Архип
2015-09-30
Тайланд сақчи даирилири ераван ибадәтханиси бомба һуҗумниң уйғурларға алақидарлиқини илгири сүргән. Бу һәқтә пикир йүгүргүчиләр уйғурларниң мәзкур вәқә билән мунасивәтсиз болуши мумкинликини билдүрүшмәктә.
2015-09-18
Америкилиқ атақлиқ журналист соан клиспинниң японийә “һәптилик хәвәрләр” журнилиниң 15-сентәбирдики санида “баңкоктики партлашниң арқисида әслидә ким бар?” намлиқ чоң һәҗимлик сиясий анализ мақалиси елан қилинди.
2015-09-18
Йеқинда қазақистан пайтәхти астана шәһиридә өткән түркий тиллиқ мәмликәтләр рәһбәрлириниң нөвәттики учришишидин кейин бир һәптигә йеқин вақит өткән болсиму, бу һәқтә қазақистанниң аммиви ахбарат васитилиридә ейтарлиқ инкаслар болмиди.
2015-09-17
Тайланд баш сақчи идарисиниң башлиқи сомйот пумпанмоң сәйшәнбә күни 17-авғуст партлаш вәқәсини адәм қачақчилириниң өч елиш һәрикити, дәп чүшәндүргән.
2015-09-15
Обама һөкүмити сүрийәлик мусапирларни қобул қилиш мәсилидә хәлқараниң бесимиға учриғандин кейин, бу йил өктәбирдин башлап келәр йили ичидә 10 миң сүрийәлик мусапирни америкиға йәрләштүрүшни вәдә қилди.
2015-09-15
Йеқинда японийә дөләт мудапиә министирлиқи елан қилған “японийәниң 2015-йиллиқ дөләт мудапиә ақташлиқ китаби” да хитай билән шималий корейәни японийәгә әң чоң тәһдит дәп көрсәткән.
2015-09-14
Шиветсийәдә паалийәт қиливатқан явропадики түрк аммиви тәшкилатлар бирликтә тәшкиллинип түркийәдә күчийип кетиватқан террор һуҗумлирини ләнәтлиди.
2015-09-10
Пакистандин чиқидиған орду тилидики нопузлуқ мәтбуатлардин бири болған “пакистан експресс” гезитидә икки айдин буян пакистан билән хитай арисидики түрлүк иқтисадий һәмкарлиқлар һәққидә бәс муназирә мақаллири елан қилинған.
2015-09-09
Түркийәдики әң чоң аммиви тәшкилатлардин бири болған үлкү маарип фонди түркийәниң 81 вилайитидә намайиш өткүзүп, кейинки күнләрдә түркийәдә күчийип кәткән террор һуҗумлирини ләнәтлиди.
2015-09-08
Бир нәччә йил илгири голландийәдә қурулған явропа шәрқий түркистан маарип җәмийити көпинчә паалийәтлиридә мәзкур дөләттики уйғур җамаити йолуққан вә йолуқуватқан мәсилиләрни музакирә қилип кәлмәктә.
2015-09-07
Йәкшәнбә күни башланған пакистан-хитай һәрбий маневири икки дөләтниң йеқинқи 4 йил ичидики 4-қетимлиқ һәрбий маневири. 3-Қетимлқи һәрбий маневир 2014-йили 5-айда апакистанниң пәнҗап өлкисида өткүзүлгән.
2015-09-04
Хитай коммунист армийәси 1949 - йили шәрқи туркистанға бесип киргәндин кейин, 1955 - йили 10 - айниң 1 - куни аталмиш “шинҗаң уйғур аптоном райони” қурулғанлиқини җакарлиған иди. Бу мунасивәт билән дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханимниң рәһбәрликидә д у қ рәһбәрлириниң кеңәйтилгән телефон йиғини чақирилди.
2015-09-04
Язғучи сәрвәт қабақли әйни заманда истанбулниң мәркизи вә саяһәт орни болған солтан әхмәт җаминиң йениға җайлашқан әйса йүсүп алиптекин бағчиси вә түркистан өйлири ашханисини тақаш үчүн хитайниң тәләп қилиши билән ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин бир гуруппа сақчилар бағчиға кәлгәндә язғучи сәрвәт қабақли әпәнди көкрәк кирип оттуриға чиққан һәмдә қаршилиқ көрситип бағчини тақаштин тосуп қалған вә әйса йүсүп алиптекин бағчиси һазирғичә сақлинип қалған.
2015-09-04
Японийәдин чиқидиған нопузлуқ журналлардин “шу кан шин чав” журнилиниң йеқинқи санида “баш вәзир шинзо абей японға қарши уруш ғәлибисиниң 70 йиллиқини хатириләш мурасимиға қатнишишни рәт қилди” намлиқ мақалә елан қилинди.
2015-09-02
Тайланд һөкүмити камбоджа чеграсида қолға елинған гумандарниң бармақ изи, сақчилар баңкоктики бир бина өйдин байқиған бомба материяллиридики бармақ изи билән охшаш икәнликини елан қилди.