Японийәдә шәрқий түркистан җумһурийәтлирини хатириләш паалийити өткүзүлди
2014.11.10
11 - Айниң 8 - күни японийә уйғур җәмийитиниң йитәкчиликидә токйода шәрқий түркистан җумһурийәтлирини хатириләш паалийити өткүзүлгән.
Уйғурларниң йеқинқи заман тарихида қурулған 1933 - йилидики шәрқий түркистан ислам җумһурийити билән 1944 - йили 12 - ноябирда қурулған шәрқий түркистан җумһурийитини хатириләш паалийити токйо канда райондики TKP йиғин залида елип берилған.
Икки җумһурийәтни хатириләш паалийитидә алаһидә сөзгә тәклип қилинған японийәдики җәнубий моңғул әркин демократик һәрикити тәшкилатиниң мәсули дайчин сөз қилип уйғурларниң өз тарихида қурған бу икки җумһурийитиниң қурулуш җәряни һәққидә тохталған.
У сөзидә, өз дөләтлиридин айрилған, японийәдә сәргәнданлиқта яшаватқан уйғур, тибәт, моңғул қатарлиқ тәғдирдаш милләтләрниң өз әркинликини қолға кәлтүрүш үчүн елип бериватқан кишилик һоқуқ паалийәтлиридә өз - ара һәмкарлишип, қериндашларчә достлуқ орнитип алға илгирилишниң әһмийити үстидә тохталған.
Шәрқий түркистан җумһурийәтлирини хатириләш паалийитигә японийәдики тибәт, моңғул, уйғур вә шундақла уйғур мәсилисини қоллиғучи японлардинму көп санидики кишиләр қатнашқан.
Хатириләш паалийити чүштин кейин саәт икки йеримдин төт йеримға қәдәр давамлашқан.
Биз паалийәт ахирилашқандин кейин, бүгүнки паалийәткә мәсуллардин бири болған японийә уйғур җәмийитиниң ғоллуқ әзаси гүлистан ханим билән бу һәқтә телефон сөһбити елип бардуқ.
Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.