Түркийә ташқи ишлар министири бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң йиғинида уйғурлар һәққидә алаһидә тохталди

Ихтиярий мухбиримиз илһам
2019.02.26
mewlut-chawushoghlu-bdt-uyghur-mesilisi.jpg Б д т инсан һәқлири кеңишиниң 40-нөвәтлик йиғинида түркийә ташқи ишлар министири мәвлут чавушоғлу сөз қилмақта. 2019-Йили 25-феврал, җәнвә.
REUTERS

25-Феврал күни шиветсарийәниң җәнвә шәһиридә давамлашқан бирләшкән дөләтләр тәшкилати инсан һәқлири кеңишиниң 40-нөвәтлик йиғинида түркийә ташқи ишлар министири мәвлут чавушоғлуниң уйғур дияридики уйғурлар вә башқа мусулман аз санлиқ милләтләрниң әһвали һәққидә қилған сөзи дуня җамаәтчилики арисида алаһидә тәсир қозғиди. Түркийә һөкүмитиниң көрсәткән бу җасарити нәччә йиллиқ сүкүттин кейин, қисқиғинә икки һәптә ичидә иккинчи қетим кәң уйғур җамаәтчилики вә уйғур инсан һәқлири қоллиғучилирини хушал қилди.

Мәвлут чавушоғлу инглиз тилида сөзлигән нутқиниң баш қисмида, түркийәниң дуня инсан һәқлири сәһнисидә ойнаватқан алаһидә роли, һәр хил террорлуқ һәрикәтлиригә қарши елип бериватқан нәтиҗилик күрәшлири, сүрийә көчмәнлиригә көрситиватқан инсаний ярдәмлири үстидә тохталди. Чавушоғлу сөзиниң давамида түркийә алаһидә көңүл бөлүватқан хәлқаралиқ мәсилиләр ичидә пәләстин хәлқи дуч келиватқан чекидин ашқан зулумлар, бирмадики мусулманларниң бешиға кәлгән күлпәтләр, уйғур дияридики уйғур вә башқа мусулманларниң қийинчилиқлири, аталмиш “қайта тәрбийәләш мәркәзлири”, тағлиқ қарабағдики әзәри түрклири учраватқан йолсизлиқ вә ахирида явропаниң түркийә сияситидики һәқсизлиқларни өткүр ибариләр билән баян қилди.

Чавушоғлу сөзини ахирлаштуруп бир саәтму өтмәстин түркийә вә явропадики асаслиқ интернет тор бәтлиридә орун алған баянатниң 58 секунтлуқ қисмидики уйғур дияри һәққидики җүмлиләр түркийә вә явропадики тонулған ахбарат тор бәтлиридә әң йеңи хәвәр сүпитидә тарқалди. Һәтта хәвәрләрниң һәммисидә дегүдәк түркийә ташқи ишлар министириниң уйғурларни тилға алғанлиқи мавзу сүпитидә берилди.

“хитайға кәлсәк” дегән алаһидә урғу билән сөзини давамлаштурған чавушоғлу, хитайниң уйғур районидики уйғур вә башқа мусулман аз санлиқ милләтләргә қаратқан инсан һәқлиригә дәхли йәткүзүш қилмишлири һәққидики мәлуматларниң кишини әндишигә салидиғанлиқини баян қилип мундақ деди:

“бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң ирқий айримичилиқларни түгитиш комитетиниң тәкшүрүш нәтиҗилири вә йәнә бир қатар мәлуматларда орун алған шинҗаң уйғур аптоном районидики уйғур вә башқа аз санлиқ милләтләргә қаритилған инсан һәқлиригә дәхли-тәрз йәткүзүш қилмишлири һәққидики доклатлар кишини әндишигә салиду.

Хитайниң террорлуққа қарши туруш һоқуқи барлиқини билимиз. Әмма террорчилар билән бигунаһ инсанларни бир-биридин пәрқләндүрүши керәк дәп қараймиз.

Тәкитләймәнки, ‛бир хитай сияситини‚ қоллаймиз. Шу сәвәбтин биз хитай вә хитай даирилиригә илһам бериш билән бир вақитта йәнә улардин диний әркинликни өз ичигә алған омумий инсан һәқлириниң һөрмәт қилинишини, шундақла уйғур вә башқа мусулман аз санлиқ милләтләрниң мәдәнийәт кимликлириниң қоғдилишини тәләп қилимиз”.

Ройтерс агентлиқиниң тор бетидә елан қилинған, нөвәттики йиғин һәққидики хәвәрдә, йиғин мәйданидин орун алған инсан һәқлири кеңишиниң 47 нәпәр әзаси ичидә пәқәт әнглийә вәкили чавушоғлиниң сөзини ашкара қоллиғанлиқи баян қилинған. Йәнә бир әза-хитай болса, чавушоғлиниң сөзлиригә қарита дәрһал ипадә билдүрмигән.

Өткән җүмә күни ройтерс агентлиқи өз тор бетидә бир қисим актип инсан һәқлири паалийәтчилириниң сөзлирини нәқил кәлтүрүп, хитайниң, бүгүнки йиғинда уйғур диярида йолға қоюватқан уйғур мусулманлирини түркүмләп җаза лагерлириға мәһкум қилиш қилмиши сәвәбидин җавабкарлиққа тартилишиниң алдини елишқа урунуватқанлиқини баян қилған иди. Биз бу баянниң тәпсилатини билиш мәқситидә дуня уйғур қурултийиниң рәиси долқун әйса әпәндини зиярәт қилдуқ.

