Явропа шәрқий түркистан маарип җәмийитиниң “тәшкилатчилиқ саватлири” курси давам қилмақта

Ихтиярий мухбиримиз пидаий
2017.01.20
Milliy-Gorush-Teshkilati-Oktay-Dalmaz.jpg “голландийә миллий гөрүш тәшкилати” федратсион башлиқи вә йетәкчи устазлиридин бери болған октай далмаз әпәнди.
RFA/Pida’iy

Голландийәниң зәйст шәһиригә җайлашқан “явропа шәрқий түркистан маарип җәмийити” “тәшкилатчилиқ саватлири” һәққидә курс орунлаштурди.

Өткән йилниң ноябир айлиридин башлап икки һәптидә бир давам қилип келиватқан бу дәрслик һәр дүшәнбә яки сәйшәнбә күни ахшамлири икки-үч саәт әтрапида өтүлмәктә. Униңда тәшкилат қуруш, башқуруш, раваҗландуруш вә кеңәйтиш қатарлиқ мәсилиләрни һәл қилиш мәқсәт қилинған болуп, узундин бери мушу саһәдә лексийә берип келиватқан “голландийә миллий гөрүш тәшкилати” федратсион башлиқи вә йетәкчи устазлиридин бери болған октай далмаз әпәнди алаһидә тәклип билән келип дәрс бәрмәктә.

Бу мунасивәт билән зияритимизни қобул қилған явропа шәрқий түркистан маарип җәмийитиниң мәсули обулқасим абдуләзиз әпәнди мәзкур курсниң уйғурлар арисида моһим қиммәткә игә икәнликини илгири сүрди вә мәзкур тәрбийлиниш курсиниң қандақ вуҗудқа чиққанлиқи тоғрилиқ мәлумат бәрди.

Зияритимизни қобул қилған иштиракчилар, бу қитимлиқ курс голландийәдики уйғурлар үчүн тунҗи қитим болғанлиқини, тәшкилатчилиқ саһәсидә көплигән мәлуматларни елишқа муйәссәр болуватқанлиқини билдүрди.

Голландийәдики “миллий гөрүш тәшкилати” ниң фдратсион башлиқи октай далмаз әпәнди, өзиниң узун йиллардин бири миллий гөрүш тәшкилати йетәкчилирини тәрбийләш саһәсидә игилигән тәҗрибилирини уйғур қириндашлириға билдүрүштин хушал болуватқанлиқини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.