Талибанлар тәрипидин гөрөгә елинған икки герман пуқрасии өлтүрүлди
2007.07.21
Афғанистанда қайтидин тәсир даирисини кеңәйтишкә башлиған талибанларниң баянатчиси қари муһәммәт юсоф әхмәди, чаршәнбә күни талибанлар тәрипидин гөрүгә елинған 2 герман вә 5 афған енжинериниң өлтүрлгәнликини билдүрди. Униң ейтишичә, афған вә герман енжинерлири бүгүн афғанистан һөкүмити талибанлар һәрикитиниң афғанистан түрмлиридә йтиватқан талибан җәңчилирини қоюп бериш тоғрисидики тәлибини қобул қилмиғанлиқи үчүн, өлтүрүлгән.
Талибанларниң баянатчиси юсуф әхмәди шәнбә күни франисйә агентлиқиға бәргән баянатида, "әгәр афғанистанда түрмиләрдә тутуп турулуватқан талибанлар йәкшәнбә күнигичә қоюп берилмисә, талибанлар, афғанистанда гөрөгә елинған 18җәнубий корийә пуқраисини өлтүрүшкә башлайду,"дәп агаһландурған. Талибанлар шундақла җәнубий корийә һөкүмитидин афғанистандики әскәрлирини дәрһал чикиндүрүшини тәләп қилмақта.
Талибанлар тәрипидин пәйшәнбә күни афғанистанниң ғәзни өлкисиниң қарабағ районида гөрөгә елинған җәнубий корийә пуқралири, афғанистанда хирситиан динини тарқитиш паалийити билән шуғулланмақта икән.
Хәвәрләргә қариғанда, җәнубий корийә пуқралири, афғанистанда хирситиан динини тарқитиш үчүн паалийәт бериватқан гуруппилар арсида муһим орун игилигән болуп, нөвәттә афғанистанда паалийәт елип бериватқан христиан дин тарқатқучи җәнубий корийә пуқралириниң сани 120 кишигә йетидикән.
Бу арида җәнубий корийиниң президенти ро мо һуйин шәнбә күни баянат елан қилип, афғанистандики талибан милитантлиридин гөрөгә елинған җәнубий корийә пуқралирини қоюп беришини тәләп қилди. У шундақла, корийә һөкүмитиниң гөрүгә елинған җәнубий корийә пуқралириниң қоюп берилиши мәсилисидә талибанлар билән сәмими сөһбәткә тәйяр икәнликини билдүрди. (Өмәр қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Афғанистанда 45 пуқра һава һуҗуми түпәйлидин өлди
- Афған президенти афғанистанда елип бериливатқан һәрбий һәрикәтләрни тәнқид қилди
- Ирақ вә афғанистанларда йүз бериватқан тоқунушлар давамлашмақта
- Афғанистанда қиз оқуғучилар һуҗумға учриди
- Хамид карзай һуҗумға учриди
- Пакистандики қәбилә рәиси осма бин ладин вә молла өмәргә панаһлиқ беришкә тәйяр икәнликини билдүрди
- Афғанистанда елип берилған өзини өлтүрүвелиш характерлик һуҗумда 12 киши өлди
- Америка- афған бирләшмә армийиси 30 дин артуқ талибан милитанлирини йоқатти