Исраилийә баш министири ормут йәкшәнбә күни рәсмий истипа бәргәнликини елан қилди.
2008-09-20
Пакистанниң пайтәхти ислам шәһиридики марийот меһманханисиға қарита елип берилған өзини өлтүрүвелиш характерлик һуҗумда аз дегәндә 34 киши өлгән 200 адәм яриланған.
2008-09-20
Грозийә, америка вә явропа иттипақи, русийини җәнубий оссетийә вә абхазийидики һәрбий қисимлирини, мәзкур районлардин чекиндүрүшкә чақириватқан бир пәйттә, русийә баш министири владимир путин, русийиниң абхазийә вә җәнубий оссетийидики һәрбий қисимлирини чекиндүрүш тоғрисида пәқәт русийә, җәнубий оссетийә вә абхазийә һөкүмәтлири қарар берәләйду, дәп көрсәтти.
2008-09-18
Нөвәттики иқтисадий кризисларниң тәсирини азайтиш үчүн, хитай вә америка сода сөһбити өткүзмәктә. Хәвәрләргә қариғанда сөһбәтниң музакирә темиси, икки дөләт арисики йеза игилик мәһсулатлири содиси, йимәк бихәтәрлики мәсилиси, мәһсулатларниң патент һоқуқи мәсилиси қатарлиқ көп тәрәплимә мәсилиләрни өз ичигә алиду.
2008-09-18
Америка ташқи ишлар министири кандилиза райс бүгүн русийиниң хәлқара мәсилиләр һәққидики позитсийисини әйиблиди. У сөзидә русийини дөләт ичи мәсилисидә диктаторлуқ қиливатиду, хәлқара мәсилиләрдә болса өктәмлик қиливатиду дәп агаһландурди вә русийиниң йеқиндин буянқи тәхирсиз һәрикәтлириниң хәтирини әскәртип өтти.
2008-09-17
Русийә бүгүн, абхазийә вә җәнубий оссетийә билән достлуқ шәртнамиси имзалиди. Шәртнамигә русийә президенти Medvedev, җәнубий оссетийә лидери Eduard Kokoity вә абхазийә лидери Sergei Bagapsh лар имза қойди.
2008-09-15
Америка президент кандидатлири барак обама вә җон меккейинлар өзлириниң хитай сиясәтлирини шәрһилигән болуп, буниңда һәр иккила кандидат хитай сода мунасивәтлири җәһәттә көп тохталғандин башқа йәнә, хитайни өз пуқралириниң кишилик һоқуқлирини қоғдашқа чақиридиғанлиқини оттуриға қойди.
2008-09-14
Йәкшәнбә күни русийиниң хәлқара вә дөләт ичигә қатнайдиған һава йоллири ширкити "айрефлот" ниң бир йолучилар айропилани урал тағлиқ районида чүшүп кәткән.
2008-09-14
Шәнбә күни түркмәнистан пайтәхти ашхабатта қораллиқ тоқунуш йүз бәргән болуп, түркмәнистан сақчи даирилири бир зәһәрлик чекимлик әткәсчилик гурупписини тармар қилғанлиқини елан қилған.
2008-09-14
Русийә һөкүмити шәнбә күни явропа иттипақиниң васитичилиқи билән түзүлгән келишимгә бинаән бир қисим қошунлирини грузийидин чекиндүрүшни башлиған болуп, явропа иттипақи грузийигә 200 кишилик бир тәкшүрүш һәм көзитиш өмики әвәтиду.
2008-09-13
Русийә, грозийә билән имзаланған уруш тохтитиш келишимигә асасән шәнбә күни грозийиниң қара деңиздики әң асаслиқ порти һесабланған пути шәһири вә әтрапидики һәрбий қисимлири чекиндүргән. Франсийиниң тәшәббуси билән имзаланған мәзкур келишимгә асасән русийә райондики һәрбий қисимлирини 15 сентәбир күнигичә райондин чекиндүрүп чиқиши керәк иди.
2008-09-13
Шәнбә күни 100 әтрапида ислам милитани пакистанниң пешавар шәһиридики бир һөкүмәт бинасини ишғал қилған. Хәвәрләргә қариғанда, вәқә җәрянида бина ичидә қанчилик адәм барлиқи техи мәлум әмәс икән.
2008-09-12
Америка мәтбуатлири президент җорҗ бушниң йеқинда америка қисимлириға пакистан чегриси ичидики талибан вә әл - қаидә базилириға пакистан һөкүмитидин рухсәт алмай һуҗум қилиш буйруқи чүшүргәнликини ашкарилиди
2008-09-11
Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати пәйшәнбә күни доклат елан қилип, афғанистанда турушлуқ бирләшмә армийә қисимлириниң гунаһсиз пуқраларға зәхмәт йәткүзүш қилмиши түпәйли, район хәлқиниң афғанистан һөкүмити, шималий атлантик әһди тәшкилати вә америка қисимлирини қоллаш позитсийисиниң сәлбий тәсиргә учраватқанлиқини билдүрди.