Әнқәрәдики хитай әлчиханиси алдидики намайишчилар түркийә һөкүмитини уйғурларға игә чиқишқа чақирди

Мухбиримиз әркин тарим
2013.07.07
5-iyul-turkiye-uyghur-osmurler-xitay-elchixanisi-aldida-305.png 5 - Июл үрүмчи вәқәсини хатириләш мунасивити билән әнқәрәдә елип берилған намайиштики уйғур өсмүрләр
RFA/Erkin Tarim

5 - Июл үрүмчи вәқәсиниң 4 йиллиқ хатирә күнидә хитайниң түркийиниң пайтәхти әнқәрә шәһиридә турушлуқ әлчиханиси алдидики намайишчиларниң хитайға қарши товлиған шуар садалири әнқәрә шәһирини зил - зилгә кәлтүрди.

Шәнбә күни чүштин кейин саәт 3 тә хитай әлчиханиси бинасиниң алдиға топлинип башланған намайишқа түркийидики әң чоң аммиви тәшкилатлардин бири болған кадирлар уюшмиси мәсуллири, түркийә бүйүк бирлик партийиси рәһбәрлири, инсан һәқлири тәшкилати, қериндаш түрк җәмийәтлири вәкиллири билән биллә түркийиниң қәйсәри вилайитидин кәлгән уйғурлардин болуп 500 әтрапида киши иштирак қилди.

Бу қетимлиқ намайишни дуня уйғур қурултийи билән шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ тәшкилати уюштурған болуп, намайиш риясәтчилиридин хәйруллаһ әфәндигил әпәнди, д у қ муавин рәиси сейит түмтүрк әпәнди вә бүйүк бирлик партийиси муавин рәиси мухбирларға баянат бәрди. Улар баянатида хитай даирилириниң 5 - июлда өлтүрүлгән, тутқун қилинған вә из - дерәксиз йоқ болуп кәткән кишиләрни ашкарилишини тәләп қилди. Улар баянатида йәнә түркийә һөкүмитини уйғурларға игә чиқишқа чақирди. Намайишчилар хитай әлчиханисиниң алдиға қара гүлчәмбирәк қойди.

Намайишчилар, қоллирида түркийә байриқи билән шәрқий түркистанниң көк байриқини көтүргән һалда, “5 - июл үрүмчи вәқәсини унутмайли”, “шәрқий түркистанға әркинлик”, “уйғурлар ялғуз әмәс”, “һәммә җайда уйғур һәммә җайда исян” дегәндәк шоарларни товлашқан һалда хитай әлчиханиси алдидин айрилди.

5 - Июл үрүмчи вәқәсини хатириләш паалийити әнқәрәдә бир һәптә бурун башланған болуп, алдимиздики күнләрдиму давамлашмақчи.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.