Давут оғлу: мән түркийиниң тәқдириниң шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати билән ортақ икәнликини җакарлаймән

Мухбиримиз әркин тарим
2013.05.01
shanghai-hemkarliq-305.png Хитай баш болуп қурған шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң рәсми вә күзәтчи әзалири
Wikimedia Commons

Түркийә ташқи ишлар министири әхмәт давутоғли билән шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати баш катипи дмитри мезентсев, “диалог ортақлиқи”лиқ тохтамнамисигә қол қойди.

Әмәт давут оғлу мухбирларға “әмди биз бу тохтамнамиға қол қойғандин кейин миң йилдин бери бирликтә яшиған дөләтләрдин тәркип тапқан бир аилигә әза болғанлиқимиз үчүн наһайити хурсәнмән. Мән түркийиниң тәқдириниң шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати билән ортақ икәнликини җакарлаймән” деди.

Қазақистанниң алмата шәһиригә рәсмий зиярәт үчүн барған әхмәт давутоғлу шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати баш катипи дмитрй мезентсев билән учришиш елип барған. Учришишта түркийә билән шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати оттурисидики һәмкарлиқ һәққидә музакирә елип берилған. Ахирида “диалог ортақлиқи” тохтамнамиси түзүлгән.

Әхмәт давутоғлу мухбирларға бәргән баянатида, бу тохтамнаминиң түркийә билән шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң мүрини - мүригә тирәп маңидиған узун сәпәрниң башлиниши икәнликини тәкитлиди.

У алматада мухбирларға бәргән баянатида йәнә, өткән йили 6 - айда бейҗиңда чақирилған шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләр рәһбәрлири алий йиғинида түркийигә “диалог ортақлиқи” салаһийити берилгәнликини көрсәтти.

Ташқи ишлар министири әхмәт давутоғлуниң бу баянати түркийидики уйғурлар арисида йәнә ғулғула пәйда қилди.

Түркийә шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза болаламду? болған тәқдирдә, уйғур дәвасиға қандақ тәсир көрситәр? уйғурларниң әнсириши орунлуқму? дегән суалларға җаваб тепиш үчүн америка мишиген университети оқутқучиси профессор доктор тимур қоҗаоғлу вә истратегийилик чүшәнчә институти оқутқучи др. Әркин әкрәм әпәндиләр билән сөһбәт елип бардуқ.

Профессор доктор тимур қоҗаоғлу түркийә шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза болса хитайниң тәшкилаттики күчиниң аҗизлайдиғанлиқини илгири сүрсә доктор әркин әкрәм әпәнди хитай билән русийиниң түркийәни шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға алмайдиғанлиқини илгири сүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.