Түркийәдики уйғур тәшкилатлири йеңи қурулидиған һөкүмәтниң уйғур сияситигә диққәт қилмақта

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2015.06.09
turkiye-parlament-2015.jpg Туркийә парламенти
RFA/Erkin Tarim


6 - Айниң 7 - күни түркийәдә өткүзүлгән 25 - нөвәтлик парламент омумий сайлимида 4 партийә парламенткә кириш һоқуқиға игә болуп, 4 сиясий партийидин 550 парламент әзаси сайланди. Бурунқи парламент әзалириниң 90%ти алмашти. Һазирчә қандақ бир һөкүмәт қурулидиғанлиқи ениқ болмиған болсиму, сайланған 550 парламент әзаси ичидә уйғур мәсилисигә көңүл бөлидиған кишиләр барму?

Қурулидиған һөкүмәтниң уйғур сиясити қандақболар? бундин кейин йеңи сайланған парламент әзалири билән мунасивәт орнитиш үчүн шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлири немиләрни қилмақчи? дегәнгә охшаш суалларға җаваб тепиш үчүн қәйсәридә паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ тәшкилати рәиси, дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси сейит түмтүрк әпәнди вә түркийәдә актип паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлиридин бири болған шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ тәшкилати рәиси һидайәтулла оғузхан әпәндиләр билән сөһбәт елип бардуқ.

Сейит түмтүрк әпәнди бу қетимқи парламент әзаси сайлимида шәрқий түркистан мәсилисигә көңүл бөлидиған министир вә парламент әзалириниң көпиниң алмашқанлиқини йеңи сайланған кишиләрниң ичидә шәрқий түркистан мәсилисигә көңүл бөлидиған көп санда кишиниң мәвҗут икәнликини ейтти.

Сейит түмтүрк әпәнди түркийәдә һакимийәт бешиға қайси партийә кәлсә кәлсун бундин кейинки һөкүмәтләрниң шәрқий түркистан мәсилисини бир тәрәпкә қайрип қоялмайдиғанлиқини билдүрди.

Һөрмәтлик радио аңлиғучилар кейинки 10 йил ичидә болупму 5 - июл үрүмчи вқәсидин кейин уйғурларниң вәзийитиниң еғирлишишиға әгишип, уйғур мәсилиси түркийә хитай мунасивитидә, түрк ахбарат васитилирида давамлиқ һалда күнтәртипкә келишкә башлиди. Түркийәдә паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан аммивий тәшкилатлириму һәр хил йоллар билән түрк парламент әзалири вә һөкүмәт хадимлири билән мунасивәт орнитип уйғур мәсилисини аңлитишқа тиришти. Уларниң көпи бу қетим сайлиналмиди яки муддити тошти. Түркийәдә актип паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан аммивий тәшкилатлиридин бири болған шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ тәшкилати рәиси һидайәтулла оғузхан әпәнди бу қетимқи сайламда көп санда шәрқий түркистан мәсилисигә көңүл бөлидиған кишиләрниң парламент әзаси болуп сайланғанлиқини баян қилди.

Һидайәтулла оғузған әпәнди партийәләрниң идеологийисигә асасән шәрқий түркистан мәсилисигә болған сияситидә охшимаслиқлар оттуриға чиқидиғанлиқини, әмма омумий җәһәттин елип ейитқанда қорулидиған һөкүмәтниңму уйғур мәсилисигә көңүл бөлидиғанлиқини баян қилди.

Түркийә 1946 - йили көп партийилик түзүмгә өткән болуп, һазирғичә 25 қетим парламент әзаси сайлими өткүзүлгән. 2002 - Йилидин тартип адаләт вә тәрәққият партийәси түркийә дөлитини идарә қиливатататти. 6 - Айниң 7 - күнидики сайламда 550 парламент әзасиниң йерими бир партийәдин сайлиналмиғанлиқи үчүн һакимийәт бешидики партийә өз алдиға һөкүмәт қуруш һоқуқини йоқитип қойди.

Йеңи сайланған парламент әзалири қәсәм бәргәндин кейин, түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған һөкүмәт қуруш һоқуқини адаләт вә тәрәққият партийәси башлиқи әхмәт давутоғлуға бериду. Түркийә қануниға асасән бу һөкүмәт 45 күн ичидә қурулуши керәк. Әгәр 45 күн ичидә һөкүмәт қуралмиса йеңидин сайлам өткүзилидикән.

Алдимиздики күнләрдә адаләт вә тәрәққият партийәси әхмәт давутоғлу башқа 3 партийәгә ортақ һөкүмәт қуруш тәлипини йәткүзидикән. Һазир түркийә җамаәтчилики қандақ шәкилдә йеңи һөкүмәт қурулидиғанлиқини 4 көз билән күтмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.