Вакаләтсиз милләтләр тәшкилати иҗраийә һәйити йиғинида уйғурлар тоғрисида хитабнамә мақулланди
2013.07.09
Белгийәниң пайтәхти бирюсселда чақирилған вакаләтсиз милләтләр тәшкилатиниң 15-нөвәтлик иҗраийә һәйити йиғинида уйғурлар тоғрисида хитабнамә мақулланди.
Хитабнамидә уйғур дияриниң маралбеши, қағилиқ, хотән, қәшқәр, ақсу вә турпан қатарлиқ җайлирида йүз бәргән вәқәләр вә униң мәйданға келиш сәвәблири тоғрисида мәлумат берилгәндин кейин, дуня дөләтлирини уйғур мәсилисигә көңүл бөлүшкә чақирған шундақла хитайниң үрүмчи вәқәсидин кейинки уйғур вәзийити тоғрисидиму мәлумат берилгән.
UNPO Йәни вакаләтсиз милләтләр тәшкилати бирләшкән дөләтләр тәшкилатиға әза болалмиған милләтләр тәрипидин қурулған болуп, уйғурлар бу тәшкилатниң қурғучи әзалиридин бири. 15-Нөвәтлик иҗраийә һәйити әзалири йиғинида тәшкилатниң хизмәт доклати вә хизмәт пиланлири тоғрисидиму музакирә елип берилған болуп, йиғинға уйғурларға вакалитән д у қ иҗраийә комитети мудири долқун әйса қатнашқан.
Биз нәқ мәйданға телефон қилип долқун әйса билән йиғин һәққидә сөһбәт елип бардуқ.