Түркийәдики парламент әзаси сайлими уйғур мәсилисигә қандақ тәсир көрситәр?
2018.06.25
Түркийәдә өткүзүлгән дөләт рәислик сайлими билән парламент сайлимида уйғур мәсилисини яхши билидиған вә уйғурларни бурундин тартип қоллап келиватқан көп санда кишиниң парламент әзалиқиға сайлиниши уйғурларни сөйүндүрди.
Бу қетимқи дөләт рәислик сайлимиға 6 намзат қатнашқан болуп, түркийә дөләт рәиси рәҗәп таййип әрдоған 52.6% Авазға еришип түркийәниң 13-қетимлиқ дөләт рәиси болуп сайланди. Түркийә сайлам комитети мудири сади гүвән әпәнди мундақ деди: “намзатлар еришкән авазниң һәммиси компийоторға киргүзүлди. Аваз бериш сандуқиға ташланған беләт сани 50 милйон 65 миң 80 аваз болуп, рәҗәп таййип әрдоған еришкән аваз сани 26 милйон 328 миң 42, авазниң 52.6% Игиләйду. У, түркийә җумһурийитиниң 13-дөләт рәиси болуп сайланди. Түркийәниң әң чоң өктичи партийәләрдин җумһурийәт хәлқ партийәси намзати муһаррәм инҗә әпәнди болса 30.6% Авазға еришти”.
Түркийә парламентидики әза сани 600 болуп, һазир һакимийәт бешидики адаләт вә тәрәққият партийәси 293 оқундуққа, милләтчи һәрикәт партийәси 49 орундуққа, җумһурийәт хәлқ партийәси 146 орундуққа, “ийи партийә” 45 орундуққа вә хәлқниң демократийә партийәси 67 орундуққа еришти. Бу қетимқи сайламға һөкүмәт билән шерик “җумһурийәт иттипақи” намида қатнашқан милләтчи һәрикәт партийәсидин, йеңи қурулған “ийи партийә” дин вә бүйүк бирлик партийәсидин намзат болған, бурундин тартип уйғур мәсилисигә көңүл бөлүп келиватқан көп санда киши парламент әзаси болуп сайланди. Ундақта бу парламент әзалири уйғур мәсилисини парламентта оттуриға қоярму?
Бу һәқтә көз қаришини игиләш үчүн узун йиллардин бери түркийәдики сайламни йеқиндин көзитип келиватқан пешқәдәм сиясий паалийәтчи, дуня уйғур қурултийи ички ишлар комитети мудири һамут көктүрк әпәнди, әнқәрәдики истратегийәлик чүшәнчиләр институти мутәхәссиси доктор әркин әкрәм әпәнди вә әйса йүсүп алптекин вәхпи муавин рәиси хәйрулла әфәндигил әпәндиләр билән сөһбәт елип бардуқ.
Доктор әркин әкрәм әпәнди бу қетимқи сайламда парламентқа киргән оңчи парламент әзалириниң 70% игиләйдиғанлиқини, әгәр һөкүмәт қуридиған партийә билән иттипақлашса муһим қарарларни мақуллиялайдиғанлиқини, уйғур мәсилисиниму күнтәртипкә елип келәләйдиғанлиқини, әмма түркийәниң уйғур сияситидики әң ачқучлуқ амилниң дөләт рәиси рәҗәп таййип әрдоған икәнликини илгири сүрди.
Ундақта дөләт рәиси рәһбәрликидә қурулидиған йеңи һөкүмәтниң нөвәттики әң муһим күнтәртипи немә? доктор әркин әкрәм әпәнди һөкүмәтниң әң муһим вәзиписи түркийәниң иқтисадий, тиҗарий вә миллий мудапиә санаити, сүрийә мәсилиси икәнликини, түркийәдики шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлири күч чиқарған тәқдирдә уйғур мәсилисиниң түркийә парламентида оттуриға қоюлидиғанлиқини баян қилди.
Хитай оттуриға қойған “бир бәлвағ, бир йол” қурулуши пилани йеқинқи йиллардин бери түркийә билән хитай оттурисида музакирә қилиниватқан әң муһим темилардин бири болуватқан, уйғурларниң нөвәттики вәзийити күнсайин еғирлишиватқан бүгүнки күндә түркийәдики парламент сайлимида утуп чиққан кишиләрдин кимләр бурундин тартип уйғур мәсилисигә көңүл бөлүп келиватқан кишиләр? дуня уйғур қурултийи ички ишлар комитети мудири һамут көктүрк әпәнди бүйүк бирлик партийәси рәиси мустафа дәстичи, сабиқ дөләт министири әхәт әндиҗан әпәнди, түркийә кадирлар уюшмиси сабиқ рәиси исмаил қонқуқ әпәнди, фаһрәттин йоқуш әпәнди қатарлиқ көп санда кишиниң парламент әзаси болуп сайланғанлиқини, буларниң уйғурларниң һазирқи еғир вәзийитини түркийә парламентида оттуриға қойидиғанлиқиға ишинидиғанлиқини баян қилди.
Әйса йүсүп алптекин вәхпи муавин рәиси хәйрулла әфәндигил әпәнди 14 йил әнқәрәдә паалийәт елип бериш җәрянида бу кишиләрниң өзигә вә дәваға ярдәм қилғанлиқини, бундин кейинму ярдәм қилидиғанлиқиға чүшәнчисиниң камил икәнликини баян қилди.
Түркийә җумһурийити қурулғандин кейин 26 йил бир партийә тәрипидин башқурулған болуп, 1946-йили көп партийәлик түзүмгә өткән иди. Түркийә парламенти 1920-йилида әнқәрәдә тунҗи йиғинини ачқан болуп, 94 йилда 27 қетим парламент әзаси сайлими өткүзгән. Түркийәдә демократийә бир қанчә қетим һәрбий сиясий өзгиришләр билән үзүлүп қалған болсиму, бүгүнгичә изчил һалда сайлам өткүзүлүп кәлмәктә.