Америка дөләт мәҗлисигә хитайдин импорт қилинидиған таварларға чегра беҗини юқирилитиш җазаси қоллиниш тәклипи берилди
15- Ноябир, пәйшәнбә күни, америка қошма штатлириниң хитай иқтисад вә бихәтәрлик комитети, хитайниң , експорт маллириниң тәннәрқини төвәнлитиш үчүн хитай пулиниң алмаштуруш қиммитини қаттиқ тизгинләп кәлгәнликини әйибләп, хитайдин америкиға төкмә болуп кириватқан хитай маллириға қарита қоюлидиған чегра беҗини юқирилитиш җазаси қоллиниш тәклипини бәрди.
Франсийә агентлиқиниң көрситишичә, америка қошма штатлириниң хитай иқтисад вә бихәтәрлик комитети америка дөләт мәҗлисигә сунған доклатида, америка дөләт мәҗлиси, валйота (пул оборотидики пул) ни тизгинләшни испирт мәһсулатлириға берилгән қанунсиз ярдәм дәп тонуйдиған бир қанун мақуллиши керәкликини тәләп қилған иди.
Америка дөләт мәҗлис хили узундин бери, америка һөкүмитигә, валйота (пул оборотидики пул) ни тизгинләп кәлгән дөләтләр устидин валютани әркин қоюветиши үчүн бесим ишлитәләйдиған яки иқтисади җаза қоллиналайдиған һоқуқ беридиған бир қанун мақуллашни ойлишип келиватқан һәмдә америка малийә министирлиқидин валйота оюни ойниған дөләтләргә җаза қоллинишни тәләп қилип келиватқан иди.
Хәвәрдә нәқил қилинишичә, америка қошма штатлириниң хитай иқтисад вә бихәтәрлик комитетиниң рәиси каролйн бартһоломев, експорт маллириға дөләт қошумчә ярдәм бериш қилмишини әркин базар принсипини дәпсәндә қилғанлиқ дәп тонуйдиғанлиқини көрситип: " бу йәрдә шуниңға диққәт қилишқа әрзийдуки, хитай мәккарлиқ билән експорт үстүнлүкини игиләш үчүн валйотасиниң қиммитини изчил тизгинләп кәлмәктә" деди
Хитай һөкүмити өз валйотасиниң алмаштуруш қиммитини тизгинләп, адаләтсиз сода риқабити шәкилләндүргәнлики үчүн, илгири америка қошма штатлири хитай үстидин дуня сода тәшкилатиға әрз сунған иди. (Җүмә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка атмосфераниң сиртида һәрикәт қилидиған йеңи һәрбий қорал ясимақта
- Америка палата әзалири хитай рәиси ху җинтавға имзалиқ хәт йоллиди
- Дуня банкиси хитай һәққидики доклатиниң үчтин бир қисим мәзмунини чиқириветишкә мәҗбур болди
- Америка, тинч окян районида һәрбий маневир өткүзмәкчи
- Америка - хитай оттурисидики учур тәңсизлики қатарлиқ мәсилиләр америкиниң бихәтәрликигә тәсир йәткүзмәктә
- Америка малийә министири паулсон хитайни зиярәт қилди
- Америка ташқи мунасивәт паалийитини күчәйтишни пиланлимақта
- Америка хитайниң өткүр һәрбий қораллар тәрәққиятиға йеқиндин диққәт қиливатиду
- Америка, сәуди вә хитай ширкәтлири бәш милярд долларлиқ енергийә келишими түзди