Америка атмосфераниң сиртида һәрикәт қилидиған йеңи һәрбий қорал ясимақта
2007.11.14
Америка дөләт мудапиә министирлиқи кәлгүсидә йүз бәргүси урушниң еһтияҗиға маслишиш үчүн, атмосфераниң сиртида һәрикәт қилидиған һәрбий қорал вә учур сестимисини тәрәққи қилдурушқа киришти.
Б б с ниң баян қилишичә, америка дөләт мәҗлисиниң 459 милярд америка доллирилиқ дөләт мудапиә хамчотидики йеңичә һәрбий қорал түрлири ичидә 'фалкон' намлиқ аваздин тез әң юқири сүрәтлик аләм учқуси пилани әң муһим ноқта. Бу хил учқу атмосфераниң сиртида аваздин алтә һәссә тез сүрәт билән һәрикәт қилалайду вә 12 миң пут еғирлиқтики партлатқуч бомбини йүкләп учуп, дуняниң һәр қандақ йеридики нишанни бомбардиман қилалайду.
Хәвәрдә баян қилинишичә, америкиниң йеңичә һәрбий қоралларни тәрәққи қилдурушқа киришкәнлики лүкчәк дөләтләрниң тәһдитигә вә аләм бошлуқидики сүний һәмраһни пачақлиялайдиған хитайға тақабил туруш үчүн, йәр йүзидики җәң мәйданини аләм бошлуқиға йөткәшни мәқсәт қилиду.
Америка һазир, ирақ вә авғанистанлардики җәң мәйданлириға әмәс, аләм бошлуқидики кәлгүси җәң мәйданлириға көз тикмәктә. Америка дөләт мудапиә министирлиқиниң йеңи қоралларни синақ қилиш идарисидики хизмәтчиләрниң ашкарилишичә, америка бу хил йеңи қоралини келәр йили синақ қилиду. (Вәли)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка вә хитай һәрбий саһәси қизиқ линийилик телефон алақиси келишими түзди
- Америка дөләт мудапиә министири роберт гейтс хитайниң һәрбий программилиридики хупиянилиқни оттуриға қоймақчи
- Америка дөләт мудапиә министири гейтис хитайни зиярәт қилиду
- Америка палата әзалири хитай рәиси ху җинтавға имзалиқ хәт йоллиди
- Русийә билән хитай алаһидә сақчи қисимлири бирләшмә маневир өткүзмәкчи
- японийә : хитай һәрбий селинма җәһәттә техиму очуқ- ашкара болуши керәк
- Бәш дөләт йеқинда өткүзүлидиған һәрбий маневирниң хитайға қаритилғанлиқини инкар қилди
- Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати һәрбий маневириниң иккинчи бөлүми башланди
- Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң террорлуққа қарши һәрбий маневири рәсмий башланди
- Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати қурулғандин буянқи үчинчи қетимлиқ бирләшмә һәрбий маневирини өткүзиду