Дуня дөләтлири дуня әйдиз күнини хатирилиди
2005.12.01
Бүгүн дуня әйдиз күни. Әйдиз кесәлликини дуня хәлқи үчүн әң хәтәрлик бир кесәллик дәп көрсәткән бирләшкән дөләтләр тәшкилати, пәйшәнбә күни дуня әйдиз күни мунасивити билән дуня дөләтлирини мәзкур кесәлликә қарши туруш вә бу кесәлликниң алдини елиш үчүн җидди тәдбир көрүш тоғрисида аһагландурди.
Дуня әйдиз күни мунасивити билән дунядики һәрқайси дөләтләр пуқралириниң әйдиз кисәллики тоғрисидики мәлуматини ашуруш вә мәзкур кесәлниң алдини елиш һәққидә уларниң иңини өстүрүш үчүн түрлүк паалийәтләрни өткүзмәктә.
Бирләшкән дөләтләр тәшкилати әйдиз кесәлликигә қарши туруш идарисиниң дериктори питәр поитниң билдүрүшичә, -2005 йили дунядики әйдиз кисәллириниң сани 40 милйон үч йүз миң кишигә йәткән. У дуня дөләтлирини әйдиз кесәлликигә қарши туруш вә бу кесәлликниң алдини елиш һәмдә әйдиз вируси билән юқумланғанларни давалаш үчүн көпрәк мәбләғ селишқа чақирди.
Хитай, болупму уйғур или дунядики әйдиз кесәллики әң тез тарқиливатқан районларниң бири һесаблиниду. (Қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитайда 70 миң киши қан бериш җәрянида әйдизни юқтурувалған
- Дуня сәһийә тәшкилати хитайни әйдиз кесили тоғрисида агаһландурди
- Хитайдики әйдиз кесәллики билән юқумланғанлар өткән йилдикидин 50% дин артуқ ашқан
- Б д т доклатида, хитайниң әйдиз кесилиниң алдини елиш тәдбирлириниң кәмчилликини әйиблиди
- Хитай әйдиз мәһбуслар үчүн түрмә салидиғанлиқини рәт қилди