. У сөзидә, хитай дөләт рәиси ши җинпиңниң мәзкур зиярәт давамида қилған уйғур мәсилисини бундин кейин техиму қаттиқ қол бир тәрәп қилидиғанлиқи һәққидики баянлирини әйиблиди.
2015-07-30
Түркийәдә уйғур мәсилисиниң юқири көтүрүлгән бир пәйиттә түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған хитайға икки күнлүк рәсмий зиярәт елип барди. Зиярәт ахирлашқандин кейин 7 - айниң 30 - күни түркийә җумһур рәиси баянатчиси ибраһим қалин әпәнди бейҗиңда мухбирларға бу зиярәтниң тәпсилати тоғрисида мәлумат бәргән.
2015-07-30
28 - Июл японийәдин чиқидиған нопузлуқ мәтбуатлардин бири “җапан таймис гезити” ниң “хәлқара нюйорк таймис” намидики мәхсус бетидә, мәзкур гезитниң бейҗиңда турушлуқ мухбири едвард вуңниң “бейҗиң әнқәрә билән уйғур мәсилисини бурмилаш үчүн мунасивәт бағлаватиду” дегән сәрләвһилик мақалиси елан қилинди.
2015-07-29
Д у қ ниң чақириқи, шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ тәшкилатиниң орунлаштуруши билән 28 - июл күни түркийәниң әнқәрә шәһиридики хитай әлчиханиси алдида йәкән вәқәсиниң бир йиллиқи мунасивити билән намайиш елип берилди.
2015-07-29
Бүгүн иҗтимаий учур вастилиридә иорданийәдә 60 әтрапида уйғур яшайдиғанлиқи һәққидә бир учур тарқалди, мухбиримизниң буниңға асасән ениқлиши давамида, иорданийәдики уйғурларниң бир җәмәт кишилири икәнлики, саниниң 60тин ашидиғанлиқи, 1973 - йилдин башлап пайтәхт амманда яшаватқанлиқи мәлум болди.
2015-07-29
Түркийә дөләт рәиси рәҗәп тайип әрдоған бүгүн, йәни 7 - айниң 28 - күни хитайға рәсмий зиярәткә меңиштин бурун әнқәрә әсәнбоға айродромида хитай дөлитигә елип баридиған рәсмий зиярити тоғрисида мәлумат бәргәндә, уйғур вә туңган мусулманлириниң вәкиллири биләнму көрүшидиғанлиқини ейтти.
2015-07-28
Д у қ ниң чақириқи, яврупа шәрқий түркистан бирлики тәшкилатиниң орунлаштуруши билән 28 - июл күни германийиниң мюнхен шәһиридики хитай консулханиси алдида йәкән вәқәсиниң бир йиллиқи мунасивити билән намайиш елип берилди.
2015-07-28
28 - Июл кәчтә йәкән вәқәсиниң бир йиллиқини хатириләш йүзисидин японийәдики бир қисим ханим - қизлар бир йәргә җәм болуп, вәқәдә хитай қораллиқ күчлири тәрипидин қәтлиам қилинған шеһитләрниң роһиға дуа қилған.
2015-07-27
Рамизан ейи җәрянида түркийәдә уйғур мәсилисиниң күн тәртипидики биринчи мәсилисигә айлиниши билән түркийәдики аммиви тәшкилатлар уйғурларниң пәрядини дуня җамаәтчиликигә аңлитиш үчүн һәр хил паалийәтләрни башлатқан иди.
2015-07-27
Түркийә дини ишлар башқарма рәиси мәһмәт гөрмәз хитайниң әнқәрәдә турушлуқ баш әлчиси хоңяңни қобул қилди вә уйғур мусулманларниң дини әркинлики тоғрисида сөзләшти вә мусулманларниң роза тутушни чәкләшниң бир изаһати йоқлуқини билдүрди.
2015-07-27
27 - Июл японийә уйғур җәмийити тор бетидә йәкән вәқәсиниң бир йиллиқи мунасивити билән мәхсус баянат елан қилип хитайниң йәкән вәқәсидики қилмишини қаттиқ әйиблигән.
2015-07-25
Түркий милләтләр күлтүр фестивали асасида һәр йили өткүзүливатқан түрк дуняси шаирлар вә журналистлар учришиши түркийәниң ялова шәһиридә өткүзүлди. 3 Күн давамлашқан йиғинға булғарийә, қирим, макадонийә, чувашистан, роминийә, ирақ, түркийә вәкиллири вә уйғурлардин болуп 70 әтрапида киши қатнашти.
2015-07-25
2015 - Йили 14 - июл голландийәниң пайтәхти дәнһах шәһиригә җайлашқан тайланд баш консулханиси билән хитай баш консулханиси алдида илгири - кейин намайиш вә иптар паалийити елип берилди.
2015-07-23
8 - Нөвәтлик б д т йәрлик милләтләрниң һәқ - һоқуқини қоғдаш йиғиниға қатнашқан д у қ вәкили долқун әйса әпәнди уйғурлар мәсилисини оттуриға қоюп, хитайниң бастуруш вә вәйран қилиш җинайәтлирини паш қилған.
2015-07-23
Түркийә бүйүк бирлик партийәси рәиси мустафа дәстичи әпәнди 7 - айниң 22 - күни хитайниң әнқәрәдики баш әлчиси йү хоңяңни ишханисида қобул қилди.