Профессор: хитай, бәзи уйғурларниң террорлуқ тәшкилатлириға қатнишишини көрмәсликкә салмақта
2017.11.02
Кейинки йилларда қисқа вақит ичидә көплигән уйғурниң һәр хил йоллар билән түркийәгә келиши, бәзи уйғурларниң оттура шәрқ дөләтлиридә паалийәт елип бериватқанлиқи тоғрисидики хәвәрләрниң елан қилиниши билән түркийәдики бәзи мутәхәссисләр, хитай һөкүмитиниң бәзи уйғурларниң сүрийә қатарлиқ дөләтләрдики террорлуқ тәшкилатлириға қатнишишини көрмәсликкә салғанлиқини илгири сүрмәктә.
Булардин бири түркийәниң бурса шәһиридики улудағ университетиниң муавин мудири профессор мәмәт йүҗә әпәндидур. У, өткән һәптә бурсада өткүзүлгән 9-нөвәтлик хәлқара мунасивәтләр илмий муһакимә йиғинида бәргән “оттура асияда күчийиватқан әсәбийлик тоғрисида тәһлил” мавзулуқ доклатида, хитай дөлитиниң бир қисим уйғур яшлириниң оттура шәрқтики террорлуқ тәшкилатлириға кирип кетишини көрмәскә селиватқанлиқини, бундақ қилиш арқилиқ бир тәрәптин дөләт ичидики хитайға қарши чиқиватқанлардин қутулса, йәнә бир тәрәптин хәлқара җамаәтчиликниң каллисида уйғурлар “террорчи” дегән образни яритип, уйғурларға елип бериватқан бесим сияситини қанунлаштурушқа тиришиватқанлиқини, әң муһими түркийә хәлқиниң уйғурларға болған сөйгүсини азайтишқа тиришиватқанлиқини илгири сүргән. Бу көз қарашқа аит мақалигә түркийәдики әң чоң гезитләрдин бири болған “милләт” гезитидиму орун берилди.
Биз бу пикирни илгири сүргән улудағ университети муавин мудири профессор доктор мәмәт йүҗә әпәнди билән телефон зиярити елип берип, немигә асасән бундақ дегәнликини сориғинимизда у, мундақ җаваб бәрди: “уйғурларниң бир шәһәрдин башқа бир шәһәргә бериши қаттиқ контрол астида тутулуватса, уларниң һәр бир һәрикити тәқиб қилиниватса, буларни гуруһ һалда дәмәшқ ирақ ислам дөлити террорлуқ тәшкилатиға қатнишиватқан қилип көрситиши тасадип бир әһвал әмәс дәп ойлаймән. Буниңда чоқум хитай хәвпсизлик органлириниң қоли бар дәп ойлаймән. Бу хитайниң уйғурларни йетим қалдуруш сияситидур.”
Йеқинқи йиллардин бери түркийәдә уйғурларниң тезла көпийишигә әгишип түркийәдә уйғурларниң образи бузулушқа башлиди. Профессор доктор мәмәт йүҗә әпәнди буниңдиму хитайниң қоли барлиқини әмма түркләр билән уйғурлар оттурисида тәврәнмәс ришти барлиқини, хитайниң мәқситигә йетәлмәйдиғанлиқини баян қилип мундақ деди: “мән алди билән шуни демәкчимәнки, түркийә билән шәрқий түркистан оттурисида тарихи, мәдәний, иҗтимаий вә иқтисадий мунасивәтләр бар, буни һеч ким бузалмайду. Бу мунасивәт давам қилиду. Әмма, түркийә җумһурийитиниң сияситидә уйғур мәсилиси муһим бир мәсилә. Уйғурлар хитайниң бу тозиқиға чүшмәслики вә террорлуқ тәшкилатлиридин узақ туруши керәк.”
Сабиқ парламент әзаси орхан қавунҗу әпәнди бәзи дөләтләрниң хәлқ арисида бәзи милләтләрниң образини чүширидиған әһвалниң мәвҗутлуқини, әмма буниңға түркийәдики түркистанлиқларниң наразилиқ билдүрүши керәкликини тәкитләп мундақ деди: “теги түркистанлиқ туруп, террорлуқ һәрикәтлиригә қатнашқан кишиләр бар. Террорлуқ тәшкилатлириға қатнашқан һәр милләттин кишиләрни учратқили болиду. Буниң түпәйли у милләтни әйибләш тоғра әмәс, бу обйектип көз қараш болмайду. У, милләтниң образини яман көрситиш ғәризи бар дөләт вә кишиләр бу террорчи уйғур, бу террорчи өзбек дәп тәкитлиши мумкин. Һәр милләт ичидә яман адәм вә яхши адәмләр бар. Кейинки йилларда түркийәдә бәзи ахбарат органлири вә бәзи кишиләр уйғурларни яман көрситишкә тиришиватиду. Булар мәқситигә йетәлмәйду дәп ойлаймән.”
Түркийә истратегийилик чүшәнчә институти мутәхәссиси доктор әркин әкрәм әпәнди, профессор доктор мәмәт йүҗә әпәнди илгири сүргән көз қарашниң йеңи көз қараш әмәсликини бурун ғәрб, әрәб вә хитай ахбаратиридиму чиққанлиқини баян қилди.
Доктор әркин әкрәм әпәнди бу йил йеңи йил кечисидә истанбулдики рейина ресторанидики террорлуқ һуҗум вәқәсидин кейин, җинайәтчи тутулуштин бурун бәзи киши вә орунларниң уйғур исмини тәкитләп, уйғурларниң образиға зиян бәргәнликини баян қилди.
Бәзи мутәхәссисләр түркийәдики коммунист идийәсидики сиясий партийә вә уларниң ахбарат органлириниң хитай билән һәмкарлишип, түркийәдә уйғур образини бузушқа тиришиватқанлиқини илгири сүрмәктә.