Һәр қайси дөләтләр "дуня әйдиз күни" ни хатирилиди


2004.12.01

worldaids_200.jpg
Һисдинтандики шакти ваһини намлиқ аммивий груп дуня әйдиз күни һарписида йеңи деһлида шам яндуруш паалийити өткүзди.AFP Рәсими

1 - Дикабир дуня әйдиз күни мунасивити билән дуняниң һәр қайси җайлирида охшаш болмиған шәкилләрдә хатириләш паалийәтлири өткүзүлди. Б д т ниң алақидар тармақлириниң истатистикилиргиһа қариғанда, нөвәттә пүтүн дуняда 45 милйон киши әйдиз вероси билән юқумланған болуп, буларниң йерими дигүдәк аяллар икән. Пәқәт асия қитәсидила бу йил 540 миңдин артуқ адәм әйдиз кесили билән өлгән.

Чәтәл мәтбуатлириниң хәвәр қилишичә, хитай һөкүмитиму бу йил дуня әйдиз күнини дағдуға билән хатирилигән. Хитай рәһбәрлири һәр қайси дәриҗилик һөкүмәт әмәлдарлириниң әйдиз кесили һәққидики саватларни үгинишини тәләп қилған.

Хитай һөкүмити йәнә дуня әйдиз күни мунасивити билән хитайдики әйдиз вәзийити һәққидә доклат елан қилип, бу йил әйдиз кесилигә гириптар болғанларниң өткән йилқидин икки һәссә көп икәнликини, җинисий алақә арқилиқ юқумлиниш нисбитиниң тез көтүриливатқанлиқини билдүрди. Хитай һөкүмити доклатида йәнә, әйдиз виросиниң зәһәрлик чикимлик чәккүчиләр, паһишләр қатарлиқ хәтәрлик кишиләр топидин адәттики пуқраларға юқушқа йүзлиниватқанлиқини көрсәтти.

Хитай даирилири хитайда әйдиз вироси билән юқумланғучилар саниниң 840 миң икәнликини билдүрмәктә. Бирақ б д т ниң әйдиз мутәхәссислири хитайни агаһландуруп, әгәр дәрһал үнүмлүк тәдбир қолланмиса, хитайдики әйдиз вироси билән юқумланғучилар саниниң 2010 - йилиға барғанда 10 милйонға йетиши мумкинликини көрсәтмәктә. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.