Германийә хитайниң ғәрбий районлирида әйдиз виросидин мудапиәлиниш ишлириға ярдәм қилди


2004.11.29

Хитайниң шинхуа агентлиқиниң хәвәр қилишичә, геирманийә һөкүмити дүшәнбә күни хитай һөкүмити билән иқтисадий әһвали начар болған хитайниң ғәрбий районлирида әйдиз кесилиниң алдини илиш вә әйдиз кесәллирини давалашта ишлитиш үчүн 7 милйон явро пул бериш тоғрисида бир келишим имзалиған.

Хәвәрдә ейтилишичә, гирманийә һөкүмити йәнә хитайниң ғәрбий районида дохтурхана вә юқумлуқ кесәлликләрниң алдини илиш мәркәзлири қуруш ишида ишлитиш үчүн хитай һөкүмитигә 42 милйон 350 миң явро қәрз пул беридикән.

Хитай малийә министирлики баянатчисиниң билдүрүшичә, хитай һөкүмити илғар тиббий техника сетивелиш вә идарә қилиш усуллири өгиниш үчүн чәт дөләтләрдин көп миқдарда пул ярдими алған. Униң ейтишичә, пәқәт германийила хитайдики сақлиқни сақлаш ишлирида ишлитиш үчүн ярдәм вә қәрз пул болуп, һазирғичә хитай һөкүмитигә 177 милйон явроға йеқин пул бәргән.

Уйғур аптоном райони әйдиз вироси әң тиз тарқиливатқан районларниң бири. Гәрчә германийә қатарлиқ ғәрб дөләтлири хитайниң ғәрбий районлирида әйдиз кесилиниң тарқилишиниң алдини илиш вә әйдиз вироси билән юқумланғанларни давалаш үчүн нурғунлиған миқдарда пул ярдими бериватқан болсиму, әмма бу пулниң қанчилик қисминиң уйғур елидә ишлитиливатқанлиқи мәлум әмәс.

Бәзи хәвәрләргә қариғанда, һөкүмәт бу пулларниң бир қисмини әйдиз вироси билән юқумланғанларни давалаш үчүн әмәс, асасән әйдиз виросидин мудапиәлиниш тәшвиқатлири үчүн ишләтмәктә. (Қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.