Тәйвәнликләр йиғинида уйғурлар билән тәйвән һәмкарлиқини күчәйтиш тәкитләнди

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2017.10.01
Yawropa_Teywen_Teshkilatliri_Federatsiyesi_47_Qurultiyi-2.jpg Берлинда чақирилған явропа тәйвән тәшкилатлири федератсийәсиниң 47-нөвәтлик қурултийидин бир көрүнүш. 2017-Йил 1-өктәбир, берлин, германийә.
RFA/Erkin

Германийәниң пайтәхти берлинда чақирилған явропа тәйвән тәшкилатлири федератсийәсиниң 47-нөвәтлик қурултийи билән “тәйвәндики һәрбий һакимийәтниң ахирлашқанлиқиниң 30 йиллиқи” мавзулуқ йиғинда тәйвән билән уйғурлар оттурисидики һәмкарлиқни күчәйтиш керәклики тәкитләнгән.

Мәзкур икки йиғинға алаһидә тәклипкә бинаән дуня уйғур қурултийи баш катипи долқун әйса, дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат решит әпәндиләр қатнашқан. Мәзкур қурултай билән “тәйвәндики һәрбий һакимийәтниң ахирлашқанлиқиниң 30 йиллиқи” мавзулуқ йиғин бирликтә өткүзүлгән болуп, йиғинда буниңдин 30 йил илгири тәйвәндә гоминдаң һөкүмити тәйвәндики йәрлик милләтләргә қарита қирғинчилиқ сиясити елип барғанлиқи, мәзкур сиясәт түпәйлидин, өлүм җазаси бериш, из-дерәксиз йоқ болуп кетиш һадисилириниң йүз бәргәнлики, буниңға қарши күрәш нәтиҗисидә, тәйвәндә диктатор түзүмгә хатимә берилип, демократийә түзүмигә өтүлгәнлики хатирләнгән. 

Мәзкур йиғинға явропдики тәйвәнликләр, америка, канада, австралйә вә японийә қатарлиқ дөләтләрдин кәлгән тәйвәнниң мустәқиллиқини яқлиғучи мутәхәссисләр қатнашқан вә илмий доклатлирини бәргән. Ечилиш мурасимиға тәйвән президенти сәй йиңвен ханим видийо нутқи әвәтип, мәзкур икки йиғинниң мувәппәқийәтлик өтүшини тилигән. 

Биз нәқ мәйданға телефон қилип йиғин һәққидә мәлумат игилидуқ. Дуня уйғур қурултийи баш катипи долқун әйса әпәнди бу йиғинға дуняниң һәрқайси җайлиридин кәлгән тәйвәнликләр, парламент әзалири вә тәйвәндин кәлгән дөләт рәһбәрлиридин болуп көп санда кишиниң иштирак қиливатқанлиқини баян қилди. 

Йиғинда сөз қилған дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат решит әпәнди тәйвәнниң мустәқиллиқи билән уйғурларниң мустәқиллиқ болушиниң хитайниң тәһдити астида икәнликини, шуңа хитайға қарши күрәштә хәлқарадики һәмкарлиқни күчәйтиш керәкликини тәкитлигәнликини баян қилип мундақ деди: “бу қетимқи йиғинда тәйвәнниңму һәр җәһәттин бейҗиң һөкүмитиниң тәһдитигә учраватқанлиқини, шуңа хәлқара сорунларда хитайға қарши бирликтә паалийәт елип беришимиз керәклики мәсилисини оттуриға қойдум. Униңдин башқа тәйвән демократийә билән башқуриливатқан бир дөләт, райондики мәсилиләрдә болупму,уйғур мәсилисидә сүкүттә турмаслиқи керәкликини, пүтүн имканлиридин пайдилинип, хитайниң бүгүн уйғурларға елип бериватқан бесим сияситигә дуняниң диққитини тартиш җәһәттә күч чиқириши керәкликини тәкитләп өттуқ. Дуняниң һәрқайси җайлиридин кәлгән муһим кишиләр қатнашқан бу йиғин уйғур мәсилисини аңлитиш үчүн яхши бир пурсәт болди дәп қараймән.” 

30-Сентәбир вә 1-өктәбир күнлири германийәниң берлин шәһридә чақирилған йиғинда, дуня уйғур қурултийи рәһбәрлири тәйвәндин кәлгән дөләт рәһбәрлири вә тәйвәнниң германийәдә турушлуқ баш вәкили җу вейишийә әпәндиләр билән айрим-айрим учришип уйғур дияриниң һазирқи вәзийити вә дуня уйғур қурултийи рәһбәрлириниң гоминдаң һөкүмити һакимийәттә туриватқан мәзгилләрдә тәйвәнгә виза бәрмигәнлики, һазир демократийәни илгири сүрүш партийәси һакимийәт бешида болғачқа буни бикар қилиши керәкликини дегәнликини баян қилди. 

Дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат решит әпәнди йиғинчақлап ейтқанда бу йиғинға хитайниң тәһдити астида туриватқан тәйвән билән уйғурларниң хәлқарада һәмкарлиқни күчәйтиш мәсилисиниң йиғинда алаһидә тәкитләнгәнликини йиғин әһлиниңму буниңға алаһидә қизиққанлиқини баян қилди. 

Явропа тәйвән тәшкилатлар федератсийәси бу йил 47-қетимлиқ қурултийини һәр йили һәр хил дөләттә өткүзидиған болуп, қурултайдин башқа һәр йили бир темида илмий муһакимә йиғиниму өткүзидикән. Мәзкур йиғинға дуня уйғур қурултийи тунҗи қетим иштирак қилған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.