Түркийә TV5 телевизийәсидә сериқбуя вәқәси аңлитилди
2013.05.03
Мутәхәссисләр 2013 - йили 4 - айниң 23 - күни қәшқәр маралбеши наһийисиниң сериқбуя базирида йүз бәргән вәқәгә 5 - июл үрүмчи вәқәсидин кейин шәрқий түркистанда йүз бәргән әң зор бир вәқә дәп баһа бәрмәктә.
Бу вәқә қандақ, немә сәвәбтин оттуриға чиққанлиқи һәққидә һәр хил көз қарашлар оттуриға қоюлмақта. Бу һәқтә түрк җамаәтчиликигә тәпсилий мәлумат бериш үчүн түркийә TV5 телевизийә қанили мәхсус программа тарқатти.
29 - Април күни кәчтә журналист азми мустафа қая әпәнди риясәтчилик қилған телевизийә программисиға шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ тәшкилати башлиқи һидайәтулла оғузған әпәнди билән муавин рәиси мусаҗан қатнашти. Программида ноқтилиқ һалда 23 - април сериқбуя вәқәсиниң мәйданға келиш сәвәблири, өлтүрүлгән кишиләрниң сани, дүнядики һәрқайси дөләтләрниң, болупму түркийә һөкүмитиниң сериқбуя вәқәсигә қарита инкас қайтурмаслиқиниң сәвәблири һәққидә тохталди. Бир саәттин көпрәк давамлашқан бу программида сериқбуя вәқәси тоғрисида әтраплиқ мулаһизә елип берилди. Программида шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ тәшкилати рәиси һидайәтуллаһ оғузхан әпәнди хитай һөкүмитиниң уйғур мусулманлириға елип бериватқан чидиғусиз бесим, кәмситиш вә йоқ қилиш сияситиниң әслидә ислам диниға, ислам дүнясиға қиливатқан кәмситиш вә һақарәт икәнликини илгири сүрди. Мусаҗан болса сериқбуя вәқәсиниң уйғур мусулманлириға елип бериватқан әқилгә сиғмайдиған диний бесими түпәйли келип чиққанлиқини илгири сүрди.
Нәқ мәйдандин тарқитиливатқан программиға телевизйиә көргүчиләр телефон қилип оуал сориған. Биз түркийә TV5 телевизийәсиниң программисида аңлитилғанларни чөридигән һалда бу программиға чиққан һидайәтуллаһ оғузхан әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.