Америка- афған бирләшмә армийиси 30 дин артуқ талибан милитанлирини йоқатти
2007.04.12
Америка вә афған қисимлири, афғанистанниң җәнубида 35 нәпәр талибан милитанини йоқатти.
Ройтерс агентлиқи пәйшәнбә күнидики хәвиридә, афғанистанниң җәнубидики забул наһийә башлиқи баянатчисиниң сөзини нәқил кәлтүрүп, чаршәнбә күни кәчтә хакә районида елип берилған җәңдә, 30 дин артуқ талибан милитанлириниң йоқитилғанлиқини билдүрди. Мунасивәтлик хадимлар йәнә, талибан милитанлириниң афған армийисигә қайтурма һуҗум қозғиғанда, афған армийиси америка әскәрлириниң күрәшчи айрупиланлирини ишқа селип ярдәм беришини тәләп қилған.
Нөвәттә афған қисимлиридин яриланғанлар йоқ дийәрлик болуп, чаршәнбә күни йүз бәргән йәнә бир зораванлиққа қарши һәрикәттә, икки нәпәр канадалиқ әскәр йол үстидә партлиған бомба түпәйли өлгән. Буниңдин үч күн илгири охшашла афғанистанниң җәнубида, 6 нәпәр канадалиқ әскәр йол үстидә партлиған бомбида қаза қилған.
Пәйшәнбә күни шималий атлантик әһди тәшкилати вә мунасивәтлик һәрбий қоманданлар, канаданиң күбәк шәһиридә учришип, қандақ қилғанда әскәр мәнбәси вә қорал йетишмәслик мәсилилирини һәл қилғили болиду дегән мәсилә үстидә музакирә елип баридикән. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Өзбекистан ислам һәрикити таһир йолдашниң һаят икәнликини елан қилди
- Афғанистан президенти талибанлар билән сөһбәт елип барғанлиқини етирап қилди
- Пакистан-афғанистан чегра районидики тоқунушларда онлиған чәтәллик милитант өлгән
- Талибанлар афғанистанда чәтәллик вә афғанистанлиқлардин болуп 5 кишини гөрүгә еливалған
- Пакистанда өзбек милитантлар билән йәрлик қәбилиләр оттурисидики тоқунушлар барғансери җиддийләшмәктә