Түркийәниң газиантәп шәһиридә йүз бәргән террорлуқ һуҗумида 54 киши һаятидин айрилди

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2016.08.22
gaziantep-terror-hujum-1.jpg Ғазиантәптә той мурасимиға қаритилған террорлуқ һуҗумда яридар болғанларни қутулдурмақта. 2016-Йили 20-авғуст, түркийә.
RFA/Erkin Tarim

17-Авғуст күни ванда, 18-авғуст күни әтигән әлазиғ вилайитидә, чүштә битлис вилайитиниң һизан наһийисидә йүз бәргән террорлуқ һуҗумидин кейинла 20-авғуст күни түркийәниң шәрқий җәнубиға җайлашқан муһим санаәт шәһәрлиридин бири болған ғазиантәптә той мурасимиға елип берилған террорлуқ һуҗумда 54 киши қаза тапти, 94 киши яридар болди. Буларниң ичидин 17 кишиниң әһвалиниң еғир икәнлики билдүрүлди.

Бу һәқтә мухбирларға баянат бәргән түркийә дөләт рәиси рәҗәп таййип әрдоған мундақ деди: “һөрмәтлик мухбирлар һәммиңларға мәлум болғинидәк, ғазиантәпниң шаһинбәй районида бир той мурасими җәрянида 12, 14 яшлардики бир балиниң бәдинигә теңилған бомбиниң партлиши яки партлитилиши нәтиҗисидә дәсләптә 94 яридар бар иди, һазир дохтурханида йетиватқан яридар 69, буларниң ичидин 17 синиң әһвали бәкла еғир. 53 Киши қаза тапти. Вәқә түркийәниң ван вә сирт вилайитидин көчүп кәлгән кишиләр олтурақлашқан бир җайда мәйданға кәлди.”

Түркийә дөләт рәиси рәҗәп таййип әрдоған мухбирларға бәргән баянатида түркийә җ х идарилириниң тәкшүрүши нәтиҗисидә мәзкур террорлуқ һуҗумни дәмәшқ ирақ ислам дөлити террор тәшкилатиниң елип барғанлиқи тоғрисидики гуманниң юқири икәнликини тәкитләп мундақ деди: “һазирғичә валийлиқ вә җамаәт хәвпсизлик хадимлириниң тәкшүрүши нәтиҗидә дәсләпки гуманимиз, бу даиш елип барған террорлуқ һуҗуми икәнлики һәққидә болди. Кейинки күнләрдә бу террор тәшкилати газиантәп вилайитимиздә тәшкиллинишкә тиришивататти. Биз давамлиқ буларға қарита ахтуруп тутуш һәрикити елип бардуқ вә бундин кейинму елип баримиз. Мән бу террорлуқ һуҗумда һаятидин айрилип қалған юртдашлиримниң аилисигә сәвр тиләймән.”

Түркийәниң шәрқий җәнуби райониға җайлашқан газиантәп шәһири шаһинбәй районида тойға қатнашқан 250 әтрапида кишиниң арисиға бәдинигә бомба теңилған балини елип кирип қоюп, узаққа кетип туруп, узақтин тезгинәк билән партлатқанлиқи илгири сүрүлмәктә. Бу террорлуқ һуҗумниң елип берилиш шәклигә қарап туруп мутәхәссисләр даиш террор тәшкилатиниң қилған болуш еһтималиниң юқири икәнликини илгири сүрүшмәктә.

Түркийәдә бурун көрүлүп бақмиған шәкилдә арқа-арқидин бундақ террорлуқ һуҗумниң көпийип кетишидики сәвәб немә? түркийә җ х идарилири илгири сүргәндәк, бу даиш террор тәшкилати елип барған һуҗумму? көпи 18 яштин төвән балилардин тәркиб тапқан 54 киши қаза тапқан қәтлиамни тойда елип беришидики сәвәб немә? дегән соалларға җаваб тепиш үчүн мутәхәссисләргә микрофонимизни узаттуқ.

Түркийә җ х идарисиниң тор бетидә елан қилинған баянатқа асасланғанда, 20-авғуст күни ақшам газиантәптә бир той мурасимида елип берилған өзини партлитиш һуҗуми 2015-йили 10-айниң 15-күни әнқәрә пойиз истансисида йүз бәргән, 109 киши қаза тапқан, 500 киши яридар болған террорлуқ һуҗум билән 2015-йили 7-айниң 20-күни шанлиурфа вилайитиниң суруч наһийәсидә мәйданға кәлгән 34 киши қаза тапқан, 104 киши яридар болған террорлуқ һуҗумиға охшайдикән. юқирида дәп өткән әнқәрә вә суручта йүз бәргән икки террорлуқ һуҗумини дәмәшқ ирақ ислам дөлити террорлуқ тәшкилатиниң елип барғанлиқи җәзмләшкән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.