Афғанистандики партлашта 4 америка әскири өлди

13‏- Феврал күни афғанистанниң мәркизи райониға җайлашқан урузган вилайитиниң диһравуд районида йолға орунлаштурулған бир бомба партлап, төт америка әскириниң өлүшигә сәвәб болди.

Афғанистандики америка һәрбий хадимлириниң билдүрүшичә, партлаштин кейин талибан пидаийлири америка әскәрлири вә улар билән бирликтә чарлашқа чиққан афған қисимлирини еғир қораллар билән оққа тутқан.

Талибан қалдуқлириниң туюқсиз һуҗумиға учриған америка һәрбий қисимлириға ярдәм қилиш үчүн районға һәрбий тик учарлар вә урушчи айропиланлири әвәтилгән. Тоқунушларда қанчилик талибан пидаийлириниң өлгәнлики техи мәлум әмәс.

Афғанистанда қайтидин тәшкиллинишкә башлиған талибан қалдуқлири, болупму афғанистанниң җәнубий вә шәрқий районлирида афған миллий армийиси вә афғанистандики америка қисимлириға қаратқан һуҗумлирини күнсери күпәйтмәктә. Өткән йили афғанистанда йүз бәргән тоқунушларда 1500 әтрапида афған пуқраси вә талибан пидаийси вә 91 америка әскири өлгән.

Америка бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, талибан вә әлқаидә қалдуқлири афғанистанда өткән төт ай ичидила 20 дин ошуқ өзини өлтүрүвелиш характерлик һуҗум елип барған.

Хәвәрләргә қариғанда, нәччә миңлиған америка вә шимали атлантик окян әһди тәшкилати һәрбий қсиимлири чарлаш елип бериватқан афғанистанниң пайтәхти кабулму тинч әмәс икән. 13‏- Феврал күни кабул шәһридә йолға орунлаштурулған бир бомбиниң партлиши нәтиҗисидә икки афған әскири яриланған. (Қанат)

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org