Архип
2015-08-31
Пакистандики уйғурларниң инкасиға қариғанда, 29-авғуст қәшқәр вилайәтлик сәнәт өмики пакистанниң гилгит шәһиридә сәнәт номурлирини көрсәткән.
2015-08-31
Мәлумки, бүгүнки күндә дуняви иқтисадтики мурәккәп вәзийәтниң қелиплишиш мунасивити билән дуняниң көплигән мәмликәтлири иқтисадий өзгиришләрни баштин кәчүрмәктә.
2015-08-28
Явропа мәтбуатлиридики әң қизиқ тема мусапирлар мәсилиси болмақта. Оттура шәрқтин сәлдәк бесип келиватқан йүзмиңларчә мусапир пүтүн явропада әндишә вә тәһдит пәйда қилмақта.
2015-08-28
Пакистанда өткән мәрһум вәтәнпәрвәр диний зат елихан һаҗим 1948 - йили уйғур елиниң йәкән наһийәсиниң тағарчи йезисида бир деһқан аилисидә дуняға кәлгән.1949 - Йили хитай коммунистлири уйғур елини ишғал қилғандин кейин хитай һакимийитиниң уйғурлар үстидин йүргүзгән түрлүк зулумлириға чидиған униң аилиси вәтәнни тәрк етип, 1967 - йили пакистанға һиҗрәт қилип чиққан.
2015-08-26
2009 - Йили истанбулда уйғур зиялийлар тәрипидин қурулған чәтәлләрдики уйғур тәтқиқатчи - зиялийлириниң илмий җәмийәтлириниң бири һесаблинидиған уйғур академийиси өзиниң йеңи бир нөвәтлик омумий йиғинини чақирип, йеңи башқуруш һәйитини сайлап бекити.
2015-08-26
2015 - Йили 11 - апрел голландийә илтиҗачилар оргининиң тор бетидә, хәлқара кәчүрүм тәшкилати билән голландийә илтиҗачилар оргининиң, голландийә һөкүмитини илтиҗачи уйғурларни вәтинигә қайтурмаслиққа дәвәт қилған бир чақириқнамиси елан қилинған иди.
2015-08-26
Пакистандики бир қисим уйғурлардин тәшкилләнгән хитай муһаҗирлар җәмийити әзалири хитай әлчиханиси бәргән роза һейтлиқ 45 миң доллар пулни талишип өз-ара җедәл-маҗира қилишип, җәмийәт рәиси абдулһәким һаҗим вәзиписидин истепа бәрмәкчи болған.
2015-08-21
21 - Авғуст җүмә күни түркийәниң измит шәһиридә башланған “7 - нөвәтлик дуня шәрқий түркистанлиқлар қериндашлиқ учришиш йиғини” да һәр қайси шәрқий түркистан тәшкилатлириниң уйғур хәлқниң азадлиқини асаслиқ нишани қилиши вә тәшкилатлар - ара һәмкарлиқни күчәйтиши керәклики тәкитләнди.
2015-08-19
17-Авғуст дүшәнбә күни истанбул тәрәққият университетиниң саһибханилиқ қилиши билән японийәниң айрим-айрим бәш университетидин кәлгән бихәтәрлик вә хәлқара мунасивәт мутәхәссислири билән түрк тәтқиқатчилар җәм болуп бир йиғин уюштурди.
2015-08-14
Қазақистанда яш өсмүрләр тәнһәрикәт кулублири көпләп санилиду. Әнә шуларниң бири алмата шәһиридә орунлашқан “атилла”кулубидур. Мәзкур кулуб он йиллиқ паалийити мабәйнидә дуняниң бир қанчилиған мәмликәтлиридә өткүзүлгән чамбашчилиқ бойичә хәлқара мусабиқиләргә қатнишип, чоң утуқларни қолға кәлтүрди.
2015-08-14
11 - Авғуст мәркизи истанбулға җайлашқан шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң идарә һәйәт рәһбәрлири, шөбә вә бөлүм мәсуллириниң қатнишиши билән бир мәслиһәт йиғини өткүзүлди.
2015-08-12
Қазақистанниң дуня сода тәшкилатиға рәсмий киргәнлики тоғрилиқ қазақистан җумһурийити президенти нурсултан назарбайеф вә дуня сода тәшкилатиниң баш мудири роберто азеведо өзлириниң җәнвә шәһиридә болуп өткән мәҗлисидә рәсмий җакарлиған.
2015-08-10
Пакистандики уйғурларниң инкасиға қариғанда, 6-авғуст пайтәхт исламабадда йеңидин селинған хитай әлчиханисиниң ечилиш мурасими өткүзүлгән болуп, мурасимға пакистан баш министири наваз шариф башлиқ һөкүмәт рәһбәрлири иштирак қилған.
2015-08-10
Америка һөкүмитиниң йеқинда қирғизистан сот мәһкимиси тәрипидин 2010-йилдики июн вәқәсидә милләтләр ара җедәл-маҗираға сәвәбчи болған дегән әйиб билән муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинған әзимҗан әсқәруфқа “кишилик һоқуқни қоғдиғучи” мукапатини бериши қирғизистан һөкүмитиниң қаттиқ наразилиқини қозғиди.
2015-08-07
Хитайниң шәрқи түркистан ислам һәрикитигә қарши америка тәрәптин ярдәм тәләп қилиши вә америкиниң хитай тәрәпкә террорлуққа қарши турғанда аввал мәсилиниң йилтизини һәл қилишни оттуриға қоюши уйғур вәзийитини көзәткүчиләрниң диққитини тартти.