Долқун әйса әпәнди, түркийә ташқи ишлар министири мәвлут чавушоғлиниң бундақ муһим бир йиғинда уйғурларниң қийинчилиқини оттуриға қойғанлиқидин сөйүнгәнликини вә түркийәниң буниңдин кейин бу саһәдә техиму муһим хизмәтләрни үстигә алидиғанлиқиға болған ишәнчини тәкитләп, башқа ислам дөләтлириниңму түркийәниң йетәкчиликидә өзлириниң диний вә инсаний вәзипилирини ада қилишини үмид қилидиғанлиқини ейтти. У мундақ деди: “бу, мусулман дөләтлири үчүн йеңи бир җасарәт бәргүчи вә башқа мусулман дөләтлириниму һәрикәтләндүридиған, хәлқимизниң узундин бери түркийәдин күтүватқан бир үмидигә берилгән өткәнки баянаттин кейинки иккинчи бир тәсәлли вә шундақла мәсулийәт. Бу, биз дунядики мәзлумларға игә чиқимиз дегән бир дөләтниң бу мәсулийәтни орунлиғанлиқиниң нәтиҗиси”.

Долқун әйса хитай даирилириниң өткән һәптидин бери, җәнвәдики йиғин җәрянида дуня уйғур қурултийиниң паалийәтлиригә тосқунлуқ қилиш мәқситидә бир қисим паалийәтләрни елип бериватқанлиқиниму әскәртип өтти.

Ройтерс агентлиқиниң дәсләпки хәвиридин мәлум болушичә, җәнвәдики хитай вәкиллири бирләшкән тәшкилатиға язған бир хетидә, далай лама вә долқун әйса қатарлиқ 15 нәпәр инсан һәқлири паалийәтчисини йиғинға қатнаштурмаслиқни тәләп қилған. Әмма хитайниң бу тәлипи бирләшкән дөләтләр тәшкилати тәрипидин рәт қилинған.

Биз бу йиғинда түркийә ташқи ишлар министири мәвлут чавушоғлиниң уйғур инсан һәқлири темисини тилға елиши вә буниң уйғур-түркийә мунасивитидики әһмийити һәққидә түрк уйғур мунасивәтлиригә әзәлдин көңүл бөлүп келиватқан, германийә байройәт университети исламшунаслиқ факултетиниң профессор, доктор паула шродер ханим билән сөһбәт елип бардуқ.

У сөзидә, түркийәниң узун бир сүкүт қилиш вақтини баштин кәчүрүп, кейинки икки һәптә ичидә арқа-арқидин икки қетим уйғурларға болған йеқинлиқи вә қоллишини ипадә қилғанлиқини, кечиккән, әмма уйғурлар үмидини һеч йоқатмиған бир илгириләш дәп қарайдиғанлиқини ейтти.

У йәнә, түркийәниң бурунқи сүкүт дәвридики иқтисади вә башқа сәвәбләрдин өз қериндашлири болған уйғурларниң бешиға кәлгән зулумларни көрмәсликкә селиштәк азаблиқ бир дәвргә хатимә бәргәнликидин толиму сөйүнгәнликини ейтип мундақ деди: “мениңчә, түркийә һөкүмити пәрқлиқ қизиқишлири арисида айлинип йүрүватиду. Ички сиясәт җәһәттә, түркийә һөкүмитиниң уйғурларға игә чиқиши шәк шүбһисиз муһим. Бу әрдоғанниң диний, миллий алаһидиликләр алаһидә гәвдилинип туридиған нөвәттики һоқуқ қурулмисидиму муһим орун тутиду. Миллий (башлиқни?) асрашқа көңүл бөлүш, түрк хәлқидә әзәлдин бар инсанпәрвәрлик еңини ойғитишқа пайдилиқ”.

Доктор паула шродер ханим сөзини давамлаштуруп йәнә мундақ деди: “ташқи сиясәт җәһәттә, охшимиған вақитларда пәрқлиқ истратегийәләр йолға қоюп келиватқан вә өзини башқа мусулман дөләтлириниң һаммиси дәп қарайдиған түркийәниң зулум астидики бир мусулман милләтни қоллиғанлиқини көрситиши, түркийәниң бу дөләтләр арисидики иҗабий тәсир күчини өстүриду. Түркийәниң уйғурларға игә чиқиши узундин бери күтүлүватқан бир иш иди. Түркийәниң диний вә миллий қериндишиға хитайниң қиливатқан зулумлириға шунчә узун вақит көз юмуши, иқтисадий җәһәттә чоң бир қийинчилиққа дуч кәлгән бу дөләтниң қайси дәриҗидә хитайға беқинди болуп қалғанлиқини көрситиду. Йәни, сүкүт вақтиниң узунлуқи, униң хитайға беқиндилиқиға оң танасип болған. Қандақ болушидин қәтийнәзәр, түркийә ахири түрк хәлқигә вә мусулманларға алаһидә сигнал йәткүзидиған йәнә бир қартини ойнашни қарар қилди. Биз бу пидакарлиқ һәрикитиниң давамини көрүшкә тәқәзза болмақтимиз”.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.