Кондализа райис хитай һөкүмитиниң суданға дарур мәсилисидә бесим ишлитишни тәләп қилди
2007.02.17
Америка ташқи ишлар министири кондализа райис дуня дөләтлиридин болупму хитайдин дарфур районидики тоқунушларни тохтитиш үчүн судан һөкүмитигә бесим ишлитишни тәләп қилди. Хәвәрләргә қариғанда, түрт йилидин бери суданниң дарфур районида йүз бәргән тоқунушларда 200 миңдин артуқ адәм өлгән.
Америка вә ғәрб дөләтлири дарфур мәсилисини бир тәрәп қилиш үчүн суда билән йеқин мунасивәткә игә хитай һөкүмитиниң судан һөкүмитигә бесим ишлитишини тәләп қилмақта.
Америка дөләт мәҗлисиниң бәзи әзалири һәмдә хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири хитай һөкүмитини, дарфур районидики қирғинчилиққа қаримай, судан билән сода мунасивәтлирини давамлаштуруш болупму бу дөләттин нефит импорт қилиш арқилиқ судан һөкүмитини қоллаватиду, дәп әйиблимәктә.
Америка ташқи ишлар министири кондализа райис җүмә күни америка дөләт мәҗлисидә қилған сөзидә, хитай дөләт рәиси ху җинтавниң йеқинда суданға қаратқан зиярити җәрянида суданға хәлқара тинчлиқни қоғдаш қисимлири орунлаштуруш тоғрисидики сөзлири, хитайниң дарфур мәсилисидә сияситиниң илгирилигәнликиниң бир бишарити һесаблиниду, дегән. (Қанат)