Түркийәниң испарта вилайитидә өткүзүлгән шаирлар учришишида уйғур шаир вә язғучиларниң вәзийити шундақла уйғурларниң һазирқи вәзийити аңлитилди.
Бу паалийәткә оттура ася түркий җумһурийәтлири, кафказийә дөләтлири, балқан дөләтлиридин кәлгән 25 әтрапида шаир қатнашқан. Түркийәдә тонулған уйғур шаири нурәла гөктүрк ханимму бу паалийәткә алаһидә тәклип бойичә қатнашқан болуп, у, учришишта өзи язған шеирлирини дикламатсийә қилғандин кейин, уйғур зиялийлириниң һазирқи вәзийити тоғрисида доклат бәргән. Униң доклати йиғин әһлиниң алаһидә диққитини қозғиған.
Бу һәқтә, ихтиярий мухбиримиз әркин таримниң шәрқий түркистан вәқпиниң сабиқ башлиқи һамид көктурк вә шаирә нурәла көктүркләр билән өткүзгән сөһбитини аңлайсиләр.