Америка һөкүмити, хитайниң 4 - июл қирғинчилиқ һәрикитини етирап қилмиғанлиқи, олимпик тәнһәрикәт йиғиниға саһипханлиқ қилишиға тосқунлуқ қилиши мумкин, дәп агаһландурди


2007.06.02

Америка һөкүмити җүмә күни, хитайниң кишилик һоқуқ хатирисиниң начарлиқи шундақла бейҗиң һөкүмитиниң 18 йил бурун тйәнәнмен мәйданида демократийә паалийәтчилиригә қарита елип берилған қирғинчилиқ һәрикитини етирап қилмиғанлиқи, бу дөләтниң олимпик тәнһәрикәт йеғинға саһипханлиқ қилишға тосқунлуқ қилиши мумкин, дәп агаһландурди.

Америка ташқи ишлар минситирлиқиниң баянатчилиридин том кези, җүмә күни бәргән баянатида, 2008 ‏-йили бейҗиңда өткүзүлидиған олимпик тәнһәрикәт йеғини йеқинлашқансири, хәлқара җамаәт хитайни техиму йеқиндин күзитиду. Биз хитай һөкүмитидин тйәнәнмен вәқәсини қайтидин көздин кәчүрүшини, бу вәқә билән мунасивәтлик дәп қолға елинған пүтүн мәһбусларни қоюп беришини вә тйәнәнмен һәрикити билән мунасивәтлик кишиләрниң аилилиригә бесим ишлитишни тохтитишини тәләп қилимиз, деди.

У шундақла, хитай һөкүмитиниң бу вәқә җәрянида қанчилик кишиниң өлгәнлики, қанчилик кишиниң қолға елинғанлиқи вә қанчилик кишиниң из-дирәксиз юқ болуп кәткәнлики һәққидә техи ениқ бир мәлумат бәрмигәнликини, әскәрткән.

Сиясий мулаһизичиләр, америкиниң хитайға қаратқан бу очуқ тәнқидиниң, америка ташқи ишлар ярдәмчи министири вә шәрқий асия ишлири мәсуллири кристофәр һелниң бейҗиңни зиярәт қилип қайтишиниң арқисида елан қилнғанлиқиға диққәт тартмақта.

Америка ташқи ишлар минстирлиқиниң юқири дәриҗилик бир хадиминиң билдүрүшичә, хитай һөкүмити киристофәр һелниң бу сәпири җәрянида, америка һөкүмитиниң корийә ядру мәсилиси вә суданға қарита имбарго йолға қоюш қатарлиқ бир қатар мәсилиләргә қаратқан сияситигә қарши, наразилиқини оттуриға қойған икән. (Өмәр қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.