Пакистан - афғанистан чегра еғизида тоқунуш көпәймәктә

Пакистан даирилири пәйшәнбә күни афғанистан-пакистан чегра районидики қәбилиләрни, мәзкур районда йүз бәргән қаттиқ тоқунушларда өлгән милитанларниң кимликини ениқлашқа ярдәм қилишқа чақирди. Пакистан һөкүмәт хадимлириниң билдүрүшичә, тоқунушларда 40 артуқ киши өлгән.

Америка бирләшмә агтентлиқиниң хәвәр қилишичә, пакистан армийиси һазирғичә тоқунушта өлгән сәккиз милитанниң җәситини район хәлқиғә көрсәткән.

Тоқунушлар чаршәнбә күни милитанларниң афғанистан чегриси йеқинидики шималий вәзиристан районидики бир һәрбий базиға һуҗум қилиши билән башланған.

Чаршәнбә күни пакистан армийиси тоқунушларда 16 милитан вә 4 пакистан әскириниң өлгәнликини билдүргән иди. Әмма бүгүн пакистан қәбилиләр райони идарисиниң башлиқи тоқунушларда 40 әтрапида милитанниң өлгәнликини җакарлиди.

Хәвәрләргә қариғанда, бир нәччә һәптидин бери, районда пакистан қораллиқ қисимлири билән талибан қалдуқлири вә уларниң райондики қоллиғучилири оттурисида тоқунушлар көпәймәктә. (Әқидә)

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